• Барикалла!
  • 15 Қыркүйек, 2022

«Пушкин муәллимлири» Москвада учрашти

Йолдаш МОЛОТОВ,
«Уйғур авази»

 Мәлумки, 2020-жилдин башлап Москва шәһириниң һөкүмити вә «Российская газета» гезитиниң уюштуруши билән хәлиқара Пушкин конкурси өтүватиду. Мәзкүр конкрусни, шундақла «Пушкин муәллимлири» конкурси дәпму атайду. Конкурсниң асасий мәхсити – дунияда рус тилиниң мәртивисини ашуруш, рус тилиға болған қизиқишни рәғбәтләндүрүштин ибарәт. Хәлиқара Пушкин конкурсиға дунияниң барлиқ дөләтлиридин рус тили пәниниң муәллимлири қатнишиш имканийити бар. Бийил шу конкурсқа Қазақстандин қатнашқан 100дин ошуқ муәллимдин йәттә устаз ғалип чиқти. Шуларниң арисида Алмутидики 106-мәктәпниң рус тили пәни муәллими Зульфия Мурадилова (сүрәттә) бар. 
— Бу конкурс иҗадий конкурс болуп һесаплиниду, — дәйду Зульфия Нурдөләтқизи. — Униңға дунияниң һәрхил әллиридики рус тили пәниниң муәллимлири қатнишалайду. Һәр жили январь ейида конкурс уюштурғучилири шу жилдики конкурс мавзусини елан қилиду. Қатнишимән дегүчиләр елан қилинған мавзуға эссе йезиши керәк. Барлиқ ишлар Интернет арқилиқ конкурс жюрилириға әвәтилиду. Бийил конкурсниң мавзуси «Иттипақ тилидин дуния тилиға: бүгүнки таңда немишкә рус тилини оқуйду?» дегән мавзу болди. Конкурсниң йәкүни һәр жили 6-июнь күни, йәни улуқ шаир Александр Пушкинниң туғулған күни чиқирилиду. Бу күни Россиядә «Рус тили күни» мәйрими нишанлиниду. Конкурста ғалип чиққанлар сентябрь ейиниң биринчи һәптиси Москваға тәклип қилиниду. Мошу йәрдә тәнтәнилик рәвиштә барлиқ мукапатлар тапшурулиду. Бизниму Москвада шәһәр һөкүмитиниң вәкиллири күтүвелип, Қизил мәйдан әтрапидики меһманханиға орунлаштурди. Үч күн давамида биз Москвани вә мирасгаһларға арилидуқ, алимлар, язғучилар билән учраштуқ. Шундақла даңлиқ Арбаттики А.Пушкин турған өйни зиярәт қилдуқ. Бу йәрдә һәммә нәрсә шу улуқ шаир турған вақиттәк сақлинип қапту. Әлвәттә, мошундақ мәдәний программилардин кейин чоңқур һиссиятлар илкидә қалдуқ, уни аддий тил билән ейтип йәткүзүш қийин.
 Тәкитләш лазимки, бийил конкурсқа дунияниң 25 дөлитидин муәллимләр қатнашқан екән. Улар Өзбәкстан, Таҗикстан, Түркмәнстан, Куба, Финляндия, Балтиқ әллири вә башқиму дөләтләрдин, умумән 25 дөләттин кәлгән. Шуларниң ичидә 50 әмгәк муәллипи ғалип аталди. Қошумчә қилсақ, конкурсниң жюри әзалири — атақлиқ шәхсләр. Жюри рәиси Алий ихтисат мәктивиниң профессори М.Королева, «Российская газета» гезити баш муһәрририниң орунбасари Я.Юферова вә башқилар. Конкурс ғалиплириға мукапат тәнтәнисигә Россия президентиниң хәлиқара мәдәний һәмкарлиқ алиқилири бойичә мәхсус вәкили М.Швыдкой, Москва һөкүмитиниң министри, ташқи ихтисадий алақилар департементиниң рәһбири С.Черемин қатнашти. Ғалипларға мәхсус диплом вә маддий соғилар тапшурулди.

74 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы