• Йеңилиқлар
  • 19 Қараша, 2012

Чоңқур тәсират билән қайттим

— Алло, бу Шаһимәрданму? — Һә, шундақ, тиңшаватимән! — Мән Ғәрбий Қазақстан вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Нурәхмәт Мәсимов болимән...  Дәрһал чүшәндим. Мени, ҖУЭМниң рәисини издәватиду. Течлиқ-аманлиқ соришип, хелә узақ сөзләштуқ. Бирақ мениңда дәрһал у йәрдики кериндашлар билән дәқәмдә учришиш истиги пәйда болди. Шуңлашқа «Аз күндә йетип баримән, күтүңлар», дәп хошлаштим Нурәхмәт ака билән. Хизмәт баби тәләп қилдиму яки у яқниң телефонда ейтқан «Биз тәрәпкә бир келип кәтсәңлар», дегән тилиги сәвәп болдиму, әйтәвир, көп өтмәйла сәпәргә чиқтим, һәмрайим — өзәмниң орунбасари Һакимҗан Мәмәтов. Һәр иккимиз Алмутидин тәхминән 3000 чақирим жирақтики Урал шәһиридә яшаватқан қериндашлиримизниң бизни сеғинип күтүватқанлиғини хиялән пәрәз қилған едуқ. Шәхсән мениң көз алдимға адәттики мамкап кәлди: көп жиллиқ өсүмлүк өзиниң чечигини тозутқанда, тәғдир шамили бир тозаңни әшу жирақтики Урал шәһиригә йәткүзди, һә, бүгүн әшу тозаңдин пәйда болған мамкаплар өзиниң әсли нәслини кинәп жүридиғанду, бәлки?!... Бизни Нурәхмәт ака башлиған топ күтүвалди. Худди хелидин бери көрүшмигән қона тонушлардәк бир дәмдила өз ара ичәкишип кәттуқ. Уралда бари-йоқи 16 аилә, қириқтин ошуқ уйғур яшаветипту. Биз пәрәз қилғандәк, һәммисиниң бешини қошуп жүргән мошу Нурәхмәт Қасим оғли екән. У акимиз әсли пәнҗимлик. Өткән әсирниң 60-жиллири Шәмәй шәһиридики терә вә мой материаллирини қайта ишләш техникумини тамамлап, йолланма билән Ғәрбий Қазақстан вилайитиниң Теректы наһийәлик истималчилар җәмийитигә кәлгән екән. Бир жил ишлигәндин кейин армиягә чақиртилипту. Һәрбий хизмитини өтәп болғандин кейин ана жутиға әмәс, бәлки йәнә мошу наһийә мәркизи — Теректы йезисиға қайтип кәпту. «Мениңда, немишкиду, мошу йезиға қайтип келиш истиги наһайити күчлүк болди, — дәп яшлиқ чеғини һекайә қилиду Нурәхмәт ака Мәсимов. Пәнҗимдики қериндашлиримниң қаршилиғиға қаримай келиведим, ахири мошу жутта йилтиз тартип кәттуқ. Арида Пәнҗимгә берип, Тиллабүви һәдәңлар билән турмуш қурдум. Бәш пәрзәнт сөйүптимиз. Худаға шүкри, балилирим таша жутта бизни йәргә қаратмиди». Нурәхмәт акиниң «Балилирим йәргә қаратмиди» дәп ейтқан сөзидә һаятий һәқиқәт бар еди. Уқушсақ, әшу бәш пәрзәндиниң һәммисила алий билимлик, егиләватқан хизмәт-лавазимлириму тилға алғидәк екән. Мәсилән, тунҗиси Ғәйрәт — полковник, Ғәрбий Қазақстан вилайәтлик ички ишлар башқармисида бөлүм башлиғи, Таһир — Урал шәһәрлик йәр ресурслири башқармисиниң орунбасари, Гүлмира — Ғәрбий Қазақстан вилайитиниң баш балилар врачи, Венера — Ғәрбий Қазақстан вилайәтлик дөләт хизмити агентлиғиниң башлиғи, кәнҗиси — Луиза, Урал шәһәрлик саламәтликни сақлаш департаментида бөлүм башлиғи. Қараң, пәнҗимлик Нурәхмәт ака билән Тиллабүви һәдиниң жирақтики Уралда — қериндаш қазақ хәлқиниң Жайық вадисида өсүп-йетилгән пәрзәнтлиригә, уларниң қол йәткүзүватқан утуқлириға адәмниң зоқи келиду. «Раст, өз мәзгилидә мошу балилиримизниң угалиға қалмисам болаттиғу, дәп иккилиниш илкидә болған едим, — дәйду Нурәхмәт ака. — Балилирим йә ана тилини билмисә, йә миллий урпи-адәт вә әнъәниләр асасида тәрбийиләнмисә, қандақ болғини? Мошуниңға охшаш соаллар маңа арам бәрмигәнлиги раст. Шуңлашқа һәдәңлар иккимиз мундақ дәп келиштуқ: «Өйдә пәқәт уйғурчә сөзлишимиз, һәр жили «Коммунизм туғи» (һазирқи — «Уйғур авази») гезитиға йезилип, балиларниму мошу гезитни оқушқа мәҗбурлаймиз». Биз та һазирғичә мошу аддий икки қаидигә әмәл қилип келиватимиз, ука». Нурәхмәт акиниң мундақ милләтпәрвәрлигигә апирин ейтиштин башқа сөз йоқ! Бизниң мошу Алмутидики нә-нә зиялилиримиз улардин үлгә алса болидекән, дегән ой кәлди маңа. Әнди жуқурида ейтқан Нурәхмәт акиниң «тәрҗимиһалини» давамлаштурайли. У Теректыда бир аз жил ишлигәндин кейин хошна Карталов наһийәсидә Тәйярлаш идарисиниң мудири, мошу наһийәлик Истималчилар җәмийитиниң рәиси хизмәтлирини атқуриду. Андин, Қазақстан мустәқилликкә еришкәндә, Уралға көчүп келип, «ҚазТрансГаз» миллий компаниясидә бөлүм башлиғи болуп ишләп, 69 йешида пенсиягә чиқипту. Йәнә бир ураллиқ жутдишимиз Тельман Үсәнов, полковник, Ғәрбий Қазақстан вилайәтлик Йол полицияси департаментиниң башлиғи. У әсли таштиқарилиқ, мәрипәтчиләр аилисидә тәрбийиләнгән. Ата-аниси муәллимләрдин болғачқа болса керәк, әтималим, миллий маарипимиз тәғдири тоғрилиқ сөзлисә, өзиниң полиция хадими, унвани полковник екәнлигигә ишәнмәйму қалисән. Униң рәпиқиси — Асийәм, Ғәрбий Қазақстан вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари. Қасимҗан Мавдинов болса, ураллиқ тиҗарәтчиләрниң көрнәклик вәкили, шәхсий «Әлмурат» рестораниниң мудири. «Оғлумниң исмини елимниң муради болсун дегән нийәттә шундақ дәп атиған едим, — дәйду Қасимҗан Әхмәт оғли, — хаталашмиған екәнмән, һазирчә Әлмуратимдин әл рази». Мүмкин, шундақту, у тәрипи маңа намәлум, бирақ шәхсән мән Қасимҗан акиниң йәнә бир хислитидин, ениқ ейтсам, бағвәнчилик һүниридин бәк рази болдум. У, ишәнмәйсиз, Уралдики һава райиниң қәғишлигигә қаримай, үзүм өстүрүпту. Үзүм болғанда, қәдимки өзимизниң «Уйғур ақ үзүми» дәп атилидиған сортини өстүрүпту. Ейтишларға қариғанда, анчә йоған әмәс бараңлиқтин 35 — 40 шап үзүм алидекән. Һәр бир шапниң өз «егиси» бар екән — холум-хошнилардин бөләк, Уралдики һәммә уйғур аилиси еғиз тегидекән. Әсирләр давамида үзүм охшимиған Уралда Қасимҗан акиниң бараңлиғи тарихта қалидиғанлиғи һәқиқәт. «Тарихни йезиш керәк әмәс, ясаш керәк» дегини мошу әмәсму! Биз тонушқан Равил Ниязов, полиция майори, Ғәрбий Қазақстан вилайәтлик ички ишлар башқармиси Йол полицияси департаментида батальон командири екән. Өзи әсли қәйнәзәрлик, хизмәт баби билән ураллиқ болуп қалған. Адилҗан Семәтов болса, алмутилиқ, тиҗарәтчи. Реһимҗан Махмутов, уму алмутилиқ, тәғдир тәқәзаси билән мошу тәвәгә келип қалған, миллий тибабәтчилик билән шуғуллинидекән, Мусаҗан Мутәлипов, майор, кәспий чегаричи, һазир шәһәрлик һакийәттә хизмәт қилидекән. Биз тонушқан ураллиқ уйғурлар мана мошулар. Уларниң һәр бири тоғрилиқ алайтән тохтилип өтүшкә әрзийду. Бирақ бизниң Уралға болған сәпиримизниң әсли мәхсити у әмәс, бәлки у яқтики қериндашлиримизниң һалидин хәвәр елиш, тонушуш, бирән-сәрән һәл болмайватқан мәсилилири болса, һәмкарлишиштин ибарәт болди. Шуңлашқа Уралға кәлгән күнила биз вилайәтлик һакимийәт өйигә бардуқ. Ғәрбий Қазақстан вилайәтлик Қазақстан хәлқи Ассамблеяси кативатиниң башлиғи Гайса Капанов билән болған учришиштин кейин, бешимиз йәнә бир қетим көккә йәтти: вилайәттики онлиған миллий мәдәнийәт мәркәзлири арисида уйғурлар көч бешида екән. «Мәсилән, бийил, Норуз мәйримидә Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йәнә биринчи орунни егилиди, — деди Гайса Хамидулла оғли. — Уйғурларниң өмлүгигә адәмниң зоқи келиду. Әву бир жили, 1-Май мәйримигә беғишланған намайишта, Нурәхмәт ака Мәсимовниң йәнә бир қетим ураллиқларни һәйран қалдурғанлиғини унтуш тәс...». Бу тоғрилиқ кейинирәк Нурәхмәт Қасим оғлиниң өз еғизидин аңлидуқ. Вақиә мундақ болған екән: 2003-жили Нурәхмәт акиниң тәшәббуси билән вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи қурулиду. Көп өтмәйла 1-Майға беғишланған намайишқа қатнишиш мәсилиси көтирилиду. Нурәхмәт ака, әлвәттә, ураллиқ уйғурларни тәклип қилиду, бирақ һәммиси дегидәк дөләт хизмитидә жүргәчкә, вақти яр бәрмәйду. Немә қилиш керәк? Нурәхмәт ака барлиқ аилә әзалирини миллий кийиндүрүп, қоллириға, чалалмисиму, хилму-хил миллий саз әсваплирини тутқузуп, намайишқа қатнишиду. Нәтиҗидә — йәнә биринчи орун. Гайса Капановниң «ураллиқларни һәйран қалдурған еди» дәп ейтқини мана мошу вақиә екән. Келәр жили Ғәрбий Қазақстан вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң қурулғанлиғиға 10 жил толиду. Ураллиқ қериндашлар бу сәнәни тәнтәнилик атап өтүш тәрәддутини башлаветипту. Худа халиса, келәр жили бу сәнәни биллә атап өтүшни көңлимизгә пүкүп қойдуқ.

Шаһимәрдан НУРУМОВ,

ҖУЭМ рәиси. 

  

 

612 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы