• 9-май – Ғалибийәт күни
  • 04 Мамыр, 2023

Қанлиқ урушниң тирик шаһиди

Бийил Улуқ Вәтән урушиниң аяқлашқиниға 78 жил толуватиду. Әлвәттә, әйнә шу инсанийәт тарихида өчмәс из қалдурған урушниң җараһити сақайғини йоқ. Униң һәдди-һесапсиз адәмләрниң һаятини қийғинини аз дегәндәк, йеңи заман адәмлири шу урушниң тарихини бурмилаватқини, әлвәттә, кишигә әләм қилиду. Йәнә келип, шу дәһшәтлик күнләрни баштин кәчүргән ата-бовилиримизниң сани күн санап азийиватқиничу.
Бүгүн мән Ғалибийәт күни һарписида Вәтән үчүн шиддәтлик җәңләргә қатнишип, немис басқунчилири билән күрәшкән чоң дадам Алимҗан Кибиров һәққидә тохталмақчимән. Буниңму өзигә лайиқ сәвәви бар, десәмму болиду. Чүнки у бу күнләрдә Уйғур наһийәсидә яшаватқан ялғуз ветеранларниң бири болуп қалди. Шу түпәйли мән әйнә шу бизниң бүгүнки паравән турмушимиз үчүн җенини пида қилған инсанға азғинә соғам сүпитидә ушбу мақалини йезишқа олтардим. Әлвәттә, қанлиқ уруш мәйданида өзини әмәс, бәлки өзгиләрни ойлап, қан кәчкән инсан үчүн әрзимәс соға болуши мүмкин. Амма мән пәқәт шу арқилиқ өзәмниң униңға болған иззәт-һөрмитимни вә қериндашлиқ риштимниң һелиму мустәһкәм екәнлигини билдүргүм кәлди, халас. 
Тарихта қара һәрипләр билән орун алған Улуқ Вәтән урушиға қатнишип, бүгүнки әвлатниң бәхтияр яшишиға түрткә болғанларниң җасаритини һәрқанчә махтисақму әрзийдиғанлиғи ениқ. Улар пәқәт «Алға» шиари астида Вәтәнни явуз дүшмәндин азат қилиш үчүн җенидин кәчти. Шуларниң қатарида чоң дадам Алимҗан Кибировму җәң мәйданлирида һаят- маматлиқниң дәмини тартқанларни бири. У 1924-жили Уйғур наһийәсиниң Кичик Ақсу йезисида туғулған. 1942-жили февраль ейида һәрбий сәпкә чақиртилип, бираз тәйярлиқлардин өткәндин кейин Белоруссия үчүн болуватқан җәңләргә киришип кәтти. Андин Белград шәһирини азат қилиштики шиддәтлик җәңләрниң биридә җараһәтлиниду. Саламәтлиги яхшиланған Алимҗан чоң дадам әнди Украина мәйданидики дәһшәтлик урушларға қатнишиду. Болупму Львов шәһирини дүшмәндин азат қилишта қәһриманларчә җасарәт көрситип, шу урушта еғир яридар болиду. Шу-шу болдидә, чоң дадам үчүн бу уруш аяқлишип, у ана жутиға қайтиду. 
Оқ-дора ичидә Вәтән үчүн күрәшкән униң җасарити, әлвәттә, өз баһасини алди. І дәриҗилик «Улуқ Вәтән уруши» ордени вә «Украинини азат қилғини үчүн», «Львов шәһирини азат қилғини үчүн» вә башқиму бирнәччә медальлар билән тәғдирләнди. Шундақ болушиға қаримай, шу урушниң униң қәлбигә салған дағлар өчәр әмәс. Бәзән йолумиз чүшүп муңдишип қалсақ, у тоғрилиқ әслисә, ихтиярсиз көзигә яш алғанлиғиниң гувачиси болғанмән. Бу, әлвәттә, пүткүл дуния әһлигә балаю-апәттин ташқири, унтулмас җәври-җапаларни салған урушниң ялдамиси еди. Буни пәқәт шу зулумни тартқанлар яхши билсә керәк.
Чоң дадам Алимҗан Кибиров жутқа қайтқандин кейин чоң апимиз Модәнгүл Варисова билән аилә қуруп, алтә пәрзәнт қучти. Уларни заман тәливигә лайиқ тәрбийиләп, улардин 35 нәврә, 33 чәврә сөйди. Һаятиниң йерим әсирини йеза егилиги тәрәққиятиниң гүллинишигә сәрип қилди. Мәсилән, «Әмгәк» колхозида 25 жил, Дардамту йеза округида вә илгәрки Карл Маркс колхозида болуп, умумән, 1945-жилдин 1990-жилға қәдәр, үнүмлүк әмгәк қилди. У өзигә жүкләнгән һәрқандақ вәзипиниң һөддисидин бемалал чиқип, униңға җавапкәрлик билән қариди. Шу түпәйли, мәйли рәһбәрлик яки әл-жут арисида болсун, алаһидә һөрмәт-еһтирамға сазавәр болди.
Алла буйриса, келәр жили 100 яшлиқ тәвәллудини нишанлаш алдида турған чоң дадамниң қисқичә тәрҗимиһали мана мошундақ. Әлвәттә, биз, қериндашлири вә пәрзәнтлири, униңдәк қәһриман атимиз билән пәхирлинимиз. Һазир Уйғур наһийәсиниң Баһар йезисида оғли Талғат билән яшаватқан чоң дадам Алимҗан һелиму тимән. Чақчиғиму йоқ әмәс. Илаһим, Алла униңға мустәһкәм саламәтлик ата қилсун! 

Йүсүпҗан КИБИРОВ.
Алмута шәһири. 

80 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы