• Әхбаратлар еқими
  • 04 Сәуір, 2024

Әдип мираси: шеирийәткә садиқлиқ

Абдумеҗит Дөләтовниң туғулған күнигә бағлиқ әнъәнигә айланған чарә-тәдбир бийил әдипниң 75 жиллиқ тәвәллудиға беғишлинип, әмәлий әнҗуман ретидә «Әдип мираси: шеирийәткә садиқлиқ» мавзуси билән Челәк йезисиниң тарихий-өлкишунаслиқ мирасгаһида өтти. Тәкитләш лазимки, жиллар бойи әмәлгә ешип келиватқан бу паалийәт пәқәт шаирниң аилиси вә уруқ-туққанлири үчүнла әмәс, бәлки наһийәниң уйғур тилида билим беридиған мәктәплириниң муәллимлири билән оқуғучилири үчүнму чоң әһмийәткә егә болуп, униңға һәртәрәплимә тәйярлиқ көрүп, тәшналиқ билән күтидиған күнигә айланди.

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши, наһийәлик маарип бөлүми вә Челәк тарихий-өлкишунаслиқ мирасгаһиниң қоллап-қувәтлиши билән әмәлгә ашқан әнҗуманниң сценарийини йезип чиқиш вә барлиқ уюштуруш ишлирини  наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Челәк региони бойичә шөбисиниң маарип вә әдәбият кеңәшлириниң рәислири, Маливай, И.Тайиров намидики вә И.Саттаров намидики оттура мәктәплириниң муәллимлири Арзигүл Абдримова, Мерванәм Һәмраева вә Абдулҗан Азнибақиев өз һөддисигә алди. 
– Бүгүн, дәл мошу күни һаят болған болса, өткүр қәләм саһиби болған Абдумеҗит Шерипидиноғли Дөләтов 75 яшқа толатти. Әпсус, талантлиқ шаиримиз буниңдин 16 жил илгири бу дунияни тәрк әтти. Лекин униң иккинчи һаяти башлинип, әсәрлири аримизда җилвә қилип туриду. Шаирниң вапатидин кейин униң һөрмитигә җай-җайларда әдәбий кәчләр, мусабиқиләр өткүзүлүп келиватиду. Миллий нәширлиримиздә иҗадийити йорутулуватиду. Томламлири қайтидин нәшир қилинип, хатирә китаплар йезиливатиду. Нахшилири сәһнимиздә иҗра қилиниватиду. Демәк, шаир бәрһаят! Бүгүнки чарә-тәдбиримизму шуниң бир испатидур, – деди әнҗуманға риясәтчилик қилған Абдулҗан Азнибақиев. 
Чарә-тәдбир иштракчилири мәрһум шаирни бир минутлуқ сүкүнат билән әскә алғандин кейин риясәтчи паалийәтниң мәхситигә тохтилип, меһманларни тонуштурди. Дәсләпки сөз Алмута вилайәтлик Уйғур  этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Әркинҗан Җүмәев, Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ялқунҗан Садиқов вә униң орунбасари Нурбүви Насироваға берилип, натиқлар әһмийәтлик ишни әмәлгә ашурушта ярдәм бәргән мирасгаһ мәмурийитигә вә ушбу чарә-тәдбирни өткүзүш йолида күч чиқарған муәллимләр билән уларниң оқуғучилириға сәмимий миннәтдарлиғини билдүрди. Андин И.Тайиров намидики оттура мәктивиниң муәллими, «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң әзаси Гүлминәм Баситова көрнәклик шаир, журналист, публицист, тәрҗиман Абдумеҗит Дөләтовниң тәрҗимиһали билән тонуштурди.
Кейин әнҗуманниң асасий бөлүми башлинип, А.Бертаева намидики, А.Саттаров намидики, Қорам, А.Розибақиев намидики, Т.Кенжебаев намидики, И.Тайиров намидики, Маливай, М.Әвезов намидики, И.Саттаров намидики вә  Дехан оттура мәктәплириниң уйғур тили вә әдәбияти пәниниң муәллимлири Рошәнгүл Мәтбақиева, Бувинур Ғоҗамбәрдиева, Гүлчеһрәм Садирова, Надира Тайипова, Гүлинур Садиқова, Аидәм Алмишаева, Арзигүл Абдримова, Венера Мәтбақиева, Арзигүл Һошурова вә Муһәббәт Майдинова «Абдумеҗит Дөләтов – лирик шаир, уйғур оқуғучилириниң сөйүмлүк шаири, әдип шеирийитиниң алаһидиликлири, униң шеирлиридики һаят вә адәмләр арисидики мунасивәтләр, ана жут, баһар мавзуси, миллий қәдрийәтләрниң әкси, шаирниң дастанчилиғи һәққидә докладлирини оқуп, көпчиликкә сөйүмлүк иҗаткари һәм униң һаяти билән иҗадийитини техиму йеқинирақ тонуп-билиш имканийитини яратти. Аталған мәктәпләрниң оқуғучилири Наиләм Султанова, Гүлназ Үсүпҗанова, Гүлгинәм Әкрәмова, Адиләм Турсунова, Рашидәм Рашидова, Севинч Холдарова, Зулһаят Зунун, Арзигүл Әнвәрова, Алияра Савутова вә Эсмира Һасамдинова шаирниң шеирлирини ипадилик оқуп, әнҗуман иштракчилириниң гүлдирас чавак вә алқишиға егә болди. Чүнки улар балилиримиз еғизидин ана тилимизда, йәнә келип Абдумеҗит Дөләтовниң шеирлирини тиңшап, интайин бәһирләнди.
Хәлиқара «Алаш» мукапитиниң саһиби, көрнәклик шаир Җәмшит Розахунов Абдумеҗит Дөләтов билән бир кочида туғулуп, бир синипта оқуғанлиғи, бир-биригә қәдинас ағинә болғанлиғи һәққидә әсләп, достиға беғишлиған шеирини оқуп бәрди. Шундақла шаирниң устази Иминҗан Юнусов, синипдиши Турсунбүви Барзамова, шаирлар Мәһәмәтҗан Һапизов вә Үсәнҗан Баратов Абдумеҗит ака иҗадийитидики алаһидиликләрни тилға алғач, униң алий инсаний пәзиләтлирини тизип өтүп, әслимилири билән бөлүшти. Қуддус Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театри Пәрһат Давутов шаирниң «Баһар кәлди» нахшисини орунлап бәрди. 
– Бүгүнки әһмийәтлик әнҗуманни уюштуруватқан барлиқ җанкөйәрләргә сәмимий миннәтдарлиғимни билдүримән. Шундақла Қазақстан Язғучилар иттипақи башқармисиниң рәиси Мереке Қулкеновниң отлуқ салимини йоллимақчимән. Шуни ейтип кетиш керәкки, йеқинда башқармида чоң жиғин өтүп, Атыравда өткән ІІІ Миллий қурултайда мунасивәтлик мәсилиләр қатарида қазақ зиялилириниң, җүмлидин уйғур язғучи вә шаирлириниң еғизбирлиги, ҖУЭМниң Пәхрий рәиси Шәһимәрдан Нурумов тәшәббускари болған уйғур миллий ғәзнилири һәққидә мәсилиләр көтирилди. Униң исмини Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевму өз сөзидә атап кәтти. Демәк, бизниң мәсилилиримизни дөләткә йәткүзүватқан инсанлар баркән, биз уларниң әмгигини өз дәриҗисидә баһалишимиз вә уларни һөрмәт қилишимиз керәк, дәп һесаплаймән. Йәнә бир яхшилиқ – Қазақстан Язғучилар иттипақи йенида «Сәуле-Қуяш» фонди қурулуп, у яш талантларға китаплирини нәшир қилишта ярдәм қилидиған болди. Шундақла мәзкүр фонд йенида уйғур меценатлири тәрипидинму илғарларға бир мукапат тәвсийә қилидиған «Сирдаш» фонди қурулди. Абдумеҗит ака охшаш, униң йолини бесип келиватқан яш шаирлар күндә туғулмайду. Шуңлашқиму биз уларни қоллап-қувәтлишимиз керәк, – деди новәттики натиқ Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси, балилар язғучиси Авут Мәсимов. Шундақла у әнҗуманниң утуқлуқ өтүши үчүн шараит яритип бәргән мирасгаһ мудири Ердос Дәркенбаевқа бирнәччә китаплирини һәдийә қилди.
Кейин шаирниң қериндашлири, пәрзәнтлири вә җүпти Заһидәм Дөләтова сөзгә чиқип, көрнәклик шаир вә журналист Абдумеҗит Дөләтовниң исми вә иҗадийитини унтулдурмай, әвлаттин-әвлатқа тонутуп келиватқан муәллимләр билән уюштурғучиларға, мирасгаһ мәмурийитигә һәм жирақ-йеқиндин кәлгән меһманларға миннәтдарлиғини изһар қилип, әслимилири билән бөлүшти. 
Өз новитидә Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ялқунҗан Садиқов вә униң орунбасарлири Нурбүви Насирова һәм Нурҗамал Һасанова шаирни техиму йеқин тонуп-билиш имканийитини яратқан муәллимләр билән оқуғучиларға тәшәккүрнамиләр билән тәғдирлиди.
Андин Челәк тарихий-өлкишунаслиқ мирасгаһиниң мудири Ердос Дәркенбаевқа сөз берилип, у муқәддәс дәргаһта Қазақстанниң заманивий әдәбиятиға чоң төһпә қошқан Абдумеҗит Дөләтовниң хатирисигә уюштурулған чарә-тәдбирниң дәл мошу җайда өтүшиниң чоң әһмийәткә егә екәнлигини билдүрүп, буниңдин кейинму мирасгаһни пат-пат зиярәт қилишқа, муәллимләрни өзлири билән оқуғучилирини экскурсиягә әкилип турушқа чақирди.   
Ахирида «Әдип мираси: шеирийәткә садиқлиқ» мавзусидики чарә-тәдбирниң иштракчилири Абдумеҗит Дөләтовниң қәбригә берип, мәрһумниң роһиға атап қуръан оқуди. 

Алмута вилайити,
Әмгәкчиқазақ наһийәси

136 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы