• Әхбаратлар еқими
  • 25 Сәуір, 2024

Ана армини орунланди

Шәмшидин АЮПОВ,
«Uiğur avazi»

«Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» дөләт программисида, туғулған йеригә хизмәт қилған шәхсләрниң пидакаранә әмгигини яш әвлатқа үлгә қилип көрситиш керәклиги қәйт қилинған. «…Қазақстанниң һәрбир утуғиниң кәйнидә түрлүк-түмән тәғдирләр ятиду. Әмәлиятта, өзиниң әмгиги, билими, һүнири билән озуп чиққан қанчиму замандашлиримиз бар. Уларниң меңип өткән йоллири – һәрқандақ статистикидинму артуқ көрсәткүч. Шуңлашқа уларни дерәклик кәшпиятларниң қәһриманиға айландурушимиз керәк…» дәп тәкитләнгән еди мәзкүр дөләт программисида. Тоғра, тәрәққият өзлүгидин кәлмәйду, униңға бәрпакарлиқ әмгәк арқилиқ қол йәткүзүлиду. Шу йүксилишкә сәпәрвәр болғанларниң алдинқи сепидә мән бүгүн тәриплимәкчи болуватқан әмгәк мәрданиси, Қәһриман ана Турсунбүви Иврайимқизи Ибрагимовани көрүшкә болатти. Униң әмгәк йоли елимиз, хәлқимиз бешиға еғир күнләр чүшкән уруш жиллириға тоғра кәлди. Әр-жигитләр кәйни-кәйнидин җәң мәйданиға атланди. Уларниң әмгәк-қураллирини анилар, қери-чүриләр, техи балағәткә йәтмигән яшлар қолиға алди. Йеза мәктивиниң онинчи синипида оқуватқан Турсунбүви һәдә мәктәптә муәллимләр йетишмигәнликтин, зеһинлик қиз оқуп жүрүп, башланғуч синипларға математикидин дәрис бәрди. Урушниң еғир жиллири болсиму, Зулпихан ана қизиниң билим елишини истәп, уни Алмута шәһиригә оқушқа әвәтиду. У дәвирләрдә һазирқидәк машинилар нәдин болсун. Турсунбүви һәдә бир топ достлири билән бир қара машиниға чүшүп, икки-үч тәвлүк йол меңип, миң бир мәшәқәтләр билән шәһәргә йетип келиду. Бирақ униң хошаллиғи узаққа созулмайду. Аилә шараитиға бағлиқ, у оқушқа емтиһан тапшурмайла, йезиға қайтип кетиду... 
Бир күни уни «Калинин» колхозиниң рәиси Сәйдим Қаһаров идаригә чақиривелип, әһвални чүшәндүрүп, уни егиликниң һесапчиси қилип тайинлайду. Һесапчи болуш у вақитта әң җавапкәр иштин һесаплинатти. Колхозчиларниң таң сәһәрдин, әл ятқичә ишләп тапқан әмгәк күнини өз вақтида һесаплап чиқириш қәтъий тәләп қилинатти. Чүнки уларниң күндилик күн көрүши, ишиниң баһаси шуниңға бағлиқ еди, шу арқилиқ аилисини асратти, мәдһийилинәтти яки тәнқит астиға елинатти. Мошундақ мәшәқәтлик әмгәкниң йәкүнини чиқириш үчүн Турсунбүви һәдә таң йоруғичә баш қатуратти. Ишни кечиктүрүш, һесаптин йеңилип қелиш — җинайәт екәнлигини чүшәнгән һесапчи қиз чоң ғәйрәт-ирадә вә һалал ишләп, ишәнчә һөддисидин шәрәплик чиқти.
Шундақ қилип, Турсунбүви Ибрагимова урушниң еғир жиллири егиликтики әмгәк йәкүниниң оңушлуқ болушини тәминләп, ишәнчини ақлиди. Икки жилдин кейин, қолидин иш келидиған зерәк қизни «Удута» йезисиға һесапчи қилип әвәтиду. У йәрдә бир момайниң өйидә туруп, икки жилдәк хизмитини атқуруп, егиликниң ихтисадини йүксәлдүрүш йолидики күрәшкә салмақлиқ үлүшини қошиду. Шу жиллардики аниларниң, ханим-қизларниң ғәйрәт-ирадисигә һазир һәйран болисән. Улар һардим-талдим дегәнни билмиди, ач-зерин жүрсиму налимиди. Егилик ишлиридики асасий күч шулар болди. Уруш овҗ алған 1942-жилниң баһарида СССР Хәлиқ комиссариати билән РК(б) Мәркизий Комитетиниң «Колхозчилар үчүн миннәтлик әмгәк күн минимумини көпәйтиш тоғрилиқ» тохтами елан қилинип, бу колхозчилар, җүмлидин аяллар ишини техиму мурәккәпләштүрүвәтти. Һәр бири жилиға 120 әмгәк күн тепиши миннәтлик болди. Улар буниңғиму чидиди. 
Ейтишларға қариғанда, Турсунбүви һәдә бәстилик аял болған. Йеқинлири билән жутдашлири уни «Русниң Шуркиси» дәп ататтекән. Униңға мону бир болған вақиәму испат болалайду. Турсунбүви һәдиләрниң өйи сай тәрәпкә орунлашқан болуп, қоруқниң тамлири ташлар билән тизилған. Бир күни бир ешәк қоруққа киривелип, өй егилири уни қоғлап-қоғлап чиқиралмай, хелә аваригәрчиликкә чүшүпту. Шу чағда Турсунбүви һәдә ешәкни мүрисигә селип, қоруқтин атландуруп ташлавәткән дейишиду... 
1944-жили Турсунбүви һәдә Удутидин Долатиға қайтқинида, униңға хелила ичәкишип кәткән өй егиси — қери ана һесапчи қизниң қолини суваданниң ғолиға қойғузуп, ойдуруп елип қалған екән. Турсунбүви Иврайимқизи туғулған жутиға қайтип кәлгәндин кейин, йезидики дуканда сетиқчи болуп узун жил ишләйду. 1946-жили уруштин аман-есән жутиға қайтип кәлгән Азат Аваков билән аилә қурди. Бу қувнақ аилидә он бала дунияға кәлди. Он балини беқип өстүргичә қолини көсәй қилған Турсунбүви ана балилириниң һалавитини көридиған пәйтидә жүрәк кесилигә дучар болуп, бари-йоқи 59 йешида һаят билән видалашти. Бу күнләрдә тәвәллуд тапқиниға 100 жил толуватқан Қәһриман Аниниң ярқин симаси пәрзәнтлириниң қәлбидә та әбәт сақланғуси.
Ейтмақчи, иккинчи җаһан урушида НКВДниң “СМЕРШ” қошунида 1946-жилғичә хизмәт қилған җәңгивар җәңчи Азат Аваков Ғалибийәттин кейин қалақлашқан хәлиқ егилигини тикләш вә уни риваҗландуруш йолидики бәрпакарлиқ әмгәккә паал арилишип, униң исми наһийәдила әмәс, вилайәттики ишбиләрмән, әмгәк мәрданиси қатарида тилға елинди. Бу ейтмаққа оңай, мошу жиллар мабайнида қанчиму тартқан җәври-җапалирини, чәккән ғәм-тәшвишлирини бир өзила билиду. Лекин Азат ака һечқачан ишниң нурғунлиғидин, еғирчилиқлардин налиған әмәс, у дайим қизғин әмгәк билән бәнт болуп, ишиға жуқури мәсъулийәтлик билән яндашти. Хәлиқ мәнпийити үчүн аччиқ тәр төкүп, һалал һәм адил ишлиди. Буни жутдашлири — долатилиқлар яхши билиду. Шуниму тәкитләш лазимки, рәпиқисидин мәзгилсиз айрилғанда, униңға аманәт болуп қалған он балисини кишиниң көзигә қаратмай беқип-қеқип, уларни “қанатлиққа қақтурмай, тумшуқлуққа чоқтурмай” қатарға қошти. 
Турсунбүви аниниң «Балилирим, мән аилә шараитиға бағлиқ оқалмидим, әнди силәр болсиму оқуп, алий билим елишиңлар керәк!», дегән бүйүк армини орунланди. Он балиниң һәммиси өзлири халиған мутәхәссисликлирини егиләп, һаяттин өз орунлирини тапти. Уларниң арисидин қизлири Селимәм, Саҗидәм, Бүвизорәм аңлиқ һаятини маарип саһасиға беғишлиди. Саһибәм — инженер-ихтисатчи, Бүвипатәм тиҗарәтчи болуп йетилди. Оғуллири, һели мәрһум Реһимҗан өз вақтида Ақтам йезисидики «Тельман» намидики колхозда узун жил баш инженер болуп ишлиди. Маратҗан Өзбәкстан-Россия «Гидромехмонтаж» қошма карханисиниң баш мудири. Өзбәкстан Җумһурийити су егилиги саһасиниң әлачиси аталған хәлқимиз пәхирләнгидәк шәхсләрниң бири. Разамҗан —һәрбий, подполковник. Райипҗан — шофер. Ризайдин муһтаҗларға ярдәм қолини сунуп келиватқан мәрт-мәрданә тиҗарәтчи, жутниң инавәтлик адәмлириниң бири. Пәрзәнтләрниң қатари бу күнләрдә нәвриләр, чәвриләр билән толуқтурулмақта. Уларму алий билимлик мутәхәссисләрдин болуп йетилди. Демәк, Турсунбүви ана билән Азат атиниң изи өчкини йоқ. 

22 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы