• 31-май — Сәясий тәқип қурванлирини хатириләш күни
  • 25 Мамыр, 2023

Хатирә — муқәддәс вә мәңгүлүк

Тарихтики ақ дағлар... Бу ибариниң мәзмун-маһийитигә бегуна гунакар атилип, иҗадий паалийити раса гүллигән пәйттә тәқипкә учриған Абдулһәй Муһәммәдий, Нур Исрайилов, Һебиб Закирий кәби өз дәвриниң зиялилири һәққидә устазим Маһмут Абдрахмановниң мақалилилирини оқуғанда, 1998-жили уйғур шаирлириниң җумһурийәтлик мушаирисигә қатнишиш үчүн, тәқипләш жиллириниң азап-оқубитини тартқан бүйүк шаир Һезим Искәндәров һәққидә «Йолларға чечилған шеирлар» намлиқ шеир язғинимда, кейинирәк көрнәклик қазақ шаири Ғалым Жайлыбайниң мошу мавзуға беғишланған «Қара ромал» поэмисини тәрҗимә қилғанда хелә чоңқур чөккән болсамму, шәхскә сиғиниш жиллириниң архив материаллири билән тонушуп, үгинип, бирәр мақалә язмиған едим. Чүнки бу мавзуға мураҗиәт қилишниң өзи мениң үчүн еғир. Бу билимимниң яки қабилийитимниң йәтмигәнлигидин әмәс, бәлки пүтүнсүрүк бир милләтниң алдинқи қатарлиқ зиялилириниң, шаир-язғучилириниң азап-оқубәтләрдин, қийнап- азаплашлардин қанға бойилип йетишини, өмригә чекит қоюлушини тәсәввур қилишниң, шу дәвир һәққанийитини қәлбән һис қилип ечип беришниң қийинлиғидин, аридин онлиған жиллар өтсиму, «тәқипләшниң қара күнлири» көңлүмдә еғир таш болуп ятқанлиғидин, наһәқ тәқипләнгәнләр һәққидики һәрбир архив материали жүрәкни ағритидиғанлиғидин еди... 
 Йеқинда, Қорамда туғулуп өссиму, теги-тәкти түгмәнлик иним, өмриниң көпини «Ату» паҗиәсиниң сирини ечишқа беғишлиған рәссам Диас Қурбановниң оғли Риад тәқипләшниң азавини тартип, бирнәччә жил түрмидә ятқан бовиси Зерип Қурбанов һәққидики архив материаллирини елип келип: «Һәдә, дадамниң ейтишичә, бовамни сизниң ата-аниңиз яхши тонаттекән. Мону материаллар билән тонушуп, бовам һәққидә бир мақалә йезип бәрсиңиз», дәп илтимас қилди. Раст, Риад ейтқандәк, ата-анам Зерип Қурбановни яхши тонатти, чүнки у кишиниң акиси, Улуқ Вәтән урушида қан кечип, бир қолидин айрилип кәлгән Ваҗит бовамлар билән узақ жиллар хошна олтирип, қериндаштәк болуп кәткән едуқ. Дәл шу пәйттә кичик чағлиримда апамниң: «Зерип акам ақ үзлүк, келишкән адәм болуп, жуқурқи мәлидин ақ боз атни йорғилитип чүшүп келәтти», дегән сөзлири қулиғимға аңланғандәк болдидә, мақаләмниң қәһримани, тарихта «ақ дағлар» қалдурған дәвиргә келәчәк тәғдирини қурванлиққа беришкә мәҗбур болған Зерип Қурбанов вә униң бирнәччә сәпдашлирини әйипләш бойичә ечилған 70-җинаий иш һөҗҗәтлириниң электрон нусхиси билән йеқиндин тонушушқа башлидим. 
 Мустәбид түзүм, адаләтсиз заман, яла-төһмәттин күмпәйкүм болған тәғдирләр, бевақит ғазаң болған адәмләр өмри һәққидики сарғийип, йезиқлири өчүшкә башлиған, «830-фонд, опись-1, 327-Дело, 1-связкидики» 3 томдин, йүзлигән бәттин ибарәт Алмута вилайәтлик дөләт архив материаллирини көздин кәчүрүп, Зерип Қурбанов кәби аңлиқ зиялиға яла чаплап көйдүргән «отқуйруқларға» бәк нәпрәтләндим. 
 Зерип Қурбанов 1906-жили 13-июль күни бурунқи Яркәнт уезиниң Удута йезисида кәмбәғәл-дехан аилисидә дунияға кәлгән. Дадиси байларниң қолида малай болуп ишлигән (Дело №70, том І, 9-бәт). Мәзкүр Ишқа Уйғур наһийиси Ақтам йеза кеңиши Ударник колхозиниң әзаси Аблашов Тохташниң 1934-жили бәргән ениқлимиси (справкиси) тиркәлгән. Униңға асаслансақ, Зерип Қурбанов 4 йешида – анисидин, 5 йешида атисидин житим қалғандин кейин, уни акиси Тейип өз ғәмхорлуғиға алиду. Лекин акисиниң турмуши наһайити еғир болғанлиқтин, житим Зерип Қирғизстанниң Қариқол шәһиригә, Яркәнткә баш елип кетишкә мәҗбур болиду. У йәрләрдә отун тошуп, сетип, җенини бақиду (Дело №70, том І, 87-бәт). Житим Зерипниң тәлийигә яриша, у 11 яшқа толғанда, Октябрь инқилави йүз берип, билим елишиға кәң йол ечилиду. 
 1928-жили Кәтмән йезисидики төрт жиллиқ мәктәпни түгитип, бирқатар сәпдашлири билән Удута йеза егилиги артелиға әза болиду вә комсомол ячейкисини башқуриду. 
 Өткән әсирниң 30-жиллири аһалиниң нурғуни саватсиз болғанлиқтин, Зерип Қурбанов кәби көзи очуқ яшлар зиммисигә нурғун ишлар жүклиниду. У көрнәклик җәмийәт әрбаби, уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди, инқилапчи Абдулла Розибақиев тәрипидин түзүлгән йезидики йәр программисини әмәлгә ашурушта, йәни кәмбәғәлләргә йәр бөлүп бериштә паалийәтчанлиқ көрситиду. 
 Зерип Қурбанов сотқа язған әризисидә көрсәткинидәк, 1937-жили Алмута шәһиридики КомУЗни (ВКСХИ) түгитип, Алмута вилайәтлик партия комитетиниң қарариға бенаән, Уйғур наһийәлик МТС мудириниң сәясий бөлүми рәисиниң орунбасари, 1939-жили Уйғур наһийәлик уюштуруш бөлүминиң башлиғи болуп ишләйду. 1940 – 1944-жиллири наһийәлик партия комитетиниң иккинчи кативи хизмитини атқуриду. 1944-жили декабрь ейидин башлап Алмутида 6 айлиқ Партия мәктивидә оқуп, 1945-жили 1-июльда тамамлайду (Дело №70, том1, 141 – 143-бәтләр).
 Миңларчә әпсус, мана шу пәйттин коммунистик партияниң сабиқ солдити Зерип Қурбановниң тәғдир чақпелиги яла-төһмәтниң қара патқиғиға петип, узақ жиллар мабайнида җанпидалиқ билән ишләп қазанған аброй-һөрмити йәр билән йәксән болиду. Униңға «1942-жили Уйғур наһийәси Ават йезисида жиғин өткүзүп, төл елиш планини орунлаш үчүн, колхозчилардин, хизмәткарлардин мәҗбурий түрдә мал сетивелиңлар, шундақла техи төллимигән мални фермилардики мал саниға қошуп йезип, планни орунлаңлар» дәп буйруқ бәргән. Шуниң нәтиҗисидә йезиларда ачарчилиқ башлинип, маллиридин айрилған көплигән адәмләрниң өлүп кетишигә сәвәпчи болған» дегән әйип бойичә 1932-жили 7-август күни қобул қилинған РСФСР қануни вә Җинаий Кодекси 58-бабиниң 14-тармиғи бойичә Иш қозғилип (Дело №70, том 1, 2, 3), қамаққа елиниду. 
 1945-жили 19 – 29-октябрь арилиғида өткән сот мәҗлислиридә компартия хизмәткаридин әйипкарға айлинип қалған Зерип Қурбанов: «1942-жили колхозчилардин, хизмәткарлардин мал сетивалғиним раст. Шуниң арқилиқ мал плани толди. 15-декабрьда Аватта жиғин өтти», дәп тәкитләп, өзиниң партияниң көрсәтмисини, йәни буйруқни орунлиғанлиғини, Ават йезисида өткән жиғинға өзи ялғуз қатнашмиғанлиғини, өзи билән биллә наһийә бойичә мал чарвичилиғиға мәсъул кишиниң болғанлиғини, «1942-жили мал плани орунланмай, жиғин өткүзүп, «малниң планини орунлаш үчүн төлләйдиған мални қошуп язисиләр», деди. Қурбановниң тапшурмисини орунлидуқ» дегән бирнәччә гувачилардин қисим көрситиш арқилиқ җавап елинғанлиғини, «ачарчилиқтин өлүп кәтти» дегәнләрниң һаяттин өз әҗили билән өлгәнлигини, бәзи «өлди» дегәнләрниң тириклигини ейтсиму, униң сөзи сот тәрипидин етиварға елинмайду. Һәтта, мәзкүр мақалиниң бешида дәлил ретидә кәлтүрүлгән ениқлимиға қаримай, сот мәҗлисидә бәзи гувачилар Зерип Қурбановниң тәрҗимиһалидинму хусур тепип, уни «мәзинниң балиси», «дадиси бираз әзән чақиришни биләтти», «бовиси қази болған» дәп әйипләйду. У ата тегиниң ким екәнлигини, дадиси кәмбәғәл болғанлиғини дәлилләш үчүн 1945-жили 21-октябрьда өткән сот мәҗлисигә Ақтам йеза кеңишиниң рәиси Баратовани чақиришни тәләп қилиду. Зерип Қурбанов наһийәлик соттин өзиниң язмичә тилхәтлирини қанаәтләндүрүшни тәләп қилип: «Гувачиларниң бериватқан җаваплири тоғра әмәс, буларниң барлиғи – яла. Мениң бу Иш бойичә тәргәв қайта жүргүзүлсун, дәп соттин еғизчә һәм язмичә өтүнгән тәливим орунланмиғанлиқтин, мениң билән биллә райкомниң бюро әзалири қатар олтармиғанлиқтин, улар сот мәҗлисигә кәлмигичә, гувачиларға соал бәрмәймән. Мениң өтүнүшлиримни қарап, йешишиңларни сораймән. Әгәр мениң өтүнүшлирим орунланмиса, Ишимни сиртимдин қараверишиңларға разимән», дәп өз сөзидә қәтъий турсиму, сот униң өтүнүшлирини қанаәтләндүрмәйду вә прокурор Абдукаримов соттин бегуна гунакар Зерип Қурбановқа ату җазасини беришни сорайду. Адвокат Абдуллаев болса, соттин Зерип Қурбановниң Җинаий Кодексниң 109-баби билән җазалинишини өтүниду. Сот һөкүм чиқармай туруп, Зерип Қурбанов: «Бирқатар адәмләрниң уюштурған ялиси билән маңа қилмишлар артилип, Иш қозғалған. Шуңлашқа, һели болсиму, Ишни қайта тәргәв қилишни сораймән. Шундақла нәччә жил партия, кеңәш хизмитини атқурғанлиғимни, қаримиғимда 6 җан барлиғини нәзәргә елишиңларни сораймән», дәп йәнә бир қетим өтүниду. 
 1945-жили 28-октябрьда өткән сот мәҗлисидә Зерип Қурбанов: «Сотниң маңа ахирқи сөзүмни ейтиш үчүн бәргән азғинә вақтини пайдилинип, вилайәтлик сотниң көчмә коллегиясидин төвәндикиләрни өтүнимән:
 1. 1943-1944-жиллири Уйғур наһийәсидә болған қийинчилиқниң келип чиқишиға айрим адәмләрдин тәркип тапқан шайка (топ) сәвәп болуп, һәммә иш уларниң уюштуруши билән әмәлгә ашқан (№70-Делода фамилиялири көрситилгән, лекин әхлақ йүзисидин, уларни көрсәтмидим – П.М.). Бу һәққидә Бидайбеков иккимиз вилайәт башчилириға өз вақтида ейттуқ, лекин улар буниңға сәясий әһмийәт бәрмиди. Әнди уларниң қилмишиниң ечилишида мән хәвплик адәм болуп тонулуп, мошу күнгә қалдим. 
 2. Хизмәт әткән чеғимда «шу айрим адәмләргә ялақчилиқ қилип, уларниң шәхсий тәләплирини орунлаш – мениң коммунистик вәзипәм әмәс» дегәнлигимдин, мошу әһвалға қалған адәммән.
 3. Партия тапшурған вәзипини орунлашта һечкимниң үзигә қаримай, ишниң орунлинишини тәләп қилғандин мошу күнгә қалған адәммән. 
 Шуңлашқа мошу сотта мени йәр йүзидин йоқ қилиңлар яки тәргәвни қайта жүргүзүп, йепиливатқан ишни қайта ечишқа мүмкинчилик бериңлар. Мән, қачанла болмисун, һөкүмәт қолидики адәммән. Мән һарам өлүватимән», дегән тәләплирини ейтиду. 
 Зерип Қурбанов мустәбид түзүм дәвридә яла-боһтандин өмри ғазаң болуп, шәпқәтсизлик билән етилип, һарам өлүп кәткән миңлиған зиялиларниң қатариға қошулуватқанлиғини яхши чүшинип, наһәқсизликтин тит-тит болуп, өзиниң тәләплирини вилайәтлик сотқа, Алий сотқа йезишни тохтатмайду. Шуниң нәтиҗисидә 1945-жили 29-октябрьда йепиқ түрдә өткән сот төвәндики һөкүмни чиқириду: «Қурбанов Зерип, теги мәзинниң балиси, орта билимгә егә, аяли бар, мал-мүлки йоқ. Уйғур наһийәсидә мал чарвичилиғини өстүрүш сәяситини әмәлиятта саботажлиқ қилип, билип туруп, әттәй бурмилиған. Мал өстүрүш планини орунлаш үчүн шәхсийләрниң мелини сетивалған. Мал чиқимини азайтип көрситиш үчүн 24-формилиқ һесаватни өзгәрткән. Җинаий Кодекс 58-бабиниң 14-тармиғи бойичә 10 жил әркидин, 3 жил сайлаш-сайлиниш һоқуқидин айриш. Мал-мүлки болмиғанлиқтин, конфискация қилинмисун» (Дело №70, том1). 
 Мана, аридин қанчә жиллар өтсиму, сәясий тәқипләш жиллири әмәлгә ашурулған дәһшәтлик бирла вақиәни өзидә әкис әткән архив материаллирини қарап чиқип, тәқипкә учриған Зерип Қурбановниң ечинишлиқ тәғдири һәққидә йеңи мәлуматларға егә болдум. Архив материаллирини оқуғансири, униң тәғдирини йәшкән сот мәҗлиси, худди һазир болуватқандәк, көз алдимдин өтти. Компьютер мониторидин сот һөкүмини қайта-қайта оқуп, тилим сөзгә кәлмәй, җим олтирип қалдим. Шу пәйттә китапларда оқуғанлирим вә аңлиғанлирим җанлинип, жүрәкни муқамларниң муңидәк еғир бир аһаң пәпиләп, көзлиримдин беихтияр иссиқ яшлар төкүлди, дилимда шу қанлиқ дәвиргә болған нәпрәт туйғуси туғян урушқа башлиди.
 Һә, бу өлүмниң һиди пурайдиған, Сталин вапат болғичә сабиқ Кеңәш елидики һәммә хәлиқләр үчүн еғир болған 1937 – 1953-жилларға түгимәс паҗиә йәрләнгән! Бу жиллири мустәбид түзүмниң дәстидин мечит, мәдрисиләр йепилипла қалмай, әң ечинарлиғи, әл-жут үчүн җанпидалиқ билән паалийәт елип барған алдинқи қатарлиқ зиялилар, мәрипәт чириғини яндуруватқанлар, билим нурини чечиватқанлар шу қара түзүмниң қара тизимиға елинип, тәғдири дарға илинди: түрмигә соланди, сүргүнгә һайдалди, етилди, йоқ қилинди. Һәрбир өйниң ишик-деризисини мариған пайлақчилар, ялақчилар, сатқун-хаинлар, җазалаш отрядлири түпәйли «өлүм комбайни» уларни оруп, ялмап жутуп маңди. Бегуналарниң орниға берәһим, ата-анисини, дилини, динини, иман-етиқатини, миллитини сатқанлар жутларни башқурди. Түзүмниң ойлап тапқан һейлисиму шу еди. Көзи очуқларни йоқ қилса, қараңғу хәлиқни халиғиничә башқуруш мүмкинчилигигә егә болди. Һәр жуттики һәр саһаниң көзи очуқ зиялилирини йоқ қилғандин кейин, улар өз реҗилири бойичә милләтниң арисидин өз пешқәдәмлирини таллидидә, уларниң ярдими билән һәммини маңқурт қилиш һәрикитигә көчти. Уларниң мәхсити әмәлгә ашмисиму, қилған явузлуқлири, қатиллиқлири инсанлар қәлбидә һәм тарих бетидә мәңгү дағ болуп қалди. 
 Уйғур хәлқиниң Зерип Қурбанов кәби йүзлигән тәрәққийпәрвәр, пәрзәнтлири түрмиләргә соланғанлиғи, уларниң пешанисигә «хәлиқ дүшмини» дегән мудһиш тамға бесилип, шәнигә ләнәт ташлири яғдурулуп, пак намлири бәднам қилинғанлиғи, онлиған мәрипәтпәрвәр инсанларниң төһмәтләр асасида етип ташланғанлиғи вә һечбир нам-нишансиз көмүлүп кәткәнлиги бизләр үчүн бүгүнму сири толуқ ечилмиған паҗиә! 
 Тарихий хатирисиз – келәчәк йоқ. Шуңлашқиму, инсан өтмүштә еришкән утуқлардин пайдилинип, йол қоюлған камчилиқлардин савақ елип, хуласә чиқирип яшашқа тегиш. Әң ечинарлиғи, тәқипләш жиллири қурванлириниң намлири узақ вақит ақланмай, уларниң әвлатлириму «хәлиқ дүшмининиң балиси» дегән намниң дәрдини көп тартти. Қазақстан мустәқиллик алғандин кейин, елимиздә адаләтлик әслигә келип, бегуна тәқип қилинғанларниң намлири ениқлинип, хатирилирини әбәдийләштүрүш қолға елинди. 31-май сәясий тәқип қурванлирини әскә елиш күни болуп бәлгүләнди. 
 Шундақ екән, миллий өзлүкни йоқатмай, бегуна гунакар болған оғланларни хәлиққә тонуштуруш, уларниң хатирисини әбәдийләштүрүш, хатирисигә еһтирам билдүрүш – һәрбиримизниң муқәддәс борчи дәп һесаплаймән. 
 Дана хәлқимиз: «Айниң он бәши қараңғу болса, он бәши йоруқ», дегинидәк, қара тизимға илинсиму, өлүм җазасидин аман қалған, 3 жилдин кейин ақланған Зерип Қурбанов үчүн һаят давамлишип, кейин йәнә йоруқ таңлар атти, әлвәттә. Бүгүн униң мустәқил әлдә яшаватқан нәвриси, криминалист, истипадики майор Риад Қурбановниң бовиси һәққидики тарихий һәқиқәтни тикләш, униң һаяти вә паалийитини үгиниш йолида меңип, архив мәнбәлирини тепиши – келәчәк яшлар үчүн чоң ибрәт мәктивидур. Чүнки хатирә – муқәддәс вә мәңгүлүк!

Патигүл МӘХСӘТОВА,
шаирә

(Мақалида мустәқил тәтқиқатчи Риад Қурбановниң Алмута вилайәтлик дөләт архивидин алған материаллири пайдилинилди)

377 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы