• Мәнавият
  • 01 Қыркүйек, 2022

«Алдимизға келисиләрғу техи...»

Мәшүр САСИҚОВ,
“Уйғур авази”

Алдимизда гезит хадимлири билән муштири топлаш мәвсүмигә беваситә мунасивити бар адәмләр үчүн қийин пәйтләр башланғили туриду. Бу йәрдә, әлвәттә, биз жут-жутлардики жигитбашлири билән ханим-қизларниң күчигә тайинимиз. Уларниң ярдими вә күч чиқиришисиз иш пүтмәйдиғанлиғиға аллиқачан көз йәткүздуқ. Әлвәттә, тәһрират хадимлири уларға чәксиз миннәтдар.
Бирақ йеқинда тонуш акиларниң бири телефон қипту. Исим-нәсибини атимай қояйли. Биз хәқ тәнқитни тоғра чүшәнмәймизғу. Униң үстигә көпчиликниң көңлигә башқичә тәсир қилишиму мүмкин. Шундақ қилип, телефон қилған акам җәмийәтлик ишларға паал арилишип келиватқанлардин. Йеқин арилишип кәтмисәқму, салимимиз түзүк. У течлиқ-аманлиқтин кейин:
– Ука, саңа бир илтимасим бар еди, – деди у.
– Хош, ака қулиғим сиздә – дедим мәнму.
Қисқиси, у яқниң гепигә қулақ салсам, кейинки пәйтләрдә гезит бетидә чәкләнгән мавзуда уруқ-туққиниму яки башқа бириму, әйтәвир, шулар тоғрилиқ мақалә йезип беришимни илтимас қилди. Мән һазирқи вәзийәтни ейтип, әһвални чүшәндүрсәм, бираз тиңшиғандәк қилдию, амма сәл туруп толиму җиддийләшкән һалда:
– Хиҗалитиңлар чүшкәндә, бизни бир убдан издәшни билисиләр. Һә, биз бирәр мақалә йезип беришиңларни сорап қойсақ, хуниңлар ешип кетиду. Буни мән задила чүшәнмәймән. Бизниң силәрниң гезитиңлар үчүн тартиватқан җапа-мәшәқитимизгә ейтқан рәхмитиңлар мошуму? Тохтап туруңлар, аз күндә «муштири топлаш керәк», дәп йәнә алдимизға келисиләрғу, – дегиничә аччиғи билән телефонни қойивәтти.
Аң-таң болғинимчә, хелә узақ туруп қалдим. Тилимға гәп-сөз, пут-қолум һәрикәткә кәлсә өләй. «Бу акимизниң «силәрниң гезитиңлар үчүн...» дегини қизиқ болдиғу. «Уйғур авази» гезити мошу редакциядә ишләватқанларниң гезити болғиниму? «Алдимизға келисиләрғу» дегини қандақ? Униң қандақ чүшинишкә болиду? У акимиз билән болған сөһбәт узақ калламдин чиқмай жүрди. Нери ойлап, бери ойлап ушбу мақалини йезиш қарариға кәлдим. Исим-фамилиясини атимай язсам, у яқниң өзини тонуйдиғанлиғи һәқ. Демәк, аримизда биз қоюқ мунасивәт бағлап жүргәнләр ичидиму шу хил хиялда жүргәнләрниң барлиғи ениқ.
Көпчиликкә мәлум болсунки, «Уйғур авази» – Қазақстан Җумһурийити һөкүмитиниң мәблиғи һесавиға нәшир қилиниватқан уйғур тилидики йеганә гезит. Шуңлашқиму нәшир дөләт буйрутмисиға мувапиқ материалларни биринчи новәттә бериду. Шуниң билән җәмийитимизниң барлиқ саһалириға мунасивәтлик йеңилиқлар йорутулуватиду. Оқурмәнлиримиз хәлқимиз һаятиға мунасивәтлик нурғунлиған йеңилиқлардин хәвәр тепиватиду. Тилимизға, мәдәнийитимизгә, урпи-адәтлиримизгә аит мақалилар, жәмийәтлик тәшкилатлиримиз тәрипидин әмәлгә ашурулуватқан паалийәтләр вә башқиму қизиқарлиқ хәвәрләр елан қилиниватиду. Әнди шәхсий адәмләр тоғрилиқ бәзидә язалмай қалидиғинимиз раст. Чүнки мундақ мавзуға көп әһвалда оқурмәнлиримизниң өзлири қарши. Ундақ мақалиларниң дөләт буйрутмисиға өтмәйдиғанлиғиниму йошурмаймиз.
 Әлвәттә, биз үчүн гезитхан – әң қәдирлик инсан. Қолумиздин кәлгиничә, уларниң хизмитини қилишқа һәрқачан тәйяр. Әнди бизни қанун яки рәһбәрлик тәрипидин қоюлған қаидиләргә риайә қилмаслиққа мәҗбурлайдиғанларниңму бар екәнлиги сир әмәс. Мәсилән, мону әһвални ейтип өтәйли. Адәттә гезитимизда тәбрикнамә, хатирә вә тәзийәләр берилиду. Әйнә шуларни беришкә кәлгән айрим қериндашлиримизниң тетиқсиз тәрсалиғиға илаҗисиз яқаңни тутушқа тоғра келиду. Улар «мениң паспорттики фамилиям Ахметов, Юсупов яки Даутов, дәп йезилған. Гезитқа шу териқидә бәрсәңлар, дәп йезишимизни сорайду. Бизниң ака яки һәдә «бу гезит уйғур тилида нәшир қилинидиған гезит. Сизниң фамилияңиз Ахметов болса, уйғурчә Әхмәтов болуп йезилиши керәк» дегинимизгә рәнҗийду. Мундақ азду-тола өзлириниң «һоқуқлирини қоғдайдиғанлар» билән чиқишалмайдиған әһваллар йетип ашиду. Биз бүгүн пәқәт уларниң бирини мисалға алдуқ. 
Тоғра, гезитхан яки ейтайлуқ, униң херидари немигә елан бәрмисун, жуқуридин бәлгүләнгән һәқни төләйду. Бирақ ана тилимизда йоруқ көрүватқан нами улуқ «Уйғур авази» мундақ хаталиқларға йол қойса, қандақ болғини? У чағда бизниң «Пәрзәнтлиримизни ана тилимизда оқутайли, уйғур тилидики һәрқандақ мәтбуат васитисини қоллап-қувәтләйли, уйғур язғучи-шаирлириниң әсәрлирини сетивелип оқайли, дәп зарлаватқинимиз нәгә кәтти? Әтә-өгүн, йәни вақит өтүп, келәчәк әвлатлиримиз архивлардин шу хаталиқлиримизни көрсә, бизниң бу ишлиримизға қандақ көзқарашта болиду? Ейтсиңиз, гәп тола.
Һәммә нәрсини чүшәнгили болиду. Паспорт йәнә башқа һөҗҗәтлиримизгә исим-нәсибимиз ана тилимизда йезилмайду. Шундиму, пурсити кәлгәндә, ениғирақ ейтсақ, ана тилимизни мошундақ пәйттә биз қәдирлимисәк, ким әтивалисун? Шу қериндашларға ейтаримиз, буни уларни рәнҗитиш үчүн яки бирәр ғәрәздә йезиватқинимиз йоқ. Пәқәт керәк йәрдә шараит билән пурсәтни тоғра пайдиланмисақ, яш әвлатниңму тәрбийисигә әкси тәсир көрситидиғанлиғи ениқ. Униңсизму, Кеңәш Иттипақидин қалған бәзән әқилгә сиғмайдиған ойдурма-баниләр түпәйли тилимиз билән мәтбуатимизға вә сәнъитимизгә оң қарайдиғанлар сани күн санап азийиватиду. Болупму бу яшлар арисида бесим. Анатиллиқ мәктәплиримизни алайли. Қазақстан Җумһурийитидәк бир әл шунчилик шараитлар яритиватса, униңдин пайдилиниш бу яқта турсун, әксичә мәмәданлиғимизни ишлитип, уларни тәрғип қилғанларға қарши чиқиватқанлар йетәрлик. Шу милләтпәрвәр миллий маарип җанкөйәрлириниң өй көрмәй, йемәй-ичмәй дегидәк дунияни чарлап жүргини билән һечкимниң кари йоқ. Бу җәһәттин бир топ алимлар билән маарип җанкөйәрлиригә апирин ейтмай мүмкин әмәс.
Әнди жуқурида тәкитләнгән телефон сөһбитимизгә кәлсәк, биз у акимиздин һәргиз рәнҗип кәтмидуқ. Һәрбир адәмниң өзигә хас мүҗәз-хулқи бар. Бәлким, у өзиниң хатасини чүшинипму қалғанду. Ениқки, у яқ һәр жили атқуруватқан ишини бу жилиму әмәлгә ашуриду, дәп ойлаймиз. Чүнки у бүгүнгә қәдәр, җанпидалиқ билән миллитим-хәлқим, дәп қиливатқан ишидин ваз кечидиғанлиғиға гуманимиз бар. У қәйәрдә болсун, аман болсун.
Алдимиздики гезит-журналларға муштири топлаш мәсүмидә бизгә һәмдәм болуватқан паалийәтчан ака-һәдиләр билән йәниму учришидиғанлиғимизға ишәнчимиз камил. Улар бу ишларни жүрәк әмри билән қиливатқан екән, һаман давамлаштуриду. Бизму шу миллитини сөйүп, хәлқигә хизмәт қилишни лайиқ көргән достлиримиз билән дайим биллә болушқа тәйяр. 

73 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы