• Әхбаратлар еқими
  • 25 Сәуір, 2024

Деханлар баш қошти

Панфилов наһийәсидә деханчилиқ билән чарвичилиқ ишләпчиқиришниң һәл қилғучи амили болуп һесаплиниду. Шуниң үчүнму тәвәниң тәрәққий етип, гүллиниши мошу икки саһаға беваситә мунасивәтлик.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, 
«Uigur avazi»

Әмәлиятта өз ипадисини тепиватқан йеңи технологиялар билән илғар тәҗрибиләрни җарий қилиш арқилиқ йәрниң үнүмдарлиғини вә малниң нәсилдарлиғини ашуруш мәсилилири күн тәртивидин чүшмәй, униңға һәрқачан алаһидә әһмийәт берилип келиватиду. Шундақла ахирқи жилларда деханлар өзара тәҗрибә алмаштуруш үчүн семинар, әнҗуманларда баш қошмақта. Йеқинда Үчарал йеза округиниң мәркизи Үчарал йезисидики Сандуғаш Сәрсенбиева дехан егилигиниң етизлиғида өткән семинар шулар җүмлисидиндур. Җумһурийәтниң җай-җайлиридин кәлгән деханлар көмүқонақниң йеңи сортлирини синақтин өткүзүватқан мәзкүр егиликниң паалийити билән тонушуп, тәҗрибә алмаштуруш мүмкинчилигигә егә болди. 
Семинарға чәт әлләрниң һәм елимизниң җай-җайлирида һәрхил маркилиқ йеза егилиги техникилирини ишләп чиқириватқан корпорацияләр вәкиллириму иштрак қилди. Ундақ болғини Яркәнт тәвәси деханлири һәр жили йеңи-йеңи техникиларни сетивелип, ишқа қошмақта. Шуңлашқиму егилик етизлиғида тәвәдики «Ахмуллаев», «Жантағулова», «Оразбай», «Сауранбаев», «Қасенов» дехан егиликлири тәрипидин рәт-рети билән тизилған йеза егилиги машинилири көпчиликниң диққитини өзигә җәлип қилди. Көргәзмини зиярәт қилиш давамида «Eurasia Group» ширкитиниң вәкиллири «John Deere» маркилиқ техникиларниң төзүмлүги вә қувити һәққидә һәртәрәплимә әхбаратлар бәрди. 
Семинарни Панфилов наһийәси һакими Марат Сағымбек ечип, наһийәниң йеза егилиги саһаси тоғрисида ейтип берип, мундақ деди:    
– Яркәнтлик деханлар өткән жилда 27 000 гектар мәйданға етиз мәликиси – көмүқонақни терип пәрвиш қилди. Тәвәдә уни тамчилитип суғиришму қолға елинип, оңушлуқ әмәлгә ашти. Бу усул билән мол һосул елишқа қол йәткүзүватқан «Коктал-Агро» деханлири вә башқиму егиликләр зор қизиқиш билән пайдиланмақта. Бүгүнки семинарниң мәхсити – ашлиқниң йеңи сортлирини өз участкилирида синап, түрлирини көпәйтиш, минераллиқ оғутларни пайдилиниш, мол һосул елиш вә мал үчүн йәм-чөп тәйярлаш. Шундақла биз ата кәсип — деханчилиқ билән шуғуллинишни тәрәққий әткүзүп, йәрни үнүмлүк пайдилиниш арқилиқ әвлатлиримизға қалдурушимиз керәк. Шундақ екән, тәвәдә яшлар көпләп бу саһаға мураҗиәт қилиши бизни хошал қиливатиду, – деди наһийә һакими. 
Шундақла наһийә рәһбири тәвәдә 55 түрлүк көмүқонақниң 54 сортидин таза дан елип, 31 сортидин мал үчүн йәм-чөп тәйярлаш мәхсәт қилиниватқанлиғи һәққидә ейтти. 
 Семинарда «ҚазАзот» АҖ менеджери Мырзағали Райимқулов Алтынкөл вә Қундызды станциялиригә 1000 тонна минераллиқ оғуллар кәлтүрүлгәнлиги, уларни пайдилинишниң әвзәлликлирини чүшәндүрди. 
«Eurasia Group» ширкити Жетису вилайәтлик шөбисиниң вәкили Алексей Ли, ирригация менеджери Төлеу Жанғазы, Ернат Шаяхметов йеңи йеза егилиги техникилирини, ямғурлитип вә тамчилитип суғириш технологиялирини намайиш қилди. 
Тәкитләш керәкки, тәвәдә 45 000 гектар йеза егилиги йери болуп, униң 27 000 гектариға етиз мәликиси пәрвиш қилиниду. Панфилов наһийәсидә 8 элитилиқ уруқ йетиштүридиған дехан егиликлири болуп, улар Қазақ илмий тәкшүрүш институтлири билән һәмкарлиқта иш көрмәктә. 
Тәвә деханлири семинарда йеңи интенсивлиқ технологияләрдин пайдиланған һалда мол һосул йетиштүрүватқанлиғини тәкитләшти. Дехан егиликлири әзалири ашлиқ баһасини турақландуруш һәм жил бешидин сетивалғучилар билән келишим-шәртләр түзүлүватқанлиғидинму хәвәр тапти.

Панфилов наһийәси,
Жетису вилайити
 

20 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы