• Йеза нәпәси
  • 20 Шілде, 2022

Дехан әвлади

Гүлсүмбүви Сопашева билән дәсләпки  қетим учрашқинимға хелә жил өтүпту, бирақ у яқ һеч өзгәрмигәндәк: чирайидин нур йеғип туриду, ишчан қияпити сақланған. Мән Г.Сопашевани 1985-1986-жиллири дәсләпки қетим өзәм оқуватқан мәктивимдә оқуғучилар билән болған учришишта көргән едим. Шу жиллири у өз дәвриниң қәһримани атилип, илгәрки кеңәшләр дәвридики комсомол тәшкилатиниң қурултийиға делегат болуп қатнишип, бизгә өз тәсиратлирини ейтип бәргәндә һәммимизла униң әмгәктики төһпилирини тиңшап, әрләр кәби кәтмән чепип, қазиниватқан утуқлириға һәйран қелишқан едуқ. Чүнки у тәвәдики «етиз мәликиси» дәп аталған көмүқонақ пәрвиш қилип, Социалистик Әмгәк Қәһриманлири һели мәрһум Адаләт Зәйнавдинова билән һазир йеши сәксәндин алқиған Күләш Айтжанова билән бир сәптә әмгәк қилған еди. Атисиниң кәтминигә садиқ болуп, 55 гектар йәргә аҗиз беши билән үҗрә қилип, 8 жил уда рекордлуқ һосул яратқан комсомол-яшларниң бири болди. 

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

Надәк оттура мәктивини әла баһаларға тамамлаватқан Гүлсүмбүви Сопашеваниң балилиқ армини тәңтушлиридин кәскин пәриқләнди. Тәкитләш керәкки, тәңтушлири чоң шәһәрләрдә алий оқуш орунлирида оқуп, муәллим, қурулуш инженери, дохтур болимән десә, у һеч иккиләнмәйла «Мән атам кәби дехан болимән!» дәп кесип ейтти. Чүнки у кичигидин атиси дехан нәсли Намәтни әгишип өсти. Балилиқ дәвриниң әң қизиқ пәйтлири колхозчи-деханлар охшаш күн билән тәң охинип, таң сәһәр ешәк һарвусиға чүшүп, етиз-ериқта ашлиқ терип, уни суғириш ишлирида тавлинип өскәчкә, “дехан болимән!” дегән арминини әмәлгә ашуруш үчүн интилди. Мана шу арманға йетиш үчүн һеч иккиләнмәйла шу жили егиликтә ашлиқ терип, тәр төкүп, йеши йәткән дехан, Улуқ Вәтән урушиниң ветерани Н.Сопашевниң һөрмәтлик дәм елишиға чиқишиға мунасивәтлик қутлуқ кәтминини тапшурувалди. Һә, бу комсомол-яшларға хас интилиш болди. Униңдин егилик рәһбәрлири, жут әһли рази болушуп, атилар билән анилар дуасини бәрди. 
Кәтмән чепиштәк әрләргә хас бу ишта у чарчидим, талдим демиди. Әксичә, ата мәслиһити билән ашлиқни териш, суғириш, жиғиштуруш охшаш ишларда дехан үчүн бәкму қиммәт әтияз вә күзниң һәр күнини ғенимәт билди. Муһими, у қоллири қадақ басқан дехан әрләр билән шу дәвирниң тәләп еһтияҗлири болған социалистик мусабиқиләргиму чүшти. Шундақ қилип, 8 жил уда 55 гектар йәргә көмүқонақ терип, пәрвиш қилип, рекордлуқ һосул алди. Һә, мундақ комсомол-яшлар саңақлиқла болғачқа, наһийә вә егилик рәһбәрлири Гүлсүмбүвини Москвада өтидиған комсомолларниң XXI қурултийиға делегат болушқа ишәнчә билдүрди. Чүнки дехан Г.Сопашева егиликтики җәмийәтлик ишларниң паал иштракчиси болупла қалмай, йезидики яшларниң бешини қошуп, йезиларни аватлаштуруш, йеза егилигини тәрәққий әттүрүш, колхозчиларниң иҗтимаий-ихтисадий әһвалини яхшилаш охшаш муһим мәсилиләрдә тәдбирчанлиғи билән көзгә чүшкән яшларниң бири болди. 
Алтөй йеза кеңишиниң депутати болған у яшларни йезида турақландуруш, болупму деханчилиқ билән чарвичилиқта комсомол-яшлар бригадилирини қуруп, өзара мусабиқиләрни уюштурушта тәшәббускар болди. Гүлсүмбүви мана шундақ ишлиди. Арилиқта, аилә шараитиға бола, Яркәнттә яшап, үч бала тепип, йәнила өз жути – Надәккә қайтип кәлди.
Сөзара Гүлсүмбүви бизгә жутдашлириниң нәмунилик ишлиридин, атиси – сабиқ җәңчи Намәт Сопашевниң туғулғининиң 100 жиллиғиниң дағдуғилиқ атап өтүлгәнлигини ейтип бәрди. Һә, достлуғи билән бирлиги ярашқан бу жутта қазақлар билән уйғурлар истиқамәт қилиду. Қазақму, уйғурму атам дәп өскәчкә, униң 100 яшлиқ тәвәллуди Надәк оттура мәктивидә башлинип, аиләвий чарә-тәдбирләрдә давамлашти. Мәктәптә «Әрлиги мәңгү әстә» намлиқ өткән чарә-тәдбирдә оқуғучилар униң егилик тәрәққияти йолидики 40 жиллиқ әмгигини, әмгәктин шөһрәт қазинип, Москвада Йеза егилиги муваппәқийәтлири көргәзмилиригә қатнашқанлиғини мәдһийилиди. Жут атисиниң қәһриманлиғи әвлатлар қәлбидә мәңгү сақлинидиғанлиғи сөзсиз. Өз новитидә бу чарә-тәдбирдә жутдашлар Алим Әбәйдуллаев, Айтинур Молдабеков, Сағатхан Масабаев, Қурмаш Мустапаев вә башқилар пүтүнсүрүк бир жутниң атиси билән болған әстин чиқмас вақиәләрни ейтип бәрди. 
Һә, Намәт бовай билән Патигүл ана он үч бала тепип, тәрбийиләп қатарға қошти. Уларниң һазир они һаят. Ибрәтлик аилиниң пәрәнтлири улар яққан чирақни өчәрмәй, жутида биркишилик хизмитини қилип, нәврә-чәврә сөйүп, бәхитлик яшимақта. Оғли Қурванҗанни болса, жутдашлири Надәктә жигитбеши қилип сайливеди, ишәнчисини ақлаватиду. Жутдарчилиқ ишларда тәдбирчан, миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри, жутида оттузға йеқин аилиниң «Уйғур авази» гезитиниң тарилишиға зәмин яритиватқан җанкөйәрләрниң бири. «Әрлик әвлатқа мирас» демәкчи, атилар җасарити унтулмайду. Бир яки бирнәччә жил әмәс, әсирләрниң узун жиллиқ карвини өтсиму, өз яшлиғини Вәтән азатлиғи үчүн, егилик тәрәққияти үчүн сәрип қилған инсанлар қәлбләрдә мәңгү сақлинидиғанлиғи Надәк оттура мәктивидә вә Сопашевларниң аиләвий мәрасимида йәнә бир қетим өз ипадисини тапти. 
Панфилов наһийәси.

СҮРӘТЛӘРДӘ: Уруш вә әмгәк ветерани Намәт Сопашев; 2 Надәк оттура мәктивидә өткән чарә-тәдбирдә (солдин төртинчи – Гүлсүмбүви Сопашева). 

116 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы