• Жут адәмлири
  • 27 Сәуір, 2023

Тәғдирдашлар

Ундақ адәмләрни һәрқайси уйғур жутлирида учритишқа болиду. Исми көпчиликкә тонулмиған, чоң мәнсәп, алий унванларғиму егә әмәс, жутдашлири қатарида меһнәт қилип өтүватқан аддийла инсанлар. Лекин улар аддий-кәмтарлиғи, меһнити, жутқа болған садақити вә меһир-муһәббити түпәйли, көпчиликниң иззәт-һөрмитигә еришкән адәмләр. Жут һәққидә гәп чиқип қалсила, жирақ-йеқиндики чоң-кичик жут пәрзәнтлири алди билән шуларни әскә алиду. Һә, ундақ адәмләрни ана жутиниң «паспорти» десиму болиду. 
Мениң туғулуп өскән жутум Ақтамдиму ундақ адәмләр йетәрлик. Шуларниң ичидә Велахун Илахунов билән Мунар Қәмәев акилиримниң орни  бөләк. Биринчиси узун жиллар давамида егиликтә энергетик, йеза кеңишиниң кативи, бригадир, кәспий иттипақ комитетиниң вә ишләпчиқириш кооперативиниң рәиси болуп ишлигән. Иккинчиси болса агроном, спорт секториниң башлиғи, тәптиш комиссиясиниң һесапчиси, ихтисатчи вәзипилирини атқуруп, егилик тәрәққиятиға чоң һәссә қошқан меһнәткәшләр сүпитидә әл ағзидин чүшмәй келиватиду. Һели жут мөтивәрлири қатарида жутниң еғир-йеник ишлириға йеқиндин арилишип, аброй қазинип жүргән әзимәтлири.
Һә, мениң жутдашлирим бу акилиримни әйнә шундақ меһнитигә бола иззәт-еһтирамға бөлисә, мән уларниң кәйнидин әгишип өскән иниси сүпитидә, бөләкчә қәдир тутимән. Яхши билмәйдиғанлар иккисини қериндаш, дәп ойлишиму мүмкин. Лекин уларниң бир-биригә болған садиқлиғиға, меһриванлиғиға қарап, һәқиқәтәнму шундақ дәп ойлап қелишиң мүмкин. Бу акилиримниң қәдинаслиғиға бәк қайил болимән. Әслидә маңа һәр иккиси қериндаш. Велахун акам — дадамниң һәдисиниң, Мунар акам болса, апамниң һәдисиниң балилири, йәни улар маңа җийән акилирим болиду. 
Дадам рәмити арилап: «Буларниң киндигини тәғдир өзи чигивәткән» дәп қойидиған. Һазир һәр иккилиси йәтмишниң үзини көрүватиду. Әс киргәндин бери бир-биридин айрилған әмәс. Һә, бәзидә «Пешанәңгә немә йезилса, шуни көрисән» дегән нәқилниң нәқәдәр тоғра екәнлигини мошу икки қериндишимниң һаяти испатлиғандәк болиду. 
Велахун вә Мунар атилар 1960-жили мәктәп босуғисини тәң атлап, 1968-жили 8-синипни пүтирип, әлачи оқуғучилар қатарида Москва, Ленинград, Киев шәһәрлиригә сәпәргә берип қайтти. Шу қетим мундақ амәткә бизниң жуттин бәшла оқуғучи сазавәр болған екән. Бу уларниң кичигидинла тиришчан, зерәк болғанлиғиниң дәлили болса керәк. 
Мәктәпни үлгилик тамамлиған достлар 1970-жили Талғир шәһиридики йеза егилиги техникуминиң студентлири аталди. Велахун акам — энергетик, Мунар акам болса, агроном кәспини таллавалди. 1977-жили иккисигә бир күндә һәрбий комиссариаттин чақириқ кәлдидә, улар солдат формисини кийишти. Хизмитини чәт әлдә, йәни шу чағдики Германия Демократик Җумһурийитидә ада қилди. Улар бу йәрдиму бир-биридин айрилмиди десәк болиду. Хошна қисимларда Велахун акам — артиллерист, Мунар акам болса, танкист сүпитидә хизмәт қилди. Һәрбий сәптин қайтип, Талғирдики оқушини тамамлап, қоллириға диплом алған достлар һеч иккиләнмәй ана жутиға қайтип келип, өз кәспи бойичә ишқа орунлашти. Әл-жутқа, егилик тәрәққияти йолида қилған адил меһнити йәрдә қалмиди. Йәни һәрхил маддий вә мәнивий мукапатларға еришти. Әң әвзили, жутдашлири арисида улар һәққидә пәқәтла яхши инкас-ләвзиләр һелиғичә ейтилип жүриду. 
Шәхсий һаятидиму уларниң тәғдири бир-биригә, гоя гезәк туғулған балилардәк, охшап кетиду. Иккиси кәйни-кәйнидин аилә қуруп, жутумизниң гөзәл қизлириға өйләнди. Велахун акамниң аяли Хелипәм һәдәм бағчида һәмширә болуп ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. Мунар акамниң мәзлуми Һелимәм һәдәмниң өмри өй хизмити, бала тәрбийиси билән өтүватиду. Акилирим бәхитлик, инақ аилә қурушуп, өзлири охшаш тиришчан, меһнәткәш пәрзәнтләрни қучушти. Миң әпсуски, «айниң он бәши йоруқ болса, он бәши қараңғу» демәкчи, қәдирданлиримниң һаяти жудалиқтин хали болмиди. Велахун акамниң йеңила һәрбий хизмитини өтәп қайтқан оғли Рәшит, Мунар акамниң муәллим болуп ишләватқан қизи Маһинур бемәзгил һаяттин өтти. Бу еғир күнләрдиму қериндаштәк болуп кәткән икки вападар акилирим қайғулириға ортақлишип, бир-биригә һәмдәрт, йөләк болушти. 
Қәдинас акилиримни биз, қериндашлири, пат-патла йоқлап туримиз. Бала-чақимиз билән берип қалсақ, хошна үч өйдә йерим түнгичә чирақ өчмәйду. Иним Сәйдикеримму әшу акилиримға хошна. Улар билән муңдаш-сирдаш өткән вақитму тезла өтүп кетиду. Мениң бу көйүмчан қериндашлирим бизгиму, жутдаш иниларғиму вәзә-несиһәт оқуп кәтмәйду. Пәқәтла тинич, хатирҗәм һалда «Мана һаятта мошундақ өтүңлар» дегәндәк әхлақи, виждани, есил изгү-нийәт вә әмәллири билән үлгә болуп яшаватиду. Мән дайим уларға дуниядики бар яхшилиқларни тиләп, «Илаһим, алий инсаний пәзилитиңлар яшлиримизға үлгә болсун!», дегән сөзләрни ейтиштин ялиқмаймән.
Сәйдәхмәт АМУТОВ.

Алмута шәһири. 

СҮРӘТТӘ: Велахун Илахунов (оңдин иккинчи), Мунар Қәмәев (солдин иккинчи) жут мөтивәрлири арисида. 

312 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы