• Әхбаратлар еқими
  • 25 Сәуір, 2024

Балини баштин ...

Йеқинда Қазақ миллий қизлар университетида «Гөдәк балиларни тәрәққий әткүзүш билән аилә мәсилилири: тәтқиқат вә тәҗрибә» мавзусида әнҗуман болуп өтти. Ушбу билим дәргаһиниң 80 жиллиғиға даир уюштурулған чарә-тәдбирдә Қазақстандин бөләк, Россия, Өзбәкстан, Моңғолия әллиридин ташқири, АҚШ, Улуқ Британия, Корея, Нидерланды, Эстонияниң мәктәп йешиға қәдәр билим бериш саһасидики тонулған алимлар билән бирқатар мутәхәссисләр доклад оқуди. 

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Әнҗуманниң рәсмий қисмида QyzPU ректори Гүлмира Канай қатнашқучиларға икки күн давамида тәҗрибә алмаштуруш үчүн қәдәм тәшрип қилғанлиғиға миннәтдарлиғини билдүрди. Университет студентлири арисида илмий-тәтқиқат, рефлексия, өз тәҗрибисини оқуп үгиниш, тәнқидий ойлаш, өзгирип туридиған муһитта тез қарар қобул қилиш охшаш хусусийәтләрни қелиплаштуруп келиватқанларниң көп екәнлигини алаһидә тәкитләп өтти.
Бу күни гөдәк балиларни тәрәққий әткүзүш мәсилилирини һәл қилиш мәхситидә дәсләпки қетим QyzPU базисида «Гөдәк балиларни тәрәққий әткүзүш билән аилисини тәтқиқ қилиш мәркизи ечилди. Мәркәз асасән балиларниң һаятида муһим хусусийәтләрни қелиплаштуруш билән аилисини тәтқиқ қилишқа беғишланған.
Әнҗуманда педагогика пәнлириниң доктори, Евразия миллий университетиниң профессори Сайра Жиенбаева «Мәктәп йешиға қәдәр балиларниң сөзләш онтогенезиниң мәсилилири: усуллири билән қарарлири» мавзусидики докладида гөдәкләрниң (1 яш) 18,3 пайизи айрим сөзләрни чоңлар билән биллә ейтишта вә авазға тәхлит қилишта көпирәк қийнилидекән.
«2 яштики балиларниң 17,6 пайизи қорчиған мәктәп билән тәбииәт һадисилиригә қизиқмайду; «болиду», «болмайду», «ховуплуқ» сөзлириниң мәнасини чүшәнмәйду, һә, 3 яштики балиларниң 14,3 пайизи сөзләш арқилиқ ойини толуқ йәткүзәлмәйду. Анилар қосиғидики билән сөзлишип туруши һаҗәт. Шундақла музыка тиңшитип, наушникни ашқазанға кийгән тоғра дәп һесаплайду. Балиниң тили чиққанға қәдәр, кам дегәндә, 100 мәртә аңлиғини әвзәл. 3 яшқа қәдәр, болупму 1 яшқа кирмигән бала үчүн муһими, механикилиқ әмәс, бәлки дәқәмдә сөзләшкәнни тиңшиғини яхши. Япониялик тәтқиқатчиларниң пикричә, толуқ аилиләрдә тәрбийилинидиған яки бирнәччә әвлат вәкиллири биллә яшайдиған аилидики балиларниң көрсәткүчлири хелила жуқури. Һазир көплигән компьютерлиқ оюнлар вә сөзләшкә тәхлит қилидиған оюнчуқлар бар. Әнди балини назук эмоцияләрни тонуп-билишкә үгитиш интоноцияни өзгәртип сөзләш, тембр, аваз дәриҗисиниң қелиплишиши пәқәт дәқәмдә болған алақә арқилиқ өз нәтиҗисини бериду», дәйду Сайра Жиенбаева.
Haileybury Almaty хәлиқара мәктивиниң қобул қилиш бөлүминиң рәһбири Claire Boyle «Утуққа йетишниң йоллири: британиялик хәлиқара мәктәптә мәктәпкә қәдәр билим беришни тәтқиқ қилиш» мавзусида сөзгә чиқти. У өз нутқида, балилар мейисиниң тәрәққий етишигә алаһидә диққәт ағдурди, сәвәви, адәм мейиси 5 яшқа қәдәр 90 пайиз тәрәққий қилиду. Мейиниң тәрәққий етишини рәғбәтләндүрүш чоң мейидики нейронларниң сақлинишиға, эмоционаллиқ тәрәққий етишигә һаятидики оқуш қабилийитигә тәсири күчлүк болиду. Шундақла Claire Boyle британиялик мошу йөнилиштики программисини тәвсийә қилди. Бу программа «мәктәпкә тәйярлиқни» тәминләйдиған вә шундақла мәктәп билән өмүрдики келәчәк прогрессқа тоғра асас салғучи билим вә хусусийәтләрни үгинишкә иҗабий тәсирини йәткүзиду.
Мичиган дөләт университетиниң (АҚШ) баш мутәхәссиси, Педагогика колледжиниң хәлиқара билим беришни тәтқиқ қилиш бөлүми мудириниң орунбасари Nancy Roming бир балиға 5 китави бар китап бөлмисини, саватлиғини тәрәққий әткүзүшкә бағлиқ материаллар бар оюн мәйданлирини ясап бәргән орунлуқ екәнлигини ейтти.
«Балиниң луғәт фонди – бу мәтинләрни чоңқур чүшинишкә вә чүшәндүрүшкә беғишланған паспорти. Әпсус, турмуш-тәминати төвән аилиләрдин чиққан балилар ихтисадий җәһәттин әһвали яхши тәңтушлириға қариғанда, луғәт фондини унчивала тәрәққий әткүзмәйдиған мәктәпләргә баридиғини ениқ. Харт билән Рислиниң (1995) кичик балилар арисида елип барған тәтқиқат иши шуни көрсәттики, уларниң пәрқи үч яшқа кәлгәндә 30 миллион сөзгә йәткән. Бу, әлвәттә, уларниң мәктәптики оқушиға қаттиқ тәсир қилиду: тәтқиқатлар үч яштики балиниң луғәт фондиниң байлиғи билән 9-10 яш арилиғидики лексика, тиңшаш, синтаксис вә оқушни чүшиниш бойичә тест балилар арисидики наһайити чоң корреляцияни көрситиду», деди тәтқиқатчи. 
Умумән, әнҗуманда америкилиқ алимлар балиларни кичик балиларға оқуш билән йезишни үгәтмәй туруп, униң немә екәнлигини чүшәндүрүш һаҗәтлигини алаһидә қәйт қилди. Тәтқиқат ишлирида болса, һаятта пайдилиниш үчүн педагоглар балилар билән қоюқ мунасивәт орнитип, оқуғучилар билән эмоционал алақида болуш керәклиги тоғрилиқ тәпсилий пикир-тәклипләр ейтилди. Муәллимләр мундақ ишларниң нәтиҗидарлиқ атқуруши үчүн улар вақит аҗритиш лазим.
Әнҗуман Қазақстан Җумһурийитиниң Аяллар ишлири вә аилә-демографиялик мәсилиләр миллий агентлиғини қоллап-қувәтлишидә өтти. 
 

18 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы