• Концерт
  • 25 Мамыр, 2023

«Баһар» соғиси

Мәлумки, хәлқимиз арисида тонулуп келиватқан миллий уссул ансамбльлири интайин көп. Шуларниң бири уйғур вә башқа қериндаш милләтләрниң миллий уссуллирини хәлқимизгә намайиш қилип келиватқан педагог-хореограф Баһар Зординованиң йетәкчилигидики «Баһар» уссул ансамблидур. Йеқинда Алмута шәһиридики «Алатау» әнъәнивий сәнъәт театрида ушбу ансамбльниң новәттики һесават концерти болуп өтти.
 Әң алди билән ансамбль йетәкчиси Баһар Маликқизиниң уссул сәнъитидики паалийитигә тохтилайли. Баһар Зординова кичигидинла уссулға һәвәс бағлап өсти. Меһнәт билән тинмай издинишниң вә, әлвәттә, тиришчанлиқниң арқисида уссул шәйдаси бүгүнки күндә шу кәсипниң қир-сирлири билән тонушуп, өз шагиртлирини тәрбийилимәктә. Баһар дәсләп Қизлар педагогика институтида (һазирқи ЖенПУ) педагог-хореограф факультетини, андин Үрүмчи шәһиридики «Сәнъәт» академиясини тамамлайду. Иҗадий паалийитини 30 оқуғучиға уссул үгитиштин башлиған болса, бүгүнки күндә уларниң сани 180гә йәтти. А.Розибақиев намидики 153- мәктәп-гимназиядә һули селинған «Баһар» уссул ансамблиниң йәткән утуқлири аз әмәс. Ансамбль уссулчилири көплигән наһийәлик, шәһәрлик, җумһурийәтлик вә хәлиқара дәриҗидики мусабиқә-көрүкләргә қатнишип, лауреат, дипломат аталди вә мукапатлиқ орунларға муйәссәр болди. 
 Икки саатқа созулған бу қетимқи концертта «Баһар» ансамбли уйғур миллий уссуллиридин бөләк, қазақ, өзбәк, һинд хәлиқлириниң сәнъитини вә шундақла талантлиқ нахшичилар һүнәрлирини тамашибин диққитигә һавалә қилди. Ансамбль әзалири арисида гөдәк сәнъәткарларму бар. Әйнә шу ондин ошуқ гөдәкләргә уссулниң һәрбир элементини үгитип, уларниң сәһнигә чиқишиға, мәлум бир уссулни иҗра қилишиға сәвәпкар болған Баһар Зординованиң тиришчанлиғини тилға елип өтүш һаҗәт. «Баһар» ансамбли тәркивидики уссулчилар «Гүлайим», «Чирайлиқ» уссуллирини, өзбәк миллий уссули «Әндиҗанни» вә хәлқимизниң уссул сәнъитидә әң жуқурқи дәриҗигә йәткән, миллитимиз тарихини әслитидиған қедимий «Чинә-тәхсә», «Долан», «Сама», «Комзәк» уссуллирини маһирлиқ билән орунлап, тамашибинниң қизғин алқишлириға сазавәр болди. Миллитимиз мирасини бейитип келиватқан бебаһа сазлиримизниң падишаси «Он икки муқам» парчилириға уссул сәһниләштүрүш ансамбль уссулчилири үчүн жуқури җавапкәрликни тәләп қилғанлиғи сир әмәс. Муқам парчилири асасида иҗра қилинған топлуқ уссулму тамашибинға роһий озуқ беғишлиди.
Концертта яш сәнъәткарлар пәқәт уссул биләнла чәкләнмәй, өзлириниң йеқимлиқ нахша-сазлирини орунлап, көпчиликкә арамбәхш дәмләрни һәдийә қилди. Кәч меһманлири – Ялқун Мавинов, Муһит Тохтахунов вә яш, талантлиқ нахшичи Арафат Абдраим, шундақла А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң муәллими, талантлиқ нахшичи Гүлзарәм Мәсимова қатарлиқ хәлиқ талантлириниң иҗра қилған нахшилириниму «Баһар» ансамбли әвришим уссуллири билән җанландурди. Сәнъәткар Сабирҗан Манашев рәһбәрлигидики 153-мәктәп-гимназияниң «Достлуқ» миллий саз оркестриниң һүнириниму көпчилик жуқури дәриҗидә баһалиди. 
Зулфира МАИСМЕЛИЕВА, 
«Туран» университетиниң студенти 
 

137 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы