• Йеңилиқлар
  • 19 Қараша, 2012

У һәммимиз үчүн Әзиз

Әзизниң Яркәнттин Алмутиға келип, Ақсай микрорайонидики нака балиларни давалайдиған ағриқханида ятқиниға бәш ай болди. Икки бөриги бирдинла ишлимәй қалған 14 яшлиқ балиниң бәш айниң ичидә тартмиғини йоқ. У икки қетим инсульт алди. Өсмүрниң жүриги икки мәртә тохтап, қайтидин соқти. Әзиз буларниң һәммисигә чидап кәлмәктә. Амма икки көзидин айрилғандин кейин, өзини қояр җай тапалмайватиду. «Апа, мени қараңғулуқтин қутулдурғинә», дәп жиғлайду у һәр күни. Бизгә Әзиз Һаширов билән учришиш мүмкин болмиди. Чүнки у 16-ноябрь күни Корея вә Беларуссиядин кәлгән врачлар тәрипидин ясилидиған операциягә тәйярлиниветипту. Шуңлашқа биз униң аниси билән хәвәрләштуқ. — Оғлумиз мошу яшқа кәлгичә саламәтлигигә шикайәт қилмиған еди, — дәйду Гүлбаһар. — Май ейида у туюқсиз ағрип қалди. «Тез ярдәмгә» телефон қиливедуқ, врачлар келип, униң қан бесиминиң 130ға көтирилип кәткәнлигини ениқлиди. Ахири уни Яркәнттики шәһәрлик ағриқханиға апирип тәкшүрәттуқ. Дохтурлар униң бөригидә таш барлиғини ейтти. Улар билән мәслиһәтлишип, оғлумизни жиңнә билән давалашқа апардим. Биз уни башта, адәттики сақийип кетидиған ағриқ сүпитидә қобул қилған едуқ. Амма 9-июнь күни у әс-һошини йоқитип, жиқилди. Яркәнт шәһиридики ағриқханиниң реанимация бөлүмидә ятқан балини мәзкүр ағриқхана баш врачиниң ярдими арқилиқ Алмута вилайәтлик ағриқханисиға йөткидуқ. У йәрдә икки күн реанимациядә йетип, һошиға кәлди. Кейин Әзизни Ақсайдики нака балиларни давалайдиған ағриқханиға йөткидуқ. Балимизниң икки қетим жүриги тохтап қелип, бизни есәңгиритип қойди. Икки қетим инсульт алди. Иккинчи инсульттин кейин, йәни 29-август күни униң көзи тутулуп кәтти. У күнни ядимға алғум кәлмәйду. Оғлум: «Апа мән көрмәйватимән, маңа мошула йетишмәйвататти», дегиничә һөкүрәп жиғливеди, жүрәк-бағрим тит-тит болди, — дәп Гүлбаһарниң өпкиси өрләп, өзини туталмиди. — Оғлиңиз яхши болуп кетиду. Һазир болупму Интернет торлирида Әзизгә ярдәм қилғучилар күндин-күнгә көпийиватидиғу, — дедим аниға тәсәлла берип. — Рәхмәт. Әзиз 6-синипқичә Алмута шәһири Заря-Востока мәһәллисидики Мурат Һәмраев намидики оттура мәктәптә билим елип, кейин биз аилимиз билән Яркәнткә көчүп кәткән едуқ, дәп сөзини давам қилди Гүлбаһар. — Әзиз билән пат-пат хәвәрлишип туридиған алмутилиқ синипдиши униң саламәтлигиниң күндин-күнгә начарлаватқанлиғи һәққидә һәдиси Динараға ейтипту. Динара өзиниң барлиқ тонушлириға хәвәрләпту. Шундақ қилип, алмутилиқ пүткүл уйғур яшлири униңға ярдәм қилиш хаһишини билдүрмәктә. Йеқинда «Қамқоршы Аян» фонди, уйғур.kz сайти, «Үмүт» яшлар бирләшмиси, Қазақстан Уйғур яшлири бирлиги Әзизгә маддий ярдәм көрситиш нийитидә хәйрихаһлиқ концерт уюштурди. Униңдин чүшкән 750 миң тәңгини бизгә ианә қилди. Заря-Востока мәһәллисиниң баш жигит беши Ярмәһәмәт Кибиров башқурған жут-җамаәтчилик, мәктәп мудири Мунира Зиямова рәһбәрлигидики мәктәп коллективи, ата-анилар бирлишип, 460 миң тәңгә жиғип бәрди. Шундақла Дилмурат Кузиев билән Дилшат Насиров қатарлиқ хәлқимизгә тонулған меһир-сахавәтлик инсанларму ярдәм қолини сунмақта. Униңдин башқа «Дәрвишләр», «Дияр», «Нур» топлири, «Наргиз» уссулчилар топи, «Шатлиқ-шоу» театриниң мудири Шатлиқ Худайқулов, «Шавкәт-шоу» театриниң актери Данияр Қунахунов, җумһурийәтлик Уйғур театриниң актери Халмурат Мунаров, нахшичилар Сейитҗан Зайитов, Михрат Әмәтов, Ялқун Мавинов, Ялқун Тайиров, Артур Илахунов, оператор Долқун Шавдунов өзлириниң халисанә ярдимини көрсәтмәктә. «Дәрвишләр» топиниң әзаси Райим Һәмраев Әзизни Алмутидики Коноваловниң клиникисиға апирип һәқсиз он күн укол салдурди. Алмутилиқ Интизар исимлиқ қиз келип, Әзизниң әһвалини көрүп, Евразия, КТК телеканаллирида униң тоғрилиқ көрситишләрни уюштурди. Әзиз телевидениегә чиққандин кейин, башқа вилайәт, шәһәрләрдә туридиған меһир-сахавәтлик инсанлар биз билән хәвәрләшмәктә. Шәмәй шәһириниң турғуни Сәрсенбаев дегән киши пенсиясидин 20 миң тәңгә әвәтипту. Чимкәнтлик өзбәк балиси Илһам 19 миң тәңгә ианә қилди. Әнди униң бир туққан һәдиси Маһинур болса, инисиға өзиниң бир бөригини беришкә бәл бағлиди. Врачлар алди билән оғлимизниң бөригини давалап, андин көзини ачимиз, дәватиду. Бешимизға мошундақ еғир күн чүшкәндә ярдәм қолини сунған барлиқ қериндашлиримға аилимиз намидин миннәтдарлиғимни изһар қилмақчимән. ИЛАВӘ: мәзкүр материал гезитқа тәйярлиниватқанда, Әзизниң аниси биз билән телефон арқилиқ хәвәрлишип, чәт әлдин кәлгән врачларниң операцияни кейингә қалдурғанлиғини ейтти. Бу йәрдә улар балиниң организминиң аҗизлиғини ейтип, уни алтә айдин кейин операция қилишқа вәдә берипту. «Әзиз бу җүмәни наһайити тәшналиқ билән күтүвататти», дәп жиғлайду ана. Әнди операцияниң кейингә қалдурғанлиғини аңлап, Әзизниң жиғлиғинини ейтип бериведи, бизниңму жүрәк-бағримиз моҗулуп кәтти. «Апа, мениң бу қараңғу дунияда яшиғум кәлмәйду», дәпту Әзиз өпкә-өпкисини басалмай... Һазир алмутилиқ көплигән уйғур қериндашлиримиз, шундақла башқа милләтләрниң вәкиллири: «У һәммимиз үчүн Әзиз» шиари астида Әзизниң һаятини сақлап қелишқа өзлириниң бар күч-ғәйритини сәрип қилмақта. Мабада униңға ярдәм қилиш нийити барлар болса, төвәндики телефонлар арқилиқ хәвәрләшсәңлар болиду: 8-778-332-16-80, 8-775-774-16-20.

Бәхтишат СОПИЕВ.

Алмута шәһири.  

481 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы