• Бизниң җанкөйәрлиримиз
  • 14 Желтоқсан, 2022

Ақ халатлиқ достлиримиз

Ишәнчимиз камилки, һәрқандақ саһада әмгәк қиливатқан миллитимиз вәкиллири арисида «Уйғур авази» гезитиниң җанкөйәрлири йетәрлик. Әйнә шуниң нәтиҗисидә сөйүмлүк гезитимизниң муштирилири сани жилдин-жилға өсүватиду. Әлвәттә, биз шу миллитим һәм хәлқим дегән ака-һәдилиримиздин чәксиз миннәтдар.
Мундақ дейишимдики сәвәп, мән жигитбеши вә Чонҗа йезиси бойичә «Уйғур авазиға» муштири топлаш штабиниң рәиси сүпитидә буниңға толуқ көз йәткүздүм. Мәсилән, қайси мәһкимигә бармайли, у йәрдики хадимлар арисидин миллий мәтбуатимизниң карван беши болған гезитимиз тоғрилиқ иллиқ пикрини ейтидиғанлар чоқум тепилиду. Улар бизниң тәшвиқат-тәрғибат ишлиримизни дәрһал қоллиған һалда, дәсләпкиләрдин болуп гезитқа йезилиду. Йезилипла қалмастин, кәсипдашлирини шуниңға чақириду. Әлвәттә, бәш бармақ бирхил болмиғинидәк, түрлүк-түмән баниләрни тоқуп, муштири болуштин қачидиғанларниңму йоқ әмәслигини инкар қилалмаймиз.
Бүгүн мән бийилқи муштири топлаш мәвсүмидә бизниң ишимизға һәр җәһәттин яр-йөләк болған Уйғур наһийәлик ағриқхана хадимлиридин баш врач Исламҗан Абдувәлиев, чоң һәмширә Оғләм Сайитова вә һәмширә Гүлвира Нурәхмәтова һәққидә тохталмақчимән. Улар – беваситә өз кәспигә садиқ инсанлар болуп қалмай, милләтпәрвәрлиги түпәйли алаһидә пәриқләнгән шәхсләр. Шуңлашқа бу қериндашлиримизни көпчилик дайим пәхирлиниш илкидә тилға алиду.
Бу ақ халатлиқ инсанлар бийилму, адәттикидәк, кәсипдашлиридин 200дин ошуқ адәмниң «Уйғур авази» билән «Или вадиси – Іле өңірі» гезитлириға муштири болушиға түрткә болди. Бу, әлвәттә, мошу гезитлар арқилиқ йүзлигән адәм мустәқил елимиз – Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт сәясити вә униң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятидики йеңилиқлардин ташқири, хәлқимизниң мәдәний һаятидин хәвәрдар болиду дегән сөз. Муһими өз сәһипилиридә бизгә һавадәк һаҗәт болуватқан милләтләрара разимәнлик билән хәлиқләр достлуғини мустәһкәмләшкә мунасип төһписини қошуп келиватқан мәтбуат васитилириниң бизниң һаятимиздики ролиниң алаһидә екәнлиги сөзсиз. 
Һә, биз бу ақ-халатлиқ җанкөйәрлиримизгә сәмимий миннәтдарлиғимизни изһар қилғач, ишлириға утуқ тиләймиз.
Илахун АРИПОВ,
 «Уйғур авазиға» муштири топлаш 
штабиниң Чонҗа йезиси бойичә рәиси.

СҮРӘТТӘ: О.Сайитова (солдин-оңға) И.Абдувәлиев вә Г.Нурәхмәтова.
 

61 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы