• Әхбаратлар еқими
  • 04 Сәуір, 2024

Күн тәртивидә – кадр мәсилиси

Йеқинда Алмута шәһиридики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиядә уйғур тили вә әдәбияти пәни мутәхәссислирини тәйярлаш бойичә мәзмун-маһийити чоң баш қошуш болуп өтти. Алимлар, оқутқучилар, устазлар, һамийлар, этномәдәнийәт мәркәзлири вә башқиму җәмийәтлик тәшкилатларниң вәкиллири «дүгләк әстәл» әтрапиға җәм болуп, бүгүнки күнниң әң зөрүр проблемиси болуватқан – кадр мәсилисини һәл қилиш йоллирини қараштурди. Баш қошушқа Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетиниң уйғур бөлүмидә билим еливатқан студентларму қатнашти. 

Сабирәм ӘНВӘРОВА, 
«Uiğur avazi»

Жиғинға мәзкүр мәктәп-гимназияниң мудири Шавкәт Өмәров модераторлиқ қилип, униң күн тәртивини вә меһманлирини тонуштурди. Андин дәсләпки сөз Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетиниң чоң оқутқучиси, филология пәнлириниң намзити Шаирәм Баратоваға берилди. У «Уйғур бөлүминиң бүгүнки нәпәси» мавзусидики докладини оқуди. 
– 2018-жили Қазақстан Җумһурийитидики алий оқуш орунлирида билим бериш программилири тәйярлинип, 2019-жили шуларниң асасида бәлгүлүк мутәхәссисликләрни ечиш паалийити йолға қоюлди. Йәни 2019-жилдин 2021-жилғичә уйғур бөлүмидә «уйғур тили вә әдәбияти», «уйғур тили вә әдәбияти – қазақ тили», «уйғур тили вә әдәбияти – рус тили вә әдәбияти», «уйғур тили вә әдәбияти – инглиз тили», «уйғур тили вә әдәбияти – тарих», «уйғур тили вә әдәбияти – география» охшаш мутәхәссисликләр ечилди. Амма тәләпкарларниң саниниң кам болушиға мунасивәтлик ойлиған нишан-нәтиҗигә йетәлмәй қалдуқ. Йәни бир диплом билән қош мутәхәссисликни егиләп чиқиш мүмкинчилигини тоғра пайдилиналмаслиғимиз түпәйли, 2022-2023-оқуш жили уйғур бөлүмидә жуқурида аталған мутәхәссисликләр йепилип, пәқәт «уйғур тили вә әдәбияти – рус тили вә әдәбияти», «уйғур тили вә әдәбияти – инглиз тили» мутәхәссисликлири бойичә 8 студент тәһсил көрди. 2023-2024-оқуш жили уйғур бөлүмидә мәктәпниң 11-синипидин кейин 4 жиллиқ һәм педагогикилиқ колледжидин кейин 3 жиллиқ икки топ ечилди. Бүгүнки күндә Уйғур бөлүмидә билим еливатқан студентларниң умумий сани – 32гә йәтти. Уларниң 24и – І, 6си – ІІІ вә 2си ІV курсларда билим еливатиду, – деди натиқ өз сөзидә. 
 Уйғур бөлүмигә студент топлашта көплигән милләтпәрвәр инсанларниң ярдими тәккәнлигини тәкитлигән Шаирәм Бағдатқизи билим алғучиларни маддий вә мәнивий җәһәттин қоллап келиватқан сахавәтлик шәхсләрниң исим-нәсибини миннәтдарлиқ билән тилға алди. Атап ейтар болсақ, колледждин кейин алий билим егиләшкә хаһиш билдүргән 14 нәпәр студентниң ичидә 12 жигит-қизға оқуш һәққиниң 50 пайизини үч жил җәриянида төләп беришни «ТехноGRAND» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң баш мудири, меценат Билал Һошуров өз зиммисигә алди. Қалған икки балиниң биригә Шерипҗан Илияров тәрипидин бир қетимлиқ 200 000 тәңгә көләмидә ярдәм көрситилсә, йәнә бир студентқа Динара Һосманованиң җанкөйәрлигидә 70 тәңгә ианә қилинди. Әнди мәктәпни тамамлап, оқушқа чүшкән он нәпәр яшқа 4 жил давамида оқуш һәққиниң 50 пайизи җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидин, йәни мәзкүр мәркәз рәиси Долқунтай Абдухелил билән Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Сәнәм Беширова рәһбәрлигидики бир топ ханим-қизларниң һамийлиғида төлинидиған болди. Буниңдин башқа Әлишер Хәлилов, Асийәм Қаһарова, Шерипҗан Илияров, Турғанҗан Зайитов кәби җанкөйәрләрниң иқбалида студентларниң ахчилиқ мукапатқа муйәссәр болуватқанлиғиму мәлум болди. 
Мәлум болушичә, 2024-2025-оқуш жили уйғур бөлүми пәқәт «уйғур тили вә әдәбияти – инглиз тили» мутәхәссислиги асасида студентларни қобул қилиду. Колледж учумкарлири тестсиз, йәни уйғур бөлүминиң оқутқучилири тәрипидин елинидиған еғизчә емтиһан арқилиқ оқушқа чүшәлисә, мәктәпни тамамлиғучилар һәқлиқ түрдә билим елиш үчүн Миллий биртуташ тесттин (МБТ) 80 балл топлиши шәрт (таллинидиған пәнлири – инглиз тили вә дуния тарихи). Шаирәм Баратованиң гепичә, уйғур бөлүмигә студентларни топлаш мәсилисидә – уйғур синиплирини тамамлайдиған нурғун учумкарларниң МБТқа қатнишиштин баш тартидиғанлиғи тосалғу болуватиду.
Кейинки натиқ Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетиниң чоң оқутқучиси, филология пәнлириниң намзити Халминәм Мәсимова уйғур бөлүмигә дөләтлик грант асасида қобул қилиш мәсилиси әтрапида әтраплиқ сөз қозғиди. 1980 — 2005-жиллар арилиғида – 25, 2006 —2010-жиллар арилиғида – 15, 2011 — 2018-жиллар арилиғида 5 студент дөләтлик грант һесавиға билим елиш мүмкинчилигигә егә болған. Кейинки жиллири, йәни дөлитимизниң алий оқуш орунлириға грант бөлүш мәсилисигә өзгиришләр киргүзүлүп, нәтиҗидә йеникчилик мутәхәссисликкә әмәс, бәлки тәләпкарларниң Миллий биртуташ тестта топлиған баллиға мунасивәтлик бөлүнидиған болған. Шу сәвәплик, әнди әгәр МБТтин 130 балл топлиған тәләпкар мәзкүр бөлүмдә дөләтлик грант һесавиға билим алалайду. 
 Андин Шавкәт Ниязоғли мәктәпләрдики уйғур тили вә әдәбияти пәни муәллимлири һәққидә ениқ рәқәмләр билән әхбарат берип, мәсилиниң түвигә чөкти. 
– Бүгүнки күндә мәктәпләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тили вә әдәбияти пәни муәллимлириниң сани – 186, әгәр яш мөлчәри билән һесаплайдиған болсақ, бәш жилниң ичидә 119 муәллим пенсия йешиға йетиду. Әгәр улар һөрмәтлик дәм елишқа чиқса, биз 65 пайиз кадрдин айрилимиз. Бу һәрбиримизни ойландуридиған, интайин инчикә мәсилә. Аталған бошлуқни толтурушниң бирдин-бир йоли – кадр тәйярлаш. Жуқурида тәкитләнгинидәк, бирқатар һамийларниң қол учини созуши билән бүгүнки күндә 24 нәпәр студентни оқутуш имканийитигә егә болдуқ. Әгәр һесап йүзидин мисал кәлтүридиған болсақ, Билал Һошуров үч жил мабайнида өзи оқутуватқан 12 студентқа 14 688 000 тәңгә хәшлисә, ҖУЭМ тәрипидин Долқунтай Абдухелил һамийлиқ қиливатқан 2 студент билән Сәнәм Беширова өз бойниға алған 8 студентниң төрт жиллиқ оқуши үчүн 16 320 000 тәңгә сәрип қилинмақчи. Бу оқуш һәққиниң 50 пайизи, қалған 50 пайизи ата-анилири тәрипидин төлиниду. Әгәр мошу башланмини тохтатмай, йәни 2023 — 2031-жиллар арилиғида 110 мутәхәссис тәйярлаш үчүн бизгә 155 040 000 тәңгә тепип, 110 балини уйғур бөлүмидә билим елишқа җәлип қилиш керәк. Техи хиялда турған пул билән, тәхмин қилиниватқан 110 студентни оқутқан күнниң өзидә, мәсилә толуқ һәл болмайду. Бүгүн силәрни «дүгләк үстәл» әтрапиға жиғишимизниң асасий сәвәвиму мошу. Һәрқайсимиз өз тәклип-пикримизни оттуриға қоюп, «бир яқидин баш, бир йәңдин қол» чиқармисақ, вәзийәт җиддий, – деди у һәммигә ой ташлап. 
Умумән, спикерларниң нутқи «дүгләк үстәлгә» қатнашқан һәрбир инсанға қаттиқ тәсир қилди. «Херидариң болмиса, зибалиғиң нә керәк?» демәкчи, анатиллиқ мәктәплиримизниң тәғдири – уйғур тили вә әдәбияти пәни муәллимлиригә бағлиқтур. Әгәр вәзийәткә мошу баштин җиддий қаримисақ, әтики күни зәрдавини өзимиз тартидиғанлиғимизни яхши чүшәнгән милләт җанкөйәрлири мәсилини һәл қилиш йүзидин өз ой-пикирлирини оттуриға ташлап, ортақ бир йешимгә келишкә тиришти. 
 Қазақстан уйғурлири җәмийәтлик бирләшмиси билән һәмкарлиқта паалийәт елип бериватқан Долқун Разиев жигитбашлири тәрипидин алдики оқуш жилидин башлап бир студентқа һамийлиқ қилишни бойниға алса, Қазақстан Уйғурлири җумһурийәтлик бирләшмиси рәисиниң орунбасари Рустәм Гайитов мәхсус фонд ечиш тоғрилиқ тәкливини билдүрди. Шундақла бу күни вәзийәтни йеза-йезиларға йәткүзүп, хәлиқниң сәвийәсигә қуюш, тиҗарәтчиләрни тартип, җанкөйәрләрни җәлип қилиш, тәрғибат-тәшвиқат ишлирини техиму җанландуруш лазимлиғи һәққидә гәп болди.
«Дүгләк үстәл» әтрапидики қизғин муназиридин кейин көпчилик Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетиниң уйғур бөлүмидә билим еливатқан бирқанчә студентниң пикрини тиңшиди. Улар оқуш җәрияни вә йәткән утуқлири тоғрилиқ ейтип бәрди. Келәчигимизгә капаләтлик қилидиған кәлгүси мутәхәссисләр оқуш һәққини төләштә қол учини сунуватқан һамийларға миннәтдарлиғини билдүрүп, хәлиқниң үмүтини ақлашқа бар күчини салидиғанлиғини йәткүзди. 


Жиғин ахирида авазға селиш арқилиқ үч саатқа созулған олтиришниң қарари қобул қилинди. Униңға бенаән, бүгүнки таңда билим еливатқан 24 нәпәр студентқа һамийлиқ қилғучиларниң ишни ахириға йәткүзүши, җумһурийәтлик гезитлиримизда «Уйғур бөлүминиң нәпәси» дегән мавзуда студентлар һәққидә көләмлик мақалә тәйярлаш, университет устазлири билән зиялилардин тәшкилләнгән топ қуруп, тәшвиқат ишлирини маңғузуш мәсилилири бәкитилди. 
 Әлвәттә, уйғур тили вә әдәбияти пәнлири муәллимлиригә болған муһтаҗлиқ проблемиси ушбу бир қетимлиқ баш қошуш билән һәл қилинмайдиғанлиғи ениқ. Дегән билән, бу әтики қәдәмгә йол ачидиған яхши бир башланма болди. Бүгүнки ишимиз – әтики өмримизниң қозуғи десәк, шу қозуқни қақидиған сиз билән биз.

Алмута шәһири 

59 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы