• Иҗадий кәч
  • 18 Мамыр, 2023

Йезидики әдәбият мәйрими

Шәмшидин АЮПОВ, 
«Uiğur avazi»  

Мәлумки, оқурмәнлириниң қәлбигә өзигә хас лирика, тилсимларға толуп-ташқан шеирлири һәм һекайә, повестлири билән йол тапқан Әхмәтҗан Исрапиловниң иҗадийити заманивий уйғур әдәбиятида алаһидә орунни егиләйду. Иҗадийәтни кәсип әмәс, бәлки өзиниң тәғдири һәм тәбиәтниң соғиси дәп чүшәнгән язғучи, шаир вә журналист һаяттики һәрқандақ қийинчилиққа қаримай, дайим иҗатқа, әдәбиятқа, оқурмәнгә садиқ болуп кәлмәктә.
 Йеқинда Уйғур наһийәси Кичик Ақсу йезисиниң Мәдәнийәт өйидә көрнәклик язғучи, шаир, журналист вә тәрҗиман Әхмәтҗан Исрапиловниң атмиш яшлиқ тәвәллудиға беғишланған иҗадий кәч болуп өтти. Униңға Әхмәтҗан Исрапиловниң сәпдашлири, шаир-язғучилар, зиялилар вә мәктәп муәллимлири билән оқуғучилар, пешқәдәм устазлар, ата-анилар вә җамаәтчилик вәкиллири қатнашти. Мәхсус тәклип билән бу йәргә кәлгән талантлиқ қәләм саһибини вә меһманларни мәктәп оқуғучилири, муәллимләр вә җамаәтчилик вәкиллири сәмимий қарши елип, һөрмәт көрсәтти. 
 Кәч риясәтчилири — муәллимләр Алфийәм Йолдашева билән Руқийәм Исрайилова мәзкүр баш қошушниң мәхсәт-маһийитигә тохталғандин кейин, 8-синип оқуғучиси Радмина Тохтахунова әдипниң қисқичә тәрҗимиһали вә иҗадий паалийити һәққидә мәлумат бәрди. Шуниңдин кейин бир түркүм қабилийәтлик оқуғучилар өз иҗадидин шеирларни оқуп, әдипниң тәрҗимә қилған әсәрлирини мулаһизә қилип, кәч мәзмунини техиму бейитти. 
Иҗадий кәчтә дәсләп сөз алған Уйғур наһийәси һакиминиң орунбасари Алимҗан Хусуров, Чоң Ақсу йеза округиниң һакими Адилҗан Қурбанниязов, наһийәлик мәслиһәтниң депутати Алимҗан Һашимов Әхмәтҗан Исрапилов иҗадийитиниң алаһидиликлири, утуқлири һәққидә тохтилип өткәч, өз тәбрикнамилирини тапшуруп, учисиға чапан япти. Шундақла бу күни Уйғур наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң вәкиллири Зиләхәм Җәлилова, Селимәм Омарова, Нурмәһәмәт Арипов һәм Кичик Ақсу йезисиниң жут-җамаәтчилиги намидин жигитбеши Адилҗан Сабитовму язғучини тәвәллуди билән тәбрикләп, униңға чапан кийгүзди. Андин оқуғучилар шаирниң һәрхил мавзуларға йезилған шеирлирини ипадилик оқуди. Болупму әдипниң туғулған жут, ана-Вәтән, виждан-номус вә инсанийлиқ мавзулири әкис әттүрүлгән, чоңқур мулаһизилик ой-пикирләр билән йезилған шеирлири кәч иштракчилирини һаяҗанға селип, иҗадийәтниң илаһи қудритини намайиш қилғанлиғини алаһидә тәкитлимәй мүмкин әмәс. 
 «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов вә ҖУЭМниң    башқарма әзаси Зихруллам Қурванбақиев шаирни бүгүнки хошаллиғи билән сәмимий тәбрикләп, иҗадий паалийитигә қисқичә тохталди. Андин улар бир түркүм ветеран устазларға, жут активистлириға вә муәллимләргә ҖУЭМниң Тәшәккүрнамисини тапшурди. Шундақла у җәмийәтлик ишларниң активисти, уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Руқийәм Исрайиловани ҖУЭМ тәрипидин тәсис қилинған «Сахавәт» медали билән тәғдирлиди. 
Кәч җәриянида сөз новитини алған Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театри Әдәбият бөлүминиң башлиғи Мухтәрҗан Җумаров, «Атамұра» нәшрияти Уйғур редакциясиниң башлиғи, «Иҗаткар» журналиниң баш муһәррири Малик Мәһәмдинов, мәктәп мудири Әдһәм Сулайманов, пешқәдәм устаз Октябрь Шәмшидинов вә башқилар өзлириниң инкаслирини билдүрүп, хатирә соғилирини тәғдим қилғандин кейин Әхмәтҗан Исрапилов ушбу кәчни уюштурған жутдашлириға миннәтдарлиқ билдүрди вә оқуғучилар тәрипидин қоюлған соалларға җавап бәрди.
 Зор һаяҗан, иллиқ муһитта өткән кәч давамида жирақ-йеқиндин кәлгән меһманлар — Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаплири Һашимҗан Қурбанов, Пәрһат Давутов, филология пәнлириниң намзити Рәхмәтҗан Йүсүпов, «Мектеп» нәшрияти Уйғур редакциясиниң башлиғи Рәхмәтҗан Ғоҗамбәрдиев, шаир Вильям Молотов, мустәқил эксперт Риад Қурбанов, дехан-шаир Турғанҗан Авлилиев, көрнәклик журналистлар Абдуманап Аблизов, Баян Мамырбаева тәвәллуд егисигә иллиқ тиләклирини изһар қилип, тәвәллуд егиси билән ишләш жәриянидики қизиқ вақиәләрни әсләп өтти.
Кәч давамида меһманларға оқуғучиларниң тәйярлиған ихчам концерт программиси көрситилип, кафеда жутдашлар тәрипидин дәстихан йейилди.
Башта тәкитлигинимиздәк, кәч интайин тәсирлик өтти. Бу мәктәп оқуғучилири билән муәллимләрниң, жут-җамаәтчиликниң тиришчанлиғи түпәйли рой бәрди. Болупму язғучиниң «Пәриштә» һекайисидин түзүлгән сәһнә көрүнүши — бирдә деңиз шавқунидәк мәғрур, бирдә тинған көлдәк муңлуқ саз-нәғмә вә уссуллар көрнәклик иҗаткар Әхмәтҗан Исрапиловниң арзу-арманлирини ипадилигәндәк болди...

194 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы