• Бизниң җанкөйәрлиримиз
  • 21 Желтоқсан, 2022

«Силәр бар, биз бар»

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Бу жили шуниңға ениқ көз йәткүздуқки, «Уйғур авазиниң» достлири қандақла вәзийәттә болмисун, өзлириниң милләтпәрвәрлик есил хисләтлирини һечқачан ташлимайду. Улар һава райиниң иссиқ-соғиға қаримай, өйму-өйму арилап, муштири топлаш адитидин һәргизму ялиққан әмәс. Әң муһими, шу ака-һәдиләр билән сөһбәтлишип қалғидәк болсаң, «Силәр бар, биз бар» дәп, миллий мәтбуатимизға мунасивәтлик иллиқ ләвзини билдүриду.
Һә, улар шу мәхсәттә һардим-талдим демәй, ат чепиватса бәзән хиҗаләтму болуп қалидекәнсән. Ундақ садиқ достлиримизниң һәр җайда бар екәнлиги, әлвәттә, бизни хошал қилиду. Илаһим, шундақ қәдинасларниң сани кам болмиғай!
Бүгүн биз, әйнә шуларниң қатариға ишәшлик киргүзүшкә әрзийдиған Талғир наһийәсиниң Туздыбастав йезисидики җанкөйәрлиримиз тоғрилиқ ейтип өтмәкчимиз. Бу жил улар ишни йеңичә башлиди. Жутниң беши қошулуп, тилға аларлиқ ишлар пат-пат өтүп туридиған болди. Туздыбаставлиқ яшлар «бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқарған» һалда, тәминати төвән аилиләргә ярдәм қилиш охшаш хәйрихаһлиқ паалийитини җанландуруп, жутдашлириниң алқишиға еришти. Бу ишларниң бешида йеңидин сайланған баш жигитбеши Өмәрҗан Хошнәзәров дадил туруп, жут ичидики инақлиқни қолға кәлтүрди десәк, һәргиз ашурувәткәнлик әмәс. У коча жигитбашлири вә Ханим-қизлар кеңишиниң әзалири, җүмлидин Дилмурат Худайбәрдиев, Абдуллин Чоруқов, Аруп һаҗим Исқақов, Һасан һаҗим Вахъяров, Аюпҗан Турдимәмәтов вә Рашидәм Қадирова, Халидәм Ғоҗамбәрдиева, Халидәм Исмайилова, Пәридәм Әлиева, Дилбәр Қурбанова вә Рима Кәримова қатарлиқ жут активистлири билән бирликтә көплигән изгү ишларни әмәлгә ашурушқа муваппәқ болди. 
Бу милләтпәрвәр инсанлар бийилқи 2023-жилниң гезит-журналлириға муштири топлаш мәвсүмини утуқлуқ өткүзүштә аянмай тәр төкүватиду. Миллий мәдәнийитимизниң бу җанкөйәрлири билән қачанла учрашмайли, «Бийил чоқум өткән жиллардин ашуримиз» дәп, көңлүмизни хатирҗәм қилиду. Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Туздыбастав йезисидики шөбисиниң рәиси Реһимҗан Мәсимовму улар билән зич мунасивәт бағлап, һәрқандақ ишларда һәмдәм болуватқанлиғиниму алаһидә тәкитлигән орунлуқ. Чүнки гезитниң тарқилиш мәсилиси туғулғанда, у бирқанчә жиллардин бу ян жуқурида исми аталған шәхсләрниң ярдими түпәйли йүзлигән муштирилиримизға гезитниң өз вақтида йетип беришини тәминләп келиватиду. 
Расти шуки, уларниң беминнәт әҗригә қарап, шу миллитим-хәлқим дәп жүргинигә апирин ейтисән. Һә, айрим қериндашларниң «қолумизда бар алтунниң қәдригә йәтмәй», ана тилимизда йоруқ көрүватқан мәтбуат васитилиригә йезилиштин имканқәдәр қечип жүриватқанлиғиға нәпритиң келиду. Нә чарә, виждани қайнимиғанға ейтар сөз йоқ екән.

СҮРӘТТӘ: баш жигитбеши Ө.Хошнәзәров (солдин оңға) Р.Қадирова вә Р.Мәсимов.

59 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы