• Әхбаратлар еқими
  • 12 Сәуір, 2024

Пенсионер шәһәрни сақлап қалди

Ақтөбилик пенсионер Шыңғастау Әбдиев 36 жил давамида Ақтөбә су қоймисида техник-механик мутәхәссислиги бойичә кран жүргүзгүчиси болуп ишлиди. У һазир һөрмәтлик дәм елишта. Регионда су кәлкүни башланған пәйттә униң кәспий маһарити вә тәҗрибиси пәвқуладдә әһвални һәл қилишқа һәм шәһәрни кәлкүндин сақлап қелишқа ярдәмләшти. 
 Мәлум болушичә, мошу кәмгичә су кәлкүни пәйтлиридә «Казводхоз» мәһкимисиниң мутәхәссислири тосмида пәқәт бир тал шлюз ечип кәлгән екән. Тосмида һәрқайсиси секундиға 600 кубометр су өткүзидиған бәш шлюз бар. 29-норуз күни секундиға 1000 кубометрғичә су өткүзүш тоғрилиқ қарар қобул қилинип, иккинчи шлюзни ечиш һаҗәт болди. Униң үчүн портальлиқ кранни йөткәш лазим еди. Салмиғи 126 тонна кран рельс билән қозғилиду. 
-Илгири-кейин бу кранни қолланмиғачқа, мутәхәссисләр уни тартқанда тормози тоғра ишлимәй, рельсларға чаплишип қалди. Биз үчүн һәрбир минут қиммәт болди, чүнки су көләми саат санап көтириливататти. Биз кранни ишқа қошалмайватимиз. Мошу пәйттә кранни узақ жиллар жүргүзгән, бизгә ярдәмгә келидиған адәмни издидуқ. Шундақ қилип, Шыңғыстау Қибашулыға илтимас қилдуқ. У бирдин келишип, йерим саат ичидә мәсилини һәл қилди. Шуниң арқисида өз вақтида һаҗәт су көләмини өткүзүп, Ақтөбә су қоймисиниң тешип кетишиниң алдини алдуқ,- дәйду Ақтөбә вилайити бойичә «Казводхоз» мәһкимисиниң рәһбири Ринат Шауенов. 
 -Бу йәрдә узун жиллар давамида ишлисәмму суниң мошундақ қаттиқ кәлгинини дәсләпки қетим көрдүм. Су қоймиси 12 саат ичидә толуп кәтти. Һелиму ядимда, 1993-жили су секундиға 1250 кубометр кәлсә, бу қетим секундиға 1700 кубометр су ақти. Бари-йоқи 2-3 саат ичидә суни тез өткүзүшкә тоғра кәлди. Ундақ болмиғанда Ақтөбини су басатти, худаға шүкри, өз вақтида һәммини рәтлидуқ, - дәйду Шыңғыстау Әбдиев.
 Қошумчә қилсақ, Ақтөбә бойичә «Казводхоз» мәһкимисиниң рәһбәрлири Шыңғыстау Әбдиевни қайтидин ишқа келишкә тәклип қилди. У 29-норуздин башлап өз ишиға қайтидин киришти. Тәҗрибилик мутәхәссис яшларға ишниң қир-сирлирини үгитип, тәҗрибиси билән бөлүшиду. Тәкитләш лазимки, униң үч оғлиниң бири су егилигидә ишләйдекән. 

34 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы