• Әхбаратлар еқими
  • 04 Сәуір, 2024

Аилини сақлап қелиш муһим

Йолдаш МОЛОТОВ,
«Uiğur avazi»

Йеқинда иҗтимаий торларда Қазақстан аҗришиш бойичә дунияда биринчиләр қатарида туруватқанлиғи тоғрилиқ әхбарат тарқиди. Кейин мәлум болғинидәк, бу ялған әхбарат болуп чиқти. Амма, статистика мәлуматлириға асаслансақ, кейинки жилларда қазақстанлиқлар арисида аҗришиш фактлири көпәйгәнлиги байқалмақта. Қазақстан Җумһурийити Алий сотиниң бәргән мәлумати бойичә, 2021-жили сотларға 80 миңдин ошуқ, 2022-жили 82 миң, 2023-жили 78 миңдин ошуқ әризә чүшкән. Уларниң йеримини сот қанаәтләндүргән. Йәнә шу мәлуматларға қарисақ, Алмута вә Алмута, Қариғанда вилайәтлиридә аҗришишни халайдиғанлар сани көп екән. Қошумчә қилсақ, һәр жили аилә қурушни халайдиғанлар сани азийип келиватиду. 
Әлвәттә, елимиздә аилини сақлап қелиш, аилә қәдрийәтлирини тәшвиқ қилиш кәң даиридә жүргүзүлүватиду. Әгәр аҗришиш әһвали йүз бәргән һаләттә камаләт йешиға толмиған балиларниң һоқуқлирини һимайә қилишқиму алаһидә көңүл бөлүнүватиду. Қазақстанда 2018-жилдин башлап «Отбасылық сот» лайиһиси әмәлгә ашурулушқа башлиди. Лайиһә даирисидә аҗришиш тоғрилиқ әризә сотқа чүшкәндә сотлар аилини сақлап қелиш үчүн бу ишқа психологлар, медиаторлар җәлип қилинди. Психологлар әр-аял билән сөһбәтләр өткүзиду, уларни мошу қәдәмгә беришиға сәвәпләрни ениқлайду, мәсилини муһакимә қилиду, тәрәпләрни мурассәгә кәлтүрүшкә тиришиду. Әнди улар ахирқи қарарни, йәни аҗришиш тоғрилиқ қарарни қобул қилса, медиаторлар ярдәмгә келиду. Улар мунасивәтләрни рәтләш, инақ болуп қелишни вә мәдәнийәтлик муамилә қилишни тәклип  қилиду. Мошу җәриянда әр-аял мүлүкни бөлүш тоғрилиқ келишимгә келиду. Уларниң ортақ балилири болса, у вақитта балиниң қәйәрдә туридиған җайини, алиментниң ким төләйдиғанлиғи вә балиниң ата-аниси билән алақә орнитиш тәртивини ениқлаш бойичә бир пикиргә келиду. Йәни бу мәсилиләрниң һәммиси сотқичә һәл қилиниду. Бу илгәрки әр-аялниң һаятини вә сотларниң ишини йеникләштүриду.

57 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы