• Мәдәний мирас
  • 19 Қараша, 2012

Әзәрбәйҗан алими уйғурлар һәққидә

2011-жили Бакуда әзәрбәйҗанлиқ алим Әли Шамилниң «Уйғур, гагауз, шималий Кавказ түрклириниң фольклори вә әдәбияти» намлиқ китави нәшир қилинған екән. Уни гезитханлиримизға тонуштуруп өтүшни тоғра көрдуқ. 412 бәтлик китапниң 25 — 88-бәтлиридә уйғур тарихи, фольклори вә әдәбияти тоғрилиқ мәлуматлар берилгән. Әли Шамил уйғур тарихиниң қедимий дәвирлиригә азирақ тохтилип, асасий диққәтни ХХ әсирниң биринчи йеримидики Шәрқий Түркстандики сәясий вәзийәткә бөлгән. У бу әсирниң бешидики уйғурлар тәғдириниң Ирандики 20 миллионға йеқин әзәрбәйҗан хәлқиниң көргән қисмәтлиригә охшап кетидиғанлиғини алаһидә тәкитләйду. Алим шундақла Шәрқий Түркстанға илмий экспедиция уюштурған немис, инглиз, рус, япон алим-сәяһәтчилириниң паалийитигә қисқичә тохтилиду. Әли Шамил уйғур фольклори тоғрилиқ сөз башлиғанда, тәтқиқатчиларниң пикирлиригә асаслинип, униң жанр җәһәттин бай екәнлигини һәм хошна түркий хәлиқләргә тәсири чоң болғанлиғини алаһидә тәкитләйду. Китапта уйғур әпсанә-ривайәтлири һәққидә алаһидә сөз болиду. Әли Шамил әмгигиниң бу қисмини төвәндикичә башлайду: «Тәтқиқатчилар уйғурларни түркий хәлиқләр ичидә дәсләпки олтирақ һаятқа көчкәнләрдин һесаплайду. Түркий хәлиқләрниң әң қедимий ядикарлиқлири һесаплинидиған «Төрилиш» вә «Көч» дастанлириға уйғурларниң қедимий ишәнчә вә тәсәввурлирини, бу этносниң ярилиш тарихини поэтикилиқ тил билән ипадә қилған мифлиқ дастанлар сүпитидә қарайду. ...Бәзи тәтқиқатчилар болса, һәр икки дастанни бүйүк бир уйғур дастаниниң парчилири дәп һесаплайду». Бу йәрдә алим шундақла уйғурларниң әнъәнивий шәриқ сюжетлири бойичә йезилған дастанлири («Ғерип вә Сәнәм», «Таһир вә Зоһра», «Йүсүп билән Әхмәт», «Мәсуд вә Диларам», «Санавәр», «Қәмәршаһ вә Шәмси Жанан», «Пәрһат вә Ширин», «Йүсүп вә Зуләйха») билән беваситә уйғур тарихиға мунасивәтлик дастанлири («Абдурахман ғоҗа», «Төмүр Хәлпә», «Назугум», «Ипархан», «Майимхан», «Ризвангүл») һәққидә баян қилиду. Әли Шамил хәлқимизниң қәһриман қизи Назугум һәққидә «Назугум уйғурларниң миллий-азатлиқ һәрикитиниң, мустәқиллик йолидики күришиниң символиға айланған» дегән пикирни ейтиду. Уйғур хәлиқ қошақ вә бейитлири, «он икки муқами», шундақла уйғур әдәбиятиниң тарихи һәм заманивий уйғур әдәбиятиму алимниң нәзәридин сиртта қалмиған. У болупму Абдухалиқ Уйғур билән Лутпулла Мутәллипниң һаяти вә иҗадийитигә башқа шаир, язғучиларға нисбәтән кәңирәк тохталған. Әли Шамилниң «Миллитини азат вә хушбәхит көрмәк арзуси билән яшиған вә бу йолда һаятини қурван қилған әдипләрниң бири — Лутпулла Мутәллиптур» дегән ибарисиму алаһидә диққәткә сазавәрдур. Әли Шамил уйғур әдәбияти тоғрилиқ мақалисини уйғур драматургияси билән аяқлаштуриду. У уйғур драма сәнъитиниң қедимий тарихқа егә екәнлигини алаһидә тәкитләп, қедимий уйғур тили вә мәдәнийитиниң чоң мутәхәссиси, немис алимәси Анна Мария фон Габайнниң төвәндики пикрини кәлтүриду: «У дәвирдики ички өлкидики хитайларға қариғанда, қедимий уйғур бәдиий сәнъити, авазсиз театри, уссул театри, оркестри вә иптидаий театри бүйүк җәлип қилиш күчигә егә еди. Һазирғичә бизгә йетип кәлгән қол язмиларға қариғанда, уйғур йезиғида йезилған сәһнә әсәрләрниң мавзуси хәнзучә сәһнә әсәрлириниң мавзусидин үстүнлүк көрсәтмәктидур».  Хуласиләп ейтқанда, Әли Шамилниң бу әмгиги уйғур әдәбияти билән мәдәнийитини түркий дунияға тәшвиқ қилишта роль ойнайдиғанлиғи талашсиз. Шуңлашқа хәлқимиз намидин Әли Шамилгә өзимизниң чәксиз миннәтдарлиғимизни билдүрүшкә әрзийду.

Арслан УЙҒУР.

 

555 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы