• Әхбаратлар еқими
  • 25 Сәуір, 2024

Тәбиәтни сөйүш керәк

Йеқинда Алмута шәһиридики С.Бегалин намидики мәркизий балилар китапханисида «Тәбиәтни қоғдайли» акцияси даирисидә яш әвлат арисида тәбиәтни асрашни тәрғип қилиш мәхситидә чарә-тәдбир өтти. Униңға «Новое поколение» шәхсий мәктивиниң 1-синип оқуғучилири тәклип қилинди.

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Китапхана хадимлири тәбиәтниң бизниң һаятимизда муһим роль атқуридиғанлиғини тәкитләп, оқуғучиларға китапхана паалийитидин учур бәргәч, ушбу акцияниң асасий мәхситини чүшәндүрди. Андин риясәтчи Гафия Досболова кичик меһманларға китапханида уларниң тәңтушлири ясиған рәсимләрниң сақлиниватқанлиғини ейтти.
– Һөрмәтлик кичик достлар, тәбиәт бизниң байлиғимиз, – деди риясәтчи. – Уни қоғдаш силәр билән бизниң вәзипимиз. Әгәр тәбиәткә бепәрвалиқ қилип, кәлсә-кәлмәс булғисақ, аддий өйүмиздин чиққан әхләтни мәхсус җайларға ташлимисақ, у бизгә чоқум «рәнҗип» қалиду. Силәр шуни халамсиләр? Әлвәттә, яқ. Өзәңларға мәлум, бепаян Қазақстан вәтинимизниң тәбити гөзәл. Шундақ екән, биз силәр билән әйнә шу байлиғимизни көзүмизниң қаричуғидәк сақлишимиз керәк.
Новитики натиқ, китапхана мудири Алма Конарова тәбиәтни асрашни һәрким өзидин башлаш керәклигини ейтип, бүгүнки чарә-тәдбирниң меһмини «Казахстан Мәликиси» конкурсиниң ғалиби Дилназ Тилаевани сәһнигә тәклип қилди. Мәликә балиларға тәбиәтни қоғдаш бойичә өз ой-пикирлири билән ортақлашқан һалда, улар билән балиларчә бәс-муназиригә чүшти. 
– Силәр таққа сәйлигә барғанни яхши көрәмсиләр? – дәп сориди Дилназ Тилаева. 
– Әлвәттә, – деди оқуғучилар. 
– У яққа берип, йәп-ичип, сәйлә қилдуқ. Андин...
– У йәрдә кәйнимиздин һечқандақ әхләтләрни қалдурмаслиғимиз лазим.
–    Тоғра!
Мана мошундақ соал-җавап тәхлиттә өткән сөһбәт давамида балилар көп нәрсиләрдин хәвәрдар болди. 
Китапхана мудири Алма Конарова Қазақстанниң гөзилигә Сапарғали Бегалин тоғрилиқ йезилған китапни соға қилди. 
Ахирида оқуғучилар шеирларни ядқа оқуп, мавзуға мунасивәтлик һәрхил оюнларни ойниди. 

26 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы