• Саламәтликни сақлаш
  • 18 Мамыр, 2023

«Бепәрвалиғимиз – өзимизгә зиян»

Кәспий медицина мутәхәссислирини аһали арисида жүрәк-қан томурлири ағриқлириниң көпийип кетиши әндишигә салмақта. Һәқиқәтәнму, чоңларни ейтмиғанда, көплигән яшларниң бу ағриқниң дәрдини тартиватқанлиғини аңлап көрүватимиз. Бәш адәмниң йоқ дегәндә үчи жүрәк кесили барлиғиға шикайәт қиливатқанлиғи сөзүмизгә испат болғуси. Һә, бу неминиң аламити? Чоңлар мәйли, әнди яшларниң һәтта өсмүрләрниңму пат-пат кардиологларниң хизмитигә мураҗиәт қилишиға немә сәвәп? Биз мошу соалларға җавап издигән һалда, Алмута шәһиридики Алмута вилайәтлик көпсаһалиқ клиникилиқ ағриқханиниң кардиология бөлүминиң башлиғи Гүлзарәм Абдуллақизи Пәрһатовани сөһбәткә тартқан едуқ. 

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»  

– Гүлзарәм Абдуллақизи, мәлумки, һазир аһали арисида қан қисими ағриғиға муптила болғанлар сани көпийип кәтти. Буниң асасий сәвәви немә?
– Әң биринчи сәвәплириниң бири – қан айлинишниң бузулуши дегән болар едим. Бу әнди асасән чоңларниң йеши йәткәндә пат-пат учришидиған әһвал. Һазир яшларниң буниң зәрдавини тартишиға өзлири әйиплик. Чүнки һәммимизгә мәлум болғинидәк, уларниң йәп-ичиватқини толуғи билән саламәтликкә зиян тамақларни ейтмиғанда, сағлам һаят тәризидин тамамән жирақлишип кетиши мошу қан қисиминиң көтирилишигә елип келиватиду. Әлвәттә, яшлиримизниң һәммиси һорун дәп ейталмаймән. Спорт билән шуғуллинип, жуқури пәллиләрдин көрүнүп, биринчидин, өзлириниң саламәтлигини яхшиливатқандин ташқири, елимизниң шәнини қоғдаватқанларға апирин ейтқум келиду.
Шундақла, пурсәттин пайдилинип, гипертониялик ағриқларниң әвлаттин-әвлатқа мирас қалидиғанлиғини алаһидә тәкитлигүм келиду. Әнди гипертониялик ағриқларниң нәтиҗисидә атеросклероз, йәни у қан томурлирини кардин чиқишиға елип келидиғанлиғини инавәткә алсақ, буниңға бемарлар наһайити еһтиятчан болуши керәк. Болупму униң инфаркт миакарда билән инсультниң асасий сәвәплириниң бири екәнлигини ядимиздин чиқармиғинимиз әвзәл. Демәк, жүрәк-қан томурлири ағриқлири бир-бири билән мурәккәп бағлиқ. 
Әнди бу ағриқларниң алдини елиш үчүн немә қилиш керәк дегәндә, әң алди билән жуқурида тәкитләнгәндәк, биринчи новәттә, тамиғимизға алаһидә диққәт ағдурушимиз лазим. 
– Кейинки вақитлар кардиологларға яшларниңму көпләп мураҗиәт қиливатқанлиғи сир әмәс. Буниң сәвәвини қандақ чүшәндүргән болар едиңиз?
– Бу йәрдә йәнә байиқи атеросклероз тоғрилиқ ейтип өтүшкә тоғра келиду. У мәйли яшлар яки өсмүрләр болсун, уларниң қан томурлириға көп зиян йәткүзиду. Холестерин түгүрлири (бляшка – М.С.) пәйдин-пәй уларниң қан томурлирини ишлишигә тосалғу болиду. Яшлар дәсләп буниңға унчивала етивар берип кәтмәйдудә, кейинирәк бирдинла инфаркт яки инсульт елиш ховупи бар екәнлигини байқайду. Мундақ әһвалларда өз вақтида медицинилиқ ярдәм болмиса, униң ақивити паҗиәгә айлиниши мүмкин. Бу асасән яшлар арисида көпирәк орун еливатиду. Холестеринниң зийини шуки, униң томурда қан айлинишини тамамән тохтиветиши еһтималдин жирақ әмәс. Яшларда аддий тил билән ейтсақ, ағриқ өз бәлгүсини бериду. Демәк, униң ташқи симптомлири бар. Мәсилән, жүрәк тәрәптә ағриқ пәйда болса, маңғанда аяқлириниң ағриши вә һалсираш сезилсә, дәрһал дохтурға мураҗиәт қилған дурус. 
Шуңлашқа яшларға ейтарим, һазир «коча тамақлири» тәрәққий әткән заман болди. Әйнә шуларни истимал қилиш алдида уларниң саламәтлигигә қанчилик зиян яки пайдилиқ екәнлигини ойлиши лазим. Чүнки шуниң ақивитидә яшлиримиз арисида ошуқ салмақ, йәни һәддидин ташқири сәмирип кетиш әһваллири йүз бәрмәктә. Бу, әлвәттә, топ-тоғра гипертониялик ағриқларға апиридиған йол. Иккинчидин, йәнила шу сағлам һаят тәризи. Униң адәм саламәтлигигә берәр пайдисини ейтмисамму, барчиға убдан мәлум. Шуңлашқа имканқәдәр, азду-тола вақтини бөлүп, спорт билән шуғуллинишни тәвсийә қилимән. Буниңға қошумчә, жүрәк-қан томурлири ағриқлириниң алдини елишта вақтида ухлимаслиқ, кәлсә-кәлмәс терикиш, қорған тамақларни көп истимал қилиш вә шуниңға охшаш психоэмоционаллиқ әһвалларму муһим роль ойнайду. 
– Сиз ишләватқан ағриқханида әйнә шу жүрәк ағриқлирини қандақ давалайсиләр? Ейтайлуқ, бемарларға заманивий дәриҗидә хизмәт көрситишкә барлиқ шараитлар яритилғанму?
– Бемарлар үчүн бизниң ағриқханида барлиқ шараитлар яритилған дәп ишәшлик ейталаймән. Йошурушниң һаҗити әйни вақитларда ағриқхана тоғрилиқ көплигән сәлбий пикирләр болғини раст. Һазир һөкүмәт тәрипидин өз дәриҗисидә мәбләғ бөлүнүп, ағриқхана ишлирида тилға аларлиқ өзгиришләр йүз бәрмәктә. Болупму, кәспий мутәхәссисләрниң көпләп җәлип қилиниши нәтиҗисидә бемарларға жуқури дәриҗидә хизмәт көрситиш йолға қоюлди, дәп ишәшлик ейтишқа асас бар. Әлвәттә, бәш бармақ бир хил болмиғинидәк, бизниң ишимиздин көңли қалғанларму тепилиду. Өз новитидә, ағриқхана дохтурлири барлиқ имканийәтләрни пайдиланған һалда, бүгүнки күндә заман тәләплиригә мувапиқ хизмәт көрситишкә тиришиватиду. Ағриқханимиз заманивий техникилар билән толуқ җабдуқланған.
Әнди давалаш усуллириға кәлсәк, дәсләп бемарға уларниң мәйли яш яки чоң болушидин қәтъий нәзәр, ихчам инвазив операция қилиниду. У «томурға стент қоюш» дәп атилиду. У дегинимиз, қанниң бемалал айлиниши үчүн тосалғулуқ қиливатқан томурдики холестерин түгүрлири орниға төмүр стент орнитилиду. Бу бүгүнки күндә аммибап усулға айлинип, әмәлиятта пайдилиқ екәнлиги толуқ испатланған. Әлвәттә, операциядин кейин мәлум дәриҗидә реабилитация билән дохтур тәвсийә қилған дора-дәрмәкләрни ичиш тәләп қилиниду. 
– Бемарларни давалашта хәлиқ тибабәтчилиги билән заманивий медицинини биллә пайдилинишқа қандақ қарайсиз? 
– Хәлиқ тибабәтчилигиниң, әлвәттә, пайдиси йоқ әмәс. Униңға һеч қаршилиғим йоқ. Бирақ йәнила дохтурниң мәслиһитигә қулақ салған тоғра. Кәлсә-кәлмәс «пайдилиқ екән» дегәнниң һәммисини өз саламәтлигини доға тикип, тәҗрибидин өткүзүш, әлвәттә, әқилгә сиғмайду. Болупму һазирқи Интернет дәвридә адәмләр дохтурларға әмәс, бәлки шуниңға көпирәк ишинидиған болуп кәтти. Ата-бовимиздин қалған, йәни тәҗрибидин өткән һәрхил өсүмлүкләрдин ясалған дориларни пайдиланғанниң һеч зийини йоқ. Шуниң өзидә йәнила мутәхәссисниң пикригә таянғинимиз әвзәл. 
– Әнди кишиләрни бәк қизиқтуруватқан мәсилигә кәлсәк. Мәсилән, елимиздә мәҗбурий иҗтимаий медицинилиқ ғәмсизләндүрүш системисиниң җарий қилинғиниға хелә болди. Көпчилик мошу тоғрилиқ тәпсилий мәлуматқа егә әмәс. Мүмкин болса, гезитханлиримизға чүшәнчә берип өтсиңиз. 
– Сиз гәп қозғиған медицинилиқ ғәмсизләндүрүш тоғрилиқ сөз қилсақ, бу һәққидә аһали арисида һәрхил пикирләр моҗут. Уни толуқ чүшәнмәйватқанларму йоқ әмәс. Буниңдин ташқири, бу системиға қарши чиқиватқанлар, йәни һөкүмәт даирисидә униң толуқ ишлимәйватқанлиғини вә көпчилик ғәмсизләндүрүш фондиға төлигән пулиға лайиқ медицинилиқ хизмәт түрлирини алалмайватқанлиғи тоғрилиқ һәрхил тәнқитләрму ейтиливатиду. Әлвәттә, биринчи новәттә, медицинилиқ ғәмсизләндүрүш бу – һәрбир қазақстанлиққа алған маашидин яки пенсия пулидин бәлгүлүк мәбләққә мувапиқ медицинилиқ ярдәм яки давалиниш һоқуқини бериду. Ушбу мәсилигә әтраплиқ тохталсақ, медицинилиқ ғәмсизләндүрүш фонди һәрқандақ бемарниң (фондқа пул авдурған – М.С.) һәқсиз медицинилиқ давалинишини толуқ тәминләйду. Әнди қандақ вә қайси медицина мәһкимисидә, мәйли у дөләтлик яки шәхсий болушидин қәтъий нәзәр, давалиниш бемарниң өз әрки. Мана көпчилик мошуниң толуқ чүшинип кетәлмәйватиду. Униң үчүн һәрбир қазақстанлиқ бәлгүлүк медицинилиқ мәһкимини алдин-ала өзи таллаш һоқуқиғи егә екәнлигиниму әскәртип қоюшни тоғра көрүватимән. 
Пурсәттин пайдилинип, бизниң ағриқхана хизмитидин пайдиланғучилар асасән йеза-авулларниң аһалиси болғанлиқтин, уларға биз һәрқандақ әһвалда ярдәм беришкә тәйяр. Болупму өзәм рәһбәрлик қиливатқан кардиология бөлүмигә мураҗиәт қилғучилар йәрлик поликлиника яки амбулаторияләрдин керәклик һөҗҗәтлирини рәсмийләштүрүп кәлсә, ғәмсизләндүрүш системиси арқилиқ һәқсиз давалинишиға барлиқ шараитлар яритилған. 
– Сөһбитиңизгә көп рәхмәт.

346 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы