- Әхбаратлар еқими
- 12 Сәуір, 2024
Тәвлүк бойи ишләйду
Бийил 8-үмүт күнидин башлап су кәлкүниниң ховупиниң жуқурилиғиға мунасивәтлик Қазақстан Миллий гидрометеорология хизмитиниң гидрология вә қошумчә департаментлири тәвлүк ишләш режимиға көчирилди. «Казгидрометни» барлиқ җайлардики назарәт системидики назарәтчиләр, синоптиклар билән гидрологлар 24/7 кәштиси бойичә турақлиқ рәвиштә ишләйду, әнди уларға, шундақла өз иш орунлирида рәһбәрлик, тәхмин қилиш вә әхбаратлиқ хизмәтлири қошумчә жүкләнди.
«Қазақстанниң барлиқ вилайәтлиридә орунлашқан барлиқ 15 шөбидин келип чүшидиған әхбаратни қайта ишләш вә тәһлил қилиш тәвлүк бойи жүргүзүлүватиду. Һазир Атырав, Ақтөбә, Қостанай, Ғәрбий Қазақстан, Шималий Қазақстан, Ақмола, Шәрқий Қазақстан, Абай вилайәтлиридә су кәлкүни ховупи техичә сақлиниватиду. Су иншаәтлирини назарәт тез риайә қилиш режимиға алмаштурулди, ениқ мәлуматлар дайим тәтқиқ қилинмақта. Барлиқ тәйяр әхбарат дөләт вә йәрлик органларға тәвлүк бойи келип чүшиду» дәп тәкитләнгән тарқитилған хәвәрдә.
33 рет
көрсетілді0
пікір