• Мөтивәрләр
  • 20 Шілде, 2022

Дост қәдрини билгәнләр

Атақлиқ философ Өмәр Һәйям: «Өмүр сүрүшниң икки қаидисини билгән адәм бәхитлик болиду. Бири – немә болса шуни йемәй, озуғини таллап йәйдиған адәм. Йәнә бири – ким болса шуниң билән дост болмай, әтрапидики достлирини тоғра таллашни билидиған адәм» дегән екән. Һәқиқәтән, һаятта бизниң тоғра яки натоғра қәдәм бесишимиз қешимиздики достлиримизға бағлиқ. Әгәр яхши адәмләр билән дост болсақ, яман күндә қалмайдиғинимиз җәзмән. 

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

Җүмлидин Уйғур наһийәсидики Чонҗа йезисида яшайдиған Нурвәг Сейитов, Закир Мәмиров, Молут Һевизов, Марс Әхмәтов, Абдуманап Әмитахуновниң достлуғиға һәммә қизиқиду. Немишкә десиңиз, йеши сәксәндин алқип, тохсәнгә тақиған бу мөтивәрләр йәттә қериндаш мәшрәп әһли болуп, яшлиғидин чигилгән достлуқ мунасивитини һазирғичә үзмәй, ғәмдиму, хошаллиқтиму бир-бириниң йенидин тепилиду. Йәнә келип, барлиғи Уйғур наһийәси билән Алмута вилайитиниң Пәхрий гражданлири. Һәрқайсиси өз саһасиниң меғизини чеқип, әлгә хизмәт қилип, һөрмәт қазанған абройлуқ шәхсләр. 
Мәсилән, Нурвәг Сейитов жигирмә бәш жилдин ошуқ колхоз башқуруп, исим-шәрипи әл еғизидин чүшмәй келиватқан ишбиләрмән инсан. Закир Мәмиров болса, маарип саһасиниң әлачиси аталған пешқәдәм устаз. Молут Һевизов, Марс Әхмәтовму билим саһасида әмгәк қилған, устазларниң устази. М.Һевизов узун жил Чонҗидики училищени (СПТУ) башқурса, М.Әхмәтов наһийәлик билим бөлүмини башқурған. Әнди саламәтлик саһасиниң пешиваси аталған Абдуманап Әмитахунов өз заманида Уйғур наһийәлик мәркизий ағриқханисини башқуруп, бүгүнки күндә исми ривайәткә айланған мутәхәссис. Башта ейтқинимиздәк, Н.Сейитов билән А.Әмитахунов Алмута вилайитиниң Пәхрий гражданлири болса, З.Мәмиров, М.Һевизов, М.Әхмәтов Уйғур наһийәсиниң Пәхрий гражданлири. Достлуқни қәдирләйдиған қәдирдан инсанлар йеқинда А.Әмитахуновни «Қазақстанниң Алтун китавиға» кириши мунасивити вә өткән кәспий мәйрими билән тәбрикләп қайтти. 
Өмүрдин тоқуғини бар, салаһийәтлик яшанғанлар өткән күнлирини әскә елип, җәмийитимиздики бүгүнки муһим мәсилиләр һәққидә сөһбәтләшти. А.Әмитахуновниң җүпти, пешқәдәм врач Кларәм Һасанова, М.Һевизовниң рәпиқиси, наһийәлик китапханида утуқлуқ әмгәк қилип пенсиягә чиққан Ханәм Қасимова билән бирликтә бизму ушбу тарихий пәйтниң гувачиси болдуқ. «Уйғур авазиниң» турақлиқ оқурмәнлири вә җанкөйәрлири сүпитидә улар гезитимизниң келәчиги үчүн көйүнидиғанлиғини йошурмиди. 
– «Уйғур авазиму» бизниң йеқин достумиз. Һәр һәптидә уни сеғинип күтимиз. Мақалиларни оқуп, ахирқи йеңилиқлар вә хәлқимизниң һаят нәпәсидин хәвәрдар болимиз. У бизниң муңдишимиз, сирдишимиз. Биз мошу гезитни оқуп чоң болдуқ, қеридуқ. Амма бүгүнки яшлар гезиттин жирақлишип кетиватиду. Һәрбир уйғур пәрзәнди «Уйғур авазини» дост тутса, келәчигимиздин ғәм йемәттуқ, – дәйду гезитниң қәдрини билидиған «Уйғур авазиниң» достлири (сүрәттә). 

85 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы