• Әхбаратлар еқими
  • 04 Сәуір, 2024

Мәдәний мирасимизни тонуштуриду

Мәдәнийәт вә әхбарат министри Аида Балаева «Qazaq Culture» намлиқ йеңи лайиһини тонуштурди. Министрлик тәрипидин тәйярланған мәзкүр ақартиш-әхбаратлиқ платформа елимизниң мәдәний мирасини вә миллий брендни тәшвиқат қилиш мәхситидә ишқа қошулди. 
«Qazaq Culture» сайтиниң ишқа қошулуши дуния җамаәтчилигиниң диққитини Қазақстанниң мәдәний мирасиға җәлип қилишта чоң қәдәм болуп һесаплиниду. Елимиздә, жирақ вә йеқин чәт әлләрдә мәдәний қәдрийәтләрни тәрғибат қилиш Дөләт рәһбири бизниң алдимизға қоюватқан муһим мәсилиләрниң бири», деди Аида Балаева өзиниң иҗтимаий торлардики сәһиписидә. 
 Лайиһә сәккиз тилда, йәни БДТниң рәсмий алтә тилида һәм қазақ, түрк тиллирида паалийәт елип бариду. Бу адәмниң, қәйәрдә турушидин қәтъий нәзәр, Қазақстанниң мирасгаһлири, архивлири, қолһүнәрвәнчилиги, китапханилири, театрлири, миллий кино вә музыкисиниң алтун фонди, көргәзмиләр һәққидә әхбаратлар алалайду. Портальда заманивий әхбаратлиқ технологияләр кәң пайдилинилиду. 
 «Qazaq Culture» платформиси, шундақла 3D технологияси арқилиқ Қазақстан регионлирини, уларниң мәнзирилик җайлирини зиярәт қилалайду. Сүнъий әқил васитиси билән һәрқандақ меһман өзиниң сүритини өзгәртип, Улуқ даланиң батури яки қәһриман қизи сүпитидә көрәләйду. Бу йәрдә һәрбир зиярәт қилғучи өзигә керәк вә қизиқ әхбаратни тапалайду», деди министр. 
 

703 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы