• Қәлб төридики инсанлар
  • 12 Қаңтар, 2023

Мәңгү өчмәс чирақ

Уйғур наһийәсиниң тарихи һәққидә гәп қозғалғанда, униң бүгүнкидәк бағу-бостанға айлиниши үчүн тәр төккән нурғунлиған парасәтлик инсанларниң исми пәхирлиниш билән тилға елиниду. Кинтал Исламов, Һашим Арзиев, Мирзигүл Насиров... Пат-пат тилға елинидиған бу исимлар қулиғимға сиңишип кәткән болсиму, улар һәққидә билидиғинимдин билмәйдиғиним көп. Чүнки у заманлардики колхоз дәври, шу дәвирниң қәһриманлири һәққидә чүшинигим аз.

Сабирәм ӘНВӘРОВА, 
«Уйғур авази»

 
«Сора-сора алим бопту, уйила-уйила кейин қапту» демәкчи, шуңа әшу колхоз дәврини яхши билидиған инсанлар билән учрашқанда, уларниң һәрбир сөзигә қулақ салимән. Амали болса, билмигинимни соравелишқа тиришимән. Җүмлидин йеқинда исми ривайәткә айланған шәхс Мирзигүл Насировниң қизи Эльмира Насирова билән тонушуп қалдуқ. У узун жил мәрипәт саһасида хизмәт қилип, бүгүндә һөрмәтлик дәм елишқа чиққан пешқәдәм устазларниң бири. Әлвәттә, сөһбитимизниң асасий мавзуси Мирзигүл Насиров һәққидә болди. Мениң соаллиримдин кейин, дадиси тоғрилиқ мәғрурлиниш билән гәп башлиди: 
– Дадам махташқа мунасип әмгәк қилсиму, қилғинини миннәт қилмайдиған, атақ-мәнсәпкә қизиқмайдиған инсан еди. Бизгиму дайим «кичикпейил болуңлар, қилған-әткиниңларни көпкә җар салмаңлар, махтанмаңлар» дәп әқил ейтатти, – дәп сөзини атисиниң аддийлиқни, кичикпейиллиқни яқтуридиған, адәмгәрчиликни һәммидин үстүн қойидиған инсан болғанлиғидин башлиди Эльмира һәдә. Андин мениң тәливим билән дадисиниң һаяти, иш-паалийитигә тохталди. 


– Дадам 1920-жили Уйғур наһийәсиниң Түгмән йезисида дунияға кәлгән. У иш-паалийитини муәллимликтин башлиған. 1942-жили һәрбий сәпкә чақирилип, азду-тола тәйярлиқтин кейин 364-атқучилар полкиниң взвод командириниң ярдәмчиси, андин 118-атқучилар полкида взвод командири болуп җәңгә қатнашқан. 1944-жили Пәрғанидики һәрбий училищеда тәлим елип, офицер унванида мәхсус тапшурма билән ана- Вәтәнни гоминдан әзгүсидин азат қилишқа Шәрқий Түркстанға әвәтилгән. Шәрқий Түркстан Җумһурийити Миллий армиясиниң сепидә атлиқ эскадрон командиридин башлап, мәхсус атлиқ дивизион командири дәриҗисидә Вәтән алдидики борчини ада қилған. Йәни Кеңәш һөкүмитиниң мәхсус тапшурмиси билән Хитайда атлиқ әскәр дивизиониниң командири сүпитидә партия тапшурмисини орунлашқа қатнишип, хәлиқ арисида «Батур капитан» аталди.
Җәң мәйданидин қайтип кәлгәндин кейин, дәсләп сода саһасида ишләп, андин егилик ишлирини башқурди. 1955-жили «оттузмиңлиқлар» қатарида Киров намидики колхозниң рәиси болуп сайлиниду. Аз вақит ичидә қалақ егиликниң ишини рәткә селип, ихтисадида илгириләш һасил қилиду. 1961-жили дадам наһийәдики әң чоң егиликләрниң бири һесаплинидиған Свердлов намидики колхозниң рәиси болуп сайлинип, 25 жил давамида үзлүксиз башқурди. Бу арилиқта колхозниң ихтисади өсүп, әмгәкчиләрниң турмуши яхшилинип, йеза қияпити тонуғисиз дәриҗидә өзгәрди, шундақла йеза мәдәнийитини тәрәққий әткүзүш, хәлиққә билим бериш саһалирида тилға аларлиқ ишлар әмәлгә ашурулди, – дәп дадисиниң узун жиллиқ әмгигини умумийлаштуруп, қисқичә чүшәндүрүп бәрди сөһбәтдишим. 
Амма мәзкүр мақаләмниң мәзмунини ечиш үчүн маңа ушбу мәлумат йәткүлүксиз еди. Шуңа Мирзигүл Насиров һәққидә ян-яқтин әхбарат топлашқа кириштим. М.Насиров һәққидә йезилған нурғунлиған әмгәкләр билән тонушуп, керәк йәрлирини түртивалдим. Мәсилән, у Киров намидики колхозда рәис болуп ишлигән 7 жил мабайнида өзиниң һәқиқий рәһбәр екәнлигини дәлилләп, уруш әкәлгән зәрдапларниң орнини толтуруп, хәлиқниң турмушини яхшилашқа бәкирәк көңүл бөлгән екән. Нәтиҗидә колхозниң жиллиқ дарамити 650 миңдин 1 миллион 250 миң рубльға йетип, йеза оттурисида 324 орунлуқ клуб вә яғачтин 7 жиллиқ мәктәп селинип, пайдилинишқа берилиду.
Әнди Свердлов намидики колхоздики паалийитигә кәлсәк, тәдбирчан рәһбәр ишни авал суғирилидиған йәр мәйданини көпәйтиштин башлап, мәхсус мехотряд қуруп, суғирилидиған йәр мәйдани 7500 гектарға йәткүзүпту (униң ичидә көмүқонақ мәйдани 4000 гектарни тәшкил қилиду). Бу жиллири 250 миң өдәк бақидиған комплекс пайдилинишқа берилип, егилик һәр жили дөләткә 5000 центнер өдәк гөши сетиш имканийитигә еришип, һәрбиридә 1000 сийир беқилидиған 2 сеғин сийир комплекси бәрпа болиду. М.Насировниң йемишлик әмгигиниң нәтиҗисидә егилик дөләткә ашлиқ сетиш планини 127,5 пайиз орунлап, наһийәниң дөләткә өткүзгән ашлиғиниң 42 пайизини тапшурған екән. Шундақла шу жиллири Раһиләм Сейитованиң Социалистик Әмгәк Қәһримани атиғиға егә болуп, Гүлнарә Розахунова Қазақ ССР Алий Кеңишигә депутат болуп сайланғанлиғиниму М.Насировниң паалийити билән бағлаштурушсақ хаталашмаймиз.


Ишбиләрмән рәһбәр Чаринға 630 орунлуқ Мәдәнийәт өйи, 50 орунлуқ балилар бағчиси, 1500 орунлуқ қазақ вә уйғур мәктиви, 50 орунлуқ ағриқхана, мутәхәссисләр үчүн икки қәвәтлик турушлуқ өй селип, кочиларни асфальтлап, жутниң гүллинишигә салмақлиқ үлүш қошиду. Ишләпчиқиришниң барлиқ саһалири бойичә жуқарқи көрсәткүчләрни турақлиқ қолға кәлтүрүлгән Свердлов намидики колхозниң Әмгәк Қизил Туғ» ордени билән мукапатлинип, Қазақстанниң «Алтун китавиға» йезилғанлиғи – мана шу тинимсиз әмгәкниң испати. Мирзигүл Насиров үч Ленин, Октябрь Инқилави», үч Әмгәк Қизил Туғи орденлири вә нурғунлиған медальлар билән тәғдирлиниду. Қазақ ССР Алий Кеңишиниң депутати болуп сайлинип, икки қетим Қазақ ССР Алий Кеңишиниң Пәхрий ярлиғи билән мукапатлиниду. Хәйрият, СССР Ветеранлар кеңиши президиуминиң әзаси болуп, исми Қазақстанниң «Алтун китавиға» йезилған тарихий шәхс бирнәччә қетим вилайәтлик вә наһийәлик кеңәшләрниң депутати болиду, Уйғур наһийәсиниң вә Алмута вилайитиниң Пәхрий граждини атилиду. 
Қисқиси, Мирзигүл Насировниң әмгигини бир мақалиға җәмләп түгитиш мүмкин әмәс екәнлигигә көзүм йәтти. Һә, Эльмира һәдиниң өз сөзини қисқа қайирип, жиллар вә рәқәмләргә тәпсилий тохтилип кәтмигәнлигини, ата тәрбийисидин дәп чүшәндим. 
– Дадамниң хизмәттә жуқури өрлишидә, анамниң тәсири алаһидә болди  дәп ойлаймән. Чүнки анимиз Хадича һәрдайим дадамни қоллап-қувәтләп, униңға вападар яр болалиди. Улар 7 оғул, 3 қиз тәрбийиләп, қатарға қошти. Һәрбиримизниң җәмийәткә ярамлиқ шәхс болуп йетилип чиқишимизға зәмин яратти. Анам — 1985-жили, дадам 2008-жили бақилиқ болди. Һаят болса, дадимиз бийил 10-январьда 103 яшқа толатти. Буниңдин үч жил илгири униң йүз яшлиғини атап өтмәкчи болған едуқ. Карантин сәвәплиригә бола, ойға алған ишимиз орунланмай қалди. Шундиму, һечтин кәч яхши дегәндәк, дадамниң һөрмитигә булту өзи туғулған жути, йәни Түгмән йезисида нәзир берип, волейболдин турнир, көкпар мусабиқилирини уюштурдуқ. Мошундақ ишларни әвлаттин-әвлатқа йәткүзүп, нәврә-чәврилири қәлбигә сиңдүрүш —мениң пәрзәнтлик борчум, – дәйду дадисиниң әқил-несиһитини өмүрлүк шиар қилған Эльмира Мирзигүлқизи.
М.Насировниң һаят-мамати билән йеқиндин тонушқандин кейин, «Бир атиниң тәрбийисини миң мәктәпму берәлмәйду» дегән хәлиқ даналиғи ядимға кәлди. Уйғур наһийәсидин чиққан йәнә бир салаһийәтлик инсан һәққидә мақалә йезиветип, мундақ хуласигә кәлдим: бир шамниң учқуни билән миңлиған шамларни яндурушқа болиду. Адәмләрму шу шамларға охшайду. Пәқәт өз бешиниң ғемини ойлиғанларниң йоруғи башқиларға байқалмайла, бир орунда йенип, өчиду. Һә, Мирзигүл Насировтәк көпниң ғемини йегәнләрниң кәйнидин мәңгү өчмәс из қалиду. 
 

234 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы