• Әхбаратлар еқими
  • 04 Сәуір, 2024

Жүрәктин жүрәккә

Түнүгүн Астанадики Достлуқ өйидә су кәлкүнидин зәрдап чәккән регионларға гуманитарлиқ ярдәм көрситиш бойичә Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң җумһурийәтлик вә регионлиқ штаблириниң бирләшкән онлайн жиғини өтти. 

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

Мәзкүр онлайн жиғинға ҚХА рәисиниң орунбасари – ҚЖ Президенти Мәмурийитиниң ҚХА кативатиниң рәһбири Марат Әзилханов, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Сенатиниң депутатлири, ҚХА рәисиниң  җәмийәтлик орунбасари – штаб башлиғи Акборжон Исмаилов, «Ассамблея жастары» мәһкимисиниң рәиси Тимур Джумурбаев вә этномәдәнийәт мәркәзлириниң вәкиллири, меценатлар қатнашти.
Елимизниң айрим регионлирида йүз бәргән тәбиий апәттин зәрдап чәккәнләргә ярдәм көрситиш мәхситидә Ассамблея «Жүректен жүрекке» лайиһәсини қолға алди. Лайиһә даирисидә «Ассамблея жастары» вә ҚХАниң пидаийлар мәркәзлириниң әзалири озуқ-түлүк, дәсләпки пәйттә һаҗәт болидиған затлар вә иссиқ кийимләрни  Ақмола вә Қариғанда вилайәтлиригә әвәтиду. Шундақла зәрдап чәккәнләргә маддий ярдәм көрситилиду. 
Онлайн жиғинниң қарари бенаән елимизниң 20 регионида ярдәм топлаш бойичә регионаллиқ штаблар уюштурулиду. Алмута шәһиридә болса,  «Жомарт жан» гуманитарлиқ ярдәм топлаш бойичә мәркәз тәшкил қилинди. Мәзкүр мәркәзгә рәһбәр болуп ҖУЭМ рәиси, ҚХА кеңишиниң рәиси Долқунтай Абдухелил, Алмута шәһәрлик штабниң рәһбири болуп ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриев сайланди. Бүгүндин башлап тәбиий апәттин зәрдап чәккәнләргә гуманитарлиқ ярдәм топлаш башланди, Бу штаб Алмута шәһири Рысқулов кочиси 69/1 адресида орунлашқан. Ярдәм беришни халиғучилар болса мошу йәргә йолуқса болиду. 
 

693 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы