• Әхбаратлар еқими
  • 12 Сәуір, 2024

Һечким чәттә қалмиди

Су бесиш ақивитидин зәрдап чекиватқанларға ярдәмни дәсләпкиләрдин болуп Панфилов наһийәсиниң рәһбәрлири өзлири башлап бәрдидә, уларни тиҗарәтчиләр, турғунлар қоллап-қувәтлиди. Нәтиҗидә Панфилов наһийәсидин 25 тоннидин ошуқ озуқ-түлүк, турмушқа аит һаҗәтликләр, йәни иссиқ кийим-кечәк һәм орун-көрпә, дора-дәрмәк вә электр қувитини беридиған генераторлар тез-арида топланди. 

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, 
«Uiğur avazi»

Яркәнт шәһиридә уюштурулған «Күчимиз бирликтә!» акциясидә наһийә һакими Марат Сағымбек сөзгә чиқип, от билән суниң тилсиз йеға екәнлигини ейтип, унда бирқанчә вилайәтләрдә бирпүтүн йеза вә авуллар хәлқи өйлирини ташлап кетишкә мәҗбур болуватқанлиғини, малниң суда еқип, қирилип кәткәнлигини ейтип, бирнәччә вилайәт турғунлириниң қийинчилиғини йәткүзди. Җай-җайларда пәвқуладдә әһвалға мунасивәтлик бу хилдики ярдәм көрситиливатқанлиғиниму тилға алди. Андин һамийлиқ қиливатқан жутдашларға миннәтдарлиғини билдүрди. Шундақ қилип, бу күни Панфилов наһийәсидин топланған озуқ-түлүк вә турмушқа аит һаҗәтликләр бесилған автомашина зәрдап чекиватқан регионларға атланди.

Жетису вилайити,
Панфилов наһийәси

43 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы