• Концерт
  • 25 Мамыр, 2023

«Яңра, нахшам»

«Яңра, нахшамниң» абройи йәнила башқичә. Униң 16-майға бәлгүләнгәнлиги тоғрилиқ елан чиққан күндин етиварән, көпчилик билетниң ғемиға чүшти. Заманға бола, униң Интернет арқилиқ сетилишидин бехәвәрләр у ян, бу ян чепип аварә болғиниму раст. Иш қилип, билет аз вақит ичидә сетилип болди. Амма, тамашибинларниң илтимасиға бенаән, «Яңра, нахшамниң» күндүзки сеанси елан қилинди. Қисқиси, яш сәнъәткарлиримиз бу қетим, тамашибинларниң әйнә шундақ иззәт-еһтирамидин кейин йәнә бир роһлинип қалди. Һә, уларға буниңдин артуғи керәкму әмәс еди.

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

 
Адәттикидәк, бу күни Җумһурийәт сарийи тамашибинға лиқ толди. «Artur Production” продюсерлиқ мәркизиниң новәттики «Яңра, нахшам-8» концертини көрүшкә тәшна қериндашлиримизниң һәммисини мошу йәрдин тапқили болатти. Концертниң бәлгүләнгән вақтидин сәл кечикип башланғиниға қаримай, уларниң кәйпияти йәнила үстүн. 
Көптин күткән концерт әнъәнә бойичә сәнъәткарларниң қизиқ салими билән башланди. Саз-нәғмә, шох нахшилар билән уссулларға қошулуп, мәзмун-маһийити күчлүк миниатюрилар, әлвәттә, тамашибинға жуқури кәйпият һәдийә қилди. «Artur Production” продюсерлиқ мәркизиниң рәһбири, тонулған нахшичи Артур Илахуновниң ушбу паалийити арқилиқ көплигән хәлиқ талантлирини чоң сәһнигә елип чиқиватқанлиғи көпчиликкә мәлум. Бу қетим у Рафаэль Рашидинов билән Шахзад Асим исимлиқ жигитләргә мошундақ пурсәт бәрди. Уларму, өз новитидә, тамашибинни таланти билән қайил қилди. Буниңдин ташқири, бирқатар яш нахшичилар аммибап нахшилиридин чачқа чачса, «Ататюрк», «Долан» вә «Ирадә» уссул ансамбльлириниң әзалири әвришим уссуллири билән концертқа алаһидә түс бәрди.
Тамашибин, әлвәттә, «Яңра, нахшамда» һәрқандақ һәрикити яки мулайим қарашлириниң өзи күлкилик Бәхитҗан Савурҗанов вә Алимҗан Бавдинов кәби күлкә маһирлириниң иштракидики миниатюриларни күтиду. Улар бу қетимму тамашибинни күлкигә ғәриқ қилипла қоймай, ишәнчимиз камилки, көпчилигимизни чоңқур ойға салғини һәқ. Мәсилән, «Издәймиз, тапимиз» миниатюрисида башқини ейтмиғанда, ана тилимизни сақлап, униң қәдир-қиммитини тәрғип қилғинини тамашибинлар гүлдүрлигән алқишлар билән қарши алди. Һәқиқәтәнму, у миниатюридики Мурат Әйсаровниң монологида русчә мәғрурлинип сөзлисә, өзлирини худди әршиләрдә жүргәндәк, йәни башқилардин бир балдақ үстүн туридиғандәк һис қилидиған қериндашлиримизға қарита ейтилған чоңқур пикирләр орун алди. Әнди «Аришаң» (муәллипи Дәурен Жумадилов) мавзусидики миниатюра бүгүнки һаятимизниң өз әйни. Болупму әр-аял арисидики ясалма мунасивәтниң күндин-күнгә қайси тәрәпкә қарап риваҗлиниватқанлиғини ениқ көримиз. Әлвәттә, һаятта әрлик ғурур дегән нәрсә моҗут. Униңдин қечип қутулуш, яқ, униңға әмәл қилмисаң, әрлигиң нәдә қалди? Заман рәптайиға бола, әр болуш толиму тәсликкә тохтаватқан бүгүнки күнни тәсвирлигән бу миниатюра тамашибинларниң көзидин яш чиққичә күлдүргинини алаһидә тәкитлимәй мүмкин әмәс.
Әлвәттә, концертта достлуқ мавзусиму орун алған болуп, Қурманғазы намидики миллий консерваторияниң устази Байбосын Берикбол уйғурчә, қазақчә, итальянчә, қирғизчә вә туңганчә нахшиларни иҗра қилди. У әсли тарихий Вәтинимизниң Ғулҗа шәһиридин болуп, уйғур тилини мукәммәл билиду. Әнди концертниң тәйярлинишиға кәлсәк, Артур Илахуновниң ейтишичә, униңға төрт ай вақит кәткән. Шуңлашқа болса керәк, бу қетим концертниң һәртәрәплимә тәйярлиқлири җиддий болғачқа, у жуқури дәриҗидә өтти. Бу җәһәттин униң баш режиссери Әзиз Сәйптулланиң, миниатюрилар режиссерлири Алимҗан Бавдинов билән Бәхитҗан Савурҗановниң вә шундақла продюсерлиқ мәркәз тәркивидики барлиқ талант егилириниң тиришчанлиқ көрсәткәнлиги ениқ байқилиду. Уларниң тамашибин көңлидин чиқиш билән биллә ишәнчисини ақлаш үчүн аянмай әмгәк қилғанлиғини атап өткән орунлуқ. 
Умумән, бу күни «Яңра, нахшамға» кәлгән һәрбир тамашибин жуқури кәйпиятта өйлиригә тарқиди. Уларниң новәттики концертни тәқәзалиқ билән күтидиғанлиғи ениқ.

203 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы