• Бизниң җанкөйәрлиримиз
  • 21 Желтоқсан, 2022

Бу қетим Қайратта өтти

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Бу күнләрдә 2023-жилниң гезит-журналлириға муштири топлаш мәвсүми қизғин кетип бариду. Бу пәйтни үнүмлүк пайдилинишни мәхсәт қилған гезит тәһрират хадимлири җай-җайларда муштирилар билән учрашмақта. Бу, әлвәттә, шу жутларда паалийәтчанлиқ көрситип, миллий мәтбуатимизниң карван беши болған «Уйғур авазиниң» муштирилири санини көпәйтишкә һардим-талдим демәй ат чепиватқан җанкөйәрлиримизниң ишиға мәдәт болуватқанлиғи ениқ. 
Йеқинда әйнә шундақ учришишларниң бири Алмута шәһиридики Қайрат мәһәллисидә болуп өтти. Униңға ушбу жутни башқуруватқан жигитбашлири вә ханим-қизлар кеңишиниң әзалири билән мәһәллә турғунлири иштрак қилди. Учришиш асасән ана тилимизда нәшир қилиниватқан гезит-журналларға муштири топлашқа мунасивәтлик болғанлиқтин, униңға «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов вә «Азия бүгүн» гезитиниң мухбири Махмут Исрапилов тәклип қилинди.
Бу күни қайратлиқ гезитханлар хелила көп жиғилипту. Уларниң гезит хадимлириға ейтар пикир-тәклиплириму йоқ әмәс екән. Мәсилән, риясәтчи Сабирҗан Манашев учришишниң мәхсәт-муддиасини йәткүзүши биләнла улар тәрипидин соаллар ямғур кәби яғди десәк, мубалиғә әмәс. Пикирләрниң көпчилиги, әлвәттә, орунлуқ. Бирақ айримлири беваситә Қазақстан Һөкүмитиниң мәблиғи һесавиға нәшир қилиниватқан «Уйғур авазиниң» паалийитигә һәргиз уйғун кәлмәйдиғанлиғи ениқ. Буниңдин сирт, келәчәктә диққәт-нәзәримизгә елинидиғанлириму йоқ әмәс еди. Мана мошуларниң һәммисигә Ершат Моллахуноғли ениқ җавап бәрди.
– Биринчидин, әлвәттә, миллий ғуруруңларға таянған һалда, виждани қайниған һәрбир уйғурниң өйидә болушқа тегишлик «Уйғур авази» гезитиниң муштирилири санини ашурушқа барлиқ күчүңларни сәрип қиливатқан силәрдәк қериндашлиримизға миннәтдарлиқ билдүримән, – деди Ершат Әсмәтов. – Өзәңларға мәлум болғинидәк, бизниң гезитимиз җумһурийитимиздики муштирилири әң көп бәш һөкүмәтлик нәширниң қатариға кириду. Бу, ишәшлик ейталаймәнки, силәргә охшаш милләтпәрвәр һәм вәтәнпәрвәр җанкөйәрлиримизниң бебаһа әҗри. Шундақ екән, силәр бар, гезитимиз бар болғуси. Әлвәттә, гезит паалийитидә проблемилар йоқ, дәп ейталмаймән. Буниңға һазирчә чоңқур чөкмәй турайли, бирақ, йәнә тәкитләймәнки, гезитимиз сүпәт вә мәзмун җәһәттин қәдәмму-қәдәм алға илгириләватиду. 
“Гезитимиз сәһипилиридә тарихий материаллар тамамән берилмәйватиду” дегәнгә қошулалмаймән. Дунияға тонулған алимлиримизниң көләмлик мақалилири пат-пат йоруқ көрүватиду. Яшларға беғишланған һәм уларниң һәрхил саһаларда қол йәткүзгән утуқлири һәққидиму дайим йезиватимиз. Пурсәттин пайдилинип, шуни көпчиликкә йәткүзгүм келидуки, һазир бизгә тәләп күчлүк. Шуңлашқа һәрқандақ адәмни махтап, уни һәшләргә көтиридиған мақалиларға орун йоқ. Һәр һалда  көпчиликкә әмгиги сиңгән шәхсни гезитханлиримизға тонуштуруп, униң яхшилиғини ейтиш — бизниң беваситә вәзипимиз. 
Андин «Азия бүгүн» гезитиниң мухбири Махмут Исрапиловму көпчилик тәрипидин чүшкән соалларға җавап берип, уларни рәһбәрликкә йәткүзидиғанлиғини ейтти. Шундақла у муштири топлашқа паал қатнашқан барлиқ шәхсләргә тәһрират намидин миннәтдарлиғини изһар қилди.
Учришиш давамида җәмийәтлик ишларниң активисти Җаһангир Илиясов сөзгә чиқип, ана тилимизда йоруқ көрүватқан гезит-журналларға қатариға Чонҗида нәшир қилиниватқан «Или вадиси – Іле өңірі» гезитиниң қошулғанлиғини ейтип, жутдашлирини шу гезитниң муштирилириниң өсүшигә қол-қанат болушқа чақирди. 
Умумән, бу күни өткән учришиш бәс-муназиригә толуп-ташти. Қайратлиқлар көңүл қетидики ой-пикирлири билән бөлүшсә, меһманлар уларниң соаллириға әтраплиқ жавап беришкә тиришти. Шу түпәйли келәчәктә азду-тола камчилиқлар иҗабий һәл қилинип, гезитханлиримиз билән болған достанә мунасивитимиз техиму мәккәм болидиғанлиғиға ишәнчимиз камил.
Ахирида жутниң баш жигитбеши Һашимҗан Арзиев көпчиликкә бүгүнгә қәдәр мәһәллә бойичә «Уйғур авазиға» — 160, «Азия бүгүнгә» 123 аилә муштири болғанлиғини йәткүзди. 

78 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы