• 31-май — Сәясий тәқип қурванлирини хатириләш күни
  • 25 Мамыр, 2023

Елимиздики қара сәһипиләр

Насирахун РОЗАХУНОВ,
«Uiğur avazi»

Қазақстанда һәр жили 31-майда Җумһурийәт Президентиниң 1997-жилдики Пәрманиға мувапиқ, сәясий тәқип қурванлирини хатириләш күни нишанлиниду. Кеңәш һакимийити жиллири 40 миллионға йеқин адәм у яки бу дәриҗидә сәясий тәқипләргә учриди. Статистикиға мувапиқ, пәқәт Қазақстандила 1921 — 1954-жиллири арилиғида 100 миңға йеқин адәм тәқипкә учрап, 20 миңдин ошуғи етип өлтүрүлди. Миңлиған адәм «хәт елишишқа һоқуқсиз» һөкүми билән түрмиләргә қамалди. Шаһидларниң гувалиқ қилишичә, уларму әмәлиятта өлүм җазасиға кесилгән. 
Аммивий тәқип дәври қазақ хәлқи үчүн қиммәткә тохтиди. Инқилапқичә қазақлар арисида билимлик адәмләрниң сани бирнәччә миң адәмнила тәшкил қилған. Уларниң көпчилиги қалақчилиқта яшаватқан хәлиқниң тәрәққий етишини тәминләш үчүн қазақ автономиясини қурушни мәхсәт қилған «Алаш» һәрикитигә әза болған. 
Қазақстанда 1993-жилда «Аммивий сәясий тәқип қурванлирини ақлаш тоғрилиқ» қанун қобул қилинип, сәясий тәқип қурванлирини ақлаш бойичә дөләт комиссияси қурулди. 
«Биз пәқәт гунасиз тәқипкә учриған һәрбир адәмни әскә алғандила парлақ келәчәккә болған йолни ечишимиз мүмкин. Келәчәкниң мустәһкәм һули мустәқилликтин башлиниду. Өткән әсирниң әң еғир жиллирида тәқипкә учрап қаза болғанларни әстә сақлаш вә хатириләш — бизниң һәрбиримизниң қәризидур», дәп тәкитлигән еди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Сталин дәвридики аммивий сәясий тәқипләшләр мәмликитимиз тарихида алаһидә роль ойниди. Қазақстан территориясидә лагерьлар вә түрмиләр баш-башқармилири системисиниң көплигән мәһкимилири җайлашти. Улар қисқартилип ГУЛАГ-АЛҖИР, Степлаг, Карлаг дәп аталди. 
Тәқип жиллири Кеңәш Иттипақиниң барлиқ җумһурийәтлиридин 5 миллиондин ошуқ адәм Қазақстандики лагерьларға әвәтилди. Буниңдин ташқири Улуқ Вәтән уруши жиллирида немис басқунчилириға ярдәмләшкәнлигидә әйиплинип, Кавказ хәлиқлириниң көплигән вәкиллири, немислар, корейлар, түркләр, иранлиқлар, қирим татарлири, поляклар вә башқиму милләт вәкиллири Қазақстанға мәҗбурий йәр авдурулди. Буларниң бесим көпчилиги пәқәт қазақ хәлқиниң ярдими вә қоллап-қувәтлиши түпәйлила еғир күнләрдин аман-есән чиқти. Мошуниңға бағлиқ Қазақстанда Миннәтдарлиқ күни тәсис қилинған, у һәр жили 1-март күни нишанлиниду. Тәқип жиллири Қазақстанға 1,2 миллион адәм көчирилгән. Мәмликитимиз қануниға мувапиқ, уларму тәқипкә учриғанлар қатариға кириду.
Қазақстан хәлқи сәясий тәқипләрдин зәрдап чәккән миллионлиған вәтәндашлирини дайим әстә сақлайду. Террор дәври һәққидә тарих дәрисликлиридә тәпсилий йезилған, мәзкүр мавзуға мәхсус китаплар нәшир қилинип, фильмлар чүширилмәктә, мәмликәтниң җай-җайлирида ядикарлиқлар орнитилған. Мошуниң барлиғи җәмийәтниң течлиқ тәрәққиятниң қанчилик қиммәт екәнлигини вә мошундақ вақиәләрниң буниңдин кейин қайтилинишиға йол қоймаслиқни әстә сақлиши үчүн наһайити муһим. 

107 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы