• Әхбаратлар еқими
  • 04 Сәуір, 2024

Ташқи сәясәттики йеңи упуқлар

«Һазир ресурсларға, инвестициягә, транспорт логистикиси билән коммуникациягә қаттиқ талаш вә дуниявий риқабәтниң күчәйгәнлигини көрүватисиләр. Хәлиқара мәсилиләр билән уларни рәтләш йоллири тоғрилиқ, шуниң ичидә регионлуқ қурулумларниң ихтисадий вә сәясий зиддийәтләрни һәл қилидиған күчи тоғрилиқ илгәрки тәхмин-чүшәнчиләр һазирқи наһайити җиддий һәм қариму-қаршилиқ нурғун заманда һәддидин ташқири баһаланған, һәтта саддә көзқараш охшаш көрүниду» 

Дөләт рәһбири Қ.Тоқаевниң қурултайда сөзлигән сөзидин.

 

Атыравда Миллий қурултайниң үчинчи олтириши болди. Бийил қурултай муддитидин илгири өтти. Униңда қурултай әзалири сөзгә чиқип, өзлириниң пикирлирини ейтип, тәклип вә тәшәббуслирини оттуриға салди.
 Президент Қасым-Жомарт Тоқаев өз нутқида Қазақстан тәрәққиятиниң муһим мәсилилири һәққидә тәпсилий тохтилип, елимиз келәчигиниң йеңи упуқлирини ениқлап бәрди. Дөләт рәһбири әнъәнә бойичә елимизниң ташқи сәясити мәсилилиригә алаһидә тохталди. «Һазирқидәк җиддий вә қийин дәвир турғусидин қарисақ, хәлиқара проблемилар һәм уларни һәл қилиш услублири тоғрилиқ көзқарашлар аддий вә конирап кәткәндәк билиниду. Бизгә дунияда ахирқи пәйтләрдә йүз бериватқан вақиәләрни һәм уларниң елимизниң миллий мәнпийәтләргә тәсир қилиши бойичә комплекслиқ тәтқиқатлар лазим. Бу саһалиқ мәһкимиләрниң, алимларниң вә сәясәтшунасларниң вәзиписи», деди Президент.
 Бу йәрдә Қазақстанниң ташқи сәяситиниң концепциясини қайта қараш, уни йеңи дәвир тәләплиригә маслаштуруш мәхсәт қилинмақта. Мәзкүр мәсилә өткән жилдин башлап җәмийитимиздә кәң муһакимә қилиниватиду. Елимизниң ташқи сәяситиниң асасий принциплири һәққидә Президент: «Елимиз конструктив диалог, паал дипломатиялик вә ташқи ихтисадий паалийәт асасида иккитәрәплимә һәм көптәрәплимә һәмкарлиққа дайим тәйяр. Евразия вә Мәркизий Азия кәңлигидә интеграциялик җәриянлар бизниң диққәт-нәзәримиздә болиду. Дөләт аппаратиниң қарарлириниң асасида, йәни ички вә ташқи сәясәттә, популизм әмәс, фундаменталь умуммиллий мәнпийәтләр туриду. Һәрқандақ дөләт қарарни қобул қилиштин илгири униң мәзмуни вә ақивәтлири чоңқур тәтқиқ қилиниши лазим. Болупму ташқи сәясәт саһасидики қарарлар муһим, чүнки һөҗҗәт сүпитидә қобул қилинған қарарлар һәм вәзипиләр җәзмән орунлиниши керәк».
 Шуниң билән биллә һазир йеңи геосәясәт вә геоихтисадий қариму-қаршилиқ пәйтидә елимизниң ташқи сәяситидә транспорт-логистикилиқ иқтидари муһим әһмийәткә егә болиду. Бу мәсилә Президентниң Әзәрбәйҗанға болған сәпири даирисидә һәртәрәплимә муһакимә қилинди. Мәзкүр мәсилә башқиму чарә-тәдбирләрдә диққәт-нәзәрдә болидиғини ениқ.
 Һазир Президентниң Миллий қурултайда сөзлигән нутқи елимиздә қизғин муһакимә қилиниватиду. Шундақла қурултай өтидиған җайларму рәмзлик әһмийәткә егә болмақта. Улуқ даланиң бөшүги Улытав, хасийәтлик Түркстан, әнди Қасымханниң ордиси болған Сарайшық. Дөләт рәһбири қәйт қилғинидәк, мошундақ чарә-тәдбирләрниң регионларда өткүзүлиши муһим әһмийәткә егә һәм вилайәтләрниң тәрәққиятиға сүръәт бериду. Шуңлашқа Миллий қурултайниң новәттики олтиришини Қазақстанниң тарихида орни бөләкчә, йәни Абылайханниң ордиси болған, Кенесарыхан дунияға кәлгән Бурабайниң етигидә, Көкчетавда өткүзүш тәклип қилинди. 
 
Мурад ШАМИЛОВ, 
«Барбанг» Қазақстан курдлириниң җумһурийәтлик ассоциациясиниң 
башқарма әзаси, сәясәтшунас

694 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы