• Әхбаратлар еқими
  • 25 Сәуір, 2024

Региондики изгү ишлар

Тазилиқ ейидики тазилиқ ишлири Әмгәкчиқазақ наһийәсидиму қизғин кетип бариду. Җүмлидин «Таза өлкә» акциясигә Челәк региониниң туғулған жутиниң тәғдиригә бепәрва әмәс 7 яштин 70 яшқичә болған турғунлири түгәл қатнашти десәк, мубалиғә болмас. Ушбу чарә-тәдбиргә Алмута вилайити һакиминиң орунбасари Нуржан Қудайбергенов, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң һакими Талғат Байедилов, наһийәлик мәслиһәтниң депутатлири вә наһийәлик хизмәтләр рәһбәрлириму иштрак қилди.

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

Челәк йеза округи һакимийити хадимлири билән биллә экология ғәмхорчилири, йәни студентлар, оқуғучилар, пенсионерлар вә гөдәк балилирини йетилигән турғунлар қоллириға сүпүргә вә башқиму қурал-яриғини елип, кочиларни пластик, әйнәк вә қәләй қачилар, қәғәз, металл сунуқлири вә башқиму әхләт һәм қалдуқларни айрим-айрим мишкапларға қачилап бошатти. Шундақла улар турникет, бәлдиң вә әхләт селинидиған ящикларни сирлиди. Өстәң вә ериқлар бойлири, парк вә һойлиларни әхләттин тазилап, йоллар бойидики дәл-дәрәқләрни ақартип чиқти. Қурған яғач, қорайларни оруп, йеңи дәл-дәрәқ вә көпжиллиқ гүлләрни тикти.
Челәк политехникилиқ колледжиға йолуққан вилайәт вә наһийә рәһбәрлири билим дәргаһи студентлириниң җанпидалиқ әмгигини көрди. Нуржан Қудайбергенов бүгүнкидәк экологиялиқ тәшәббусларниң аһали ичидики әһмийитигә тохтилип, дәл мошундақ ишлардики һәрбир қазақстанлиқниң елимиз экологиясигә қошидиған үлүшиниң бебаһа екәнлигини атап өтти. У челәкликләрни тазилиқ ай давамидики барлиқ паалийәтләргә паал арилишип, өз йеригә болған меһир-муһәббитини униңға болған ғәмхорлуғи арқилиқ изһар қилишқа чақирди.
– Өз новитидә, барлиқ һакимийәтләр дайим йезилар турғунлирини тазилиқ ишлирида һәртәрәплимә қоллап-қувәтләшкә, йәни пәләй, мишкап, гүҗәк, шундақла дәл-дәрәқләр көчәтлири вә һаказилар билән тәминләшкә тәйяр. Әхләт вә һәрхил қалдуқларниму тегишлик орунларға йәткүзүштә ярдәм бериду, – деди Нуржан Қудайбергенов.
Шуниму тәкитләш керәкки, бу күни вилайәт һакиминиң орунбасари башлиған топ бирнәччә йеза округлирини арилап чиқти. Улар Масақ йеза округида 800 дәрәқ көчитини олтиришқа қатнашса, Байсейит вә Қаратуруқта шәхсий өй вә һойлиларға кирип, турғунларни ойландуридиған мәсилиләр һәққидә хәвәрдар болди.

Әмгәкчиқазақ наһийәси,
Алмута вилайити
 

20 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы