• Дидар ғенимәт
  • 21 Желтоқсан, 2022

Хошаллиққа бөлигән дәмләр

Әгәр, хаталашмисам, вәтинимиз Қазақстанниң һәрқандақ йеза-авуллириға берип қалсақ, «Аулым – алтын бесігім» дегән йезиққа көзүмиз чүшиду. Әлвәттә, бу бекар әмәс. Чүнки шу макан-җайдин учум болғанлар ана жутиға кәлгәндә, киндик қени төкүлгән жутниң қәдир-қиммитигә йәнә бир қетим йетиду.
Ана жуттин қиммәт нәрсә болсунму?! Жут болупму таша жутларда яшаватқанлар үчүн толиму әтивалиқ. Бизниң тағ бағриға җайлашқан Ғалҗат йезисидин чиққан жутдашлиримиз, йәни тәғдир тәқәзаси билән жирақта яшайдиғанлар, ишәшлик ейталаймәнки, ана жутини пат-пат йоқлап туриду. Уларниң арисида мәктәп қойнидин учум болғиниға 20-30-40-50 вә, һәтта, 60 жил толғанларму бар. Маңа йезимиздики оттура мәктәпниң мудири сүпитидә әйнә шундақ жутдашларниң «Дәм ғенимәт – дидар ғенимәт» учришишлириниң талийиға қатнишишқа тоғра келиду. Ахирқи вақитларда шундақ ойға кәлдимки, бу учришишлар сабиқ синипдашларниң аддий муңдишиш-сирдишишила әмәс, бәлки яш әвлатқа қандақту-бир үлгә-ибрәт беридиған чарә-тәдбир екән.
Мәсилән, бийил яз айлирида ана мәктивимизни 1972-жили тамамлиған жутдашлиримизниң 50 жиллиқ учришиши өтти. Синипдашларниң беши қошулуши биләнла, панидин бақиға сәпәр қилған мәрһумларниң роһиға беғишлап дуа-тәгбир оқуғанлиғи, андин жут мөтивәрлири билән учришип, жутдашларниң һалидин хәвәр елиши, әлвәттә, алийҗанап иш болди. Раст, «мундақ ишларни һәрқандақ учришиш қатнашқучилири қилидиғу», дәйдиғанларму чиқиду. Лекин, қәйәрдә болмисун, ана мәктивидин учум болғиниға әллик жил толуп, һаятиниң талай әгир-тоқай мусапилирини чәттә өткүзсиму, һелиму шу қутлуқ маканни ядида мәккәм сақлиғанлиғи тоғрилиқ ейтмисақ болмас. Йәнә бир ейтип кетидиған гәп, жирақниң ети жирақ болсиму, жуттин жирақта яшайдиған жутдашлар йезимизниң күндилик һаятидин һечқачан чәттә қалмайду. Улар имканқәдәр, әл қатарида ярдәм қолини сунушқа тиришиду.
Сабиқ шагиртлар өзлириниң тәвәллудлуқ учришишлирини илгириму уюштурған. Бийил 50 жиллиқ болса, пүткүл аңлиқ һаятини дәсләп Кеңәш Иттипақи, кейинирәк Қазақстан Җумһурийитиниң төмүрйол саһасиға беғишлиған акимиз Шерип Исламовниң тәшәббуси түпәйли әмәлгә ашти. Жутни вә бир-бирини сеғинған ака-һәдиләр учришишниң «рәсмий» қисмидин кейин йезимизни арилап, мәрикилирини давамлаштурди. Һәрқайсиси нәврә-чәврә сөйгән түнүгүнки оқуғучилар даңлиқ Қизил дөңгә чиқти. Уларға алаһидә зоқлиниш билән қариған чоң-кичикни һәр кочида учритиш мүмкин еди. 
Ейтмақчи болғиним, бийил мәктәп тамамлиғиниға әллик жил толуп, жутқа кәлгән жутдашлиримизниң учришиши уларниң өзлиридила әмәс, биздиму чоңқур тәсират қалдурди. Йәнә тәкрарлаймәнки, уларниң ана мәктәп босуғисини атлап, гөзәл яшлиғини әсләп, жутниң чоңлири билән муңдишип-сирдашқини яш әвлатни ойға салғини талашсиз. Һә, чоңқур ойлансақ, бизгә бүгүнки күндә әң муһими шу болуватиду, әмәсму?! 

Мәһәмәтҗан АБДУРСУЛОВ, 
Ғалҗат оттура мәктивиниң мудири.
Уйғур наһийәси.

***

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»

1972-жили Калинин намидики (һазирқи А.Саттаров намидики Қаратуруқ оттура мәктиви) оттура мәктәпниң уйғур синипини 29 нәпәр қиз-жигит тамамлиди. Бийил уларниң мәктәптин учум болғиниға әллик жил болди. Йеқинда Турсун Баратов, Гүлбадәм Розиева, Меһирәм Мурадилова вә Майминәм Савутованиң уюштурушида 50 жиллиқ учришиш болуп өтти. Һаят тәливи шундақ, синипдашларниң алтиси бақилиқ болуп кетипту. Учришишқа сабиқ оқуғучилардин 21 адәм кәлди.
Дәсләп бақилиқ болған синипдашлириниң қәбригә берип, қуръан тилавәт қилди.  Андин Достлуқ йезисидики «Достлуқ» кафесида мәрһум устазлири, шундақла синипдашлири Абдирим Насиров, Әркин Мәхсүтов, Бүвинур Сәйдуллаева, Гүлҗамал Әзизова, Рәхимҗан Садиров вә Үсүпҗан Ахмоллаевниң роһиға атап нәзир бәрди. 
Өткән әллик жилда қанчә сулар еқип, қанчиму хошаллиқ вә қийин дәмләр йүз бәрди. Учришишқа риясәтчилик қилған А.Саттаров намидики оттура мәктәпниң башланғуч синип муәллими Аминәм Җамалова информатика пәниниң муәллими Гүлнарә Абдуллаеваниң ярдими билән түзүлгән видеофильмни сабиқ синипдашлар диққитигә һавалә қилип, уларниң мәктәп қойнидики һаятини вә балилиқ-яшлиқ дәврини ядиға салди.
Түнүгүнки яш жигит-қизлар – һазир чечи ақирип, чиши сарғайған чоңлар мәрһум устазлири Улуқ Вәтән урушиниң ветерани Ақберген Атағулов, СССР вә ҚазССР Маарип әлачиси, бир түркүм дәрислик вә китапларниң муәллипи Мәһәмәт Мәхсүтов, Қасим Исмайилов, Мәрүп Зәйнавдинов, Лохман Надиров, Мария Сабирова, Исмайил Абдурахманов, Гөһәр Мәмәтиярова, Халидәм Зулиярова, Руқийәм Үсәнова, Аруп Мәмәтәлиев вә башқиларни әскә елип, уларниң өз тәғдири һәм һаятида алаһидә орун алғанлиғини, исимлириниң жүрәк төридә әбәдий сақлинидиғанлиғини тәкитләшти. Бир хошал қилидиғини, синип рәһбири, уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Абдурешит Турдиев һели һаят, 92 яшқа кәлди. Шундақла улар мәктәптә билим алған чағда мудирлиқ қилған Қәһриман Әмәтов билән уйғур тили вә тарих пәнлириниң муәллими Маһиләм Мәсимоваму бар. Шуларниң әстаидил әмгиги түпәйли Мурат вә Гүлбадәм Розиевлар  – муәллим, Абдрим Насиров, Турсун Баратов, Үсүпҗан Ахмоллаев, Исрайил Розиев, Меҗит Босақов  – қурулуш вә йеза егилиги  саһалириниң хадимлири, Майминәм Қавашева, Гүли Тайирова  тәрбийичи болуп йетилип чиқти. Әлвәттә, синипдашларниң һәммиси  җәмийәт тәрәққиятиға төһпә қошуп, һәрхил саһаларда тәр төкти. Инсаплиқ әвлат тәрбийилиди. 


Кәң дәстихан әтрапиға жиғилған сабиқ синипдашлар балилиқ чағлирини әсләп, өтмүшкә қайта сәпәр чәкти. Һаятидики әң есил дәвир – балилиғини, гөзәл яшлиғини әсләп, узақ муңдашти. Бақилиқ болған синипдашлириниң уруқ-туққан вә җүптилири тәклип қилинип, уларму изгү учришиш уюштурғучилириға өз миннәтдарлиғини изһар қилишти. 
Кәчқурунлуғи сабиқ синипдашлар йәнә жиғилди. Зияпәт давамида улар пуғани қанғичә муңдишип, саз-нәғмиләрдин бәһриман болди. Иллиқ вә қизиқ әслимиләр билән өткән кәчтин кейин чоңқур тәсиратлар илкидә, бир-бирини қиялмай хошлашти.

Әмгәкчиқазақ наһийәси. 

***

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»

1972-жили Маливай оттура мәктивини 30 нәпәр жигит-қиз тамамлап, һәрқайсиси өзи таллавалған йоли билән чоң һаятқа қәдәм ташлиған еди. Мана шуниңдин бери йерим әсир вақит өтүпту. Улар һаяттин биркишилик орнини тепип, аилә қуруп, бала тәрбийилиди. Һәрхил саһаларда әстаидил әмгәк қилди. Җүмлидин Һенипәм Гайитова вә Гөһәрбүви Баратова устазлиқ йолини таллавалса, Маһийәм Исмайилова вә Гүлинур Һаширова медицина саһасида ишлиди. Әпсус, арисидин сәккиз сабиқ синипдаш биқилиқму болди. Қалғанлири нәврә, чәврә сөйгән бова һәм мома атилип, өзлири истиқамәт қиливатқан жутлириниң чоңлириға айланди. Һәр яқта болсиму достлуқ, синипдашлиқ риштилири үзүлмиди. Мәктәптин учум болуп, синипдашларниң 25, 30, 40 жиллиқ учришишлирини өткүзүшни әнъәнигә айландурди. Йеқинда шу сабиқ синипдашлар мәктәпни тамамлиғанлиғиға 50 жил толушиға бағлиқ ана мәктивигә билим дәргаһиниң босуғисини атлиған қаракөзләргә атиған соғилар билән қәдәм тәшрип қилди.

Улар балилиримизға мәктәпниң ана тилимизда билим бериватқан муәллимләр билән учришип, устазларниң қийин, бирақ шәрәплик ишлириға вә илим-билим дуниясиниң ишигини ачқан оғул-қизларға утуқ тиләп, 30 данә бәдиий әдәбият китаплири билән там саатини тәғдим қилди. Өз новитидә, кәсипдашлири намидин сөз алған мәктәп мудириниң оқуш-тәрбийә ишлири бойичә орунбасари Арзигүл Абдримова чоң әвлат егилиригә миннәтдарлиқ билдүрүп, ушбу чарә-тәдбирниң әвлатлар варислиғини йетилдүрүштә интайин муһим екәнлигини вә һаяттин өз орнини тепип, һөрмәт-еһтирамға бөләнгән адәмләр билән келәчәк егилири – балиларни учритип турушни әнъәнигә айландуруш керәклигини атап өтти.
Қошумчилаш лазимки, Алмута вилайитиниң җай-җайиға, Алмута, Яркәнт, Бишкек шәһәрлиригә тариған сабиқ синипдашлар язда Алмутида, синипдиши Маһийәм Исмайилова вә униң йолдиши Абдримниң өйидә баш қошқан еди. Улар кәң дәстихан әтрапида дуниядин өткән синипдашлар билән мәктәптә билим бәргән мәрһум устазлар бир минутлуқ сүкүнат билән әскә елип, роһиға атап қуръан беғишлиди. 

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

77 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы