• Әхбаратлар еқими
  • 25 Сәуір, 2024

Тиҗарәтчи аялларниң орни бөләкчә

Қазақстан түркийтиллиқ дөләтләрниң сода-санаәт палатилири иттипақи йенидики тиҗарәтчи аяллар комитетиниң рәислигигә сайланди. Мәзкүр қарар Стамбулда өткән иттипақ йенидики тиҗарәтчи аяллар иккинчи баш ассамблеясиниң олтиришида қобул қилинди. Бу олтиришқа түркийтиллиқ дөләтләр тәшкилатиға әза Түркия, Қазақстан, Қирғизстан, Әзәрбәйҗан, Өзбәкстан, Түркмәнстан, шундақла Венгриядин 400дин ошуқ тиҗарәтчи аяллар қатнашти.
 «Бизгә әза әлләр арисидики интеграцияни күчәйтиш лазим. Һазир дөләтниң байлиғиға апиридиған – һәрхил тиҗарәткә егә болуш. Әң бай күчлүк дөләтләр буниңға дәлил. Бу турғудин қариғанда, биз аяллар тиҗаритигә вә дөләтләр арисидики товар айнилимини күчәйтишкә алаһидә әһмийәт беримиз», деди Түркия палатилири вә товар биржилири иттипақиниң президенти Рифат Хисарджикоглу.
Форумда Қазақстан делегациясини «Asmar» тиҗарәтчи аяллар миллий бирләшмисиниң рәиси, «Атамекен» тиҗарәтчи аяллар кеңишиниң рәиси Ләззат Рамазанова тонуштурди. У түркийтиллиқ дөләтлиридики тиҗарәтчи аялларниң өзара алақилириниң әнъәнилири нәтиҗидар тәҗрибә, идеялар, ресурслар билән алмаштурушқа имканийәт беридиғанлиғи, шундақла кәспий һәм шәхсий турғудин өсүшкә шараит яритидиғанлиғини ейтти. «Қазақстан Әзәрбәйҗандин эстафетини елип, тәшкилатқа рәислик қилишни чоң җавапкәрлик билән қобул қиливатиду. Елимизниң рәислик паалийитидә тиҗарәтчи аялларниң қатнишиши билән регионлиқ бизнес-лайиһиләрни стратегиялик турғудин тәрәққий әткүзүш мәхсәт қилинмақта. Мошундақ лайиһиләрни қоллаш, уларни рәғбәтләндүрүш йеңи чоң бизнес-идеяләрни қелиплаштурушқа тәсир қилипла қоймай, түркийтиллиқ әлләрдә тиҗарәттики йеңи экосистемини қурушқа қолайлиқ муһитни шәкилләндүридиған болиду», деди Ләззат Рамазанова.
 У ҚҖ Президенти Қ.Тоқаевниң бу мәсилигә алаһидә көңүл бөлүватқанлиғини тәкитлиди. Һазир елимиздә 1 миллиондин ошуқ кичик вә оттура тиҗарәт ширкәтлиригә аяллар рәһбәрлик қилиду. Шуниң билән биллә дуниядики ховуплар аялларға йеңи тосалғулар вә вәзипиләр жүкләйдиғанлиғини қәйт қилди.
 «Региондики тоқунушлар билән климатлиқ җәриянларниң ихтисат билән саламәтликни сақлашқа тәсири дәсләп аяллар көрүниду. Шуниң билән биллә «турақлиқ ихтисадий қаидиләргә көчүш җәриянида бир қәдәм жуқури қилиду. Биз экологиялик таза санаәткә, экотуризмға мутәхәссисләштүрүлгән ширкәтләрни қуралаймиз вә тәрәққий әткүзәләймиз, җавапкәр истимал қилиш билән санаәт тәҗрибисини илгирилитимиз, регионларниң биоһәрхиллиғини сақлашқа тәсир қилимиз», деди Ләззат Рамазанова.
 Қазақстан делегацияси баш ассамблея олтиришидин ташқири Түркия палатилири вә биржилири иттипақи билән Түрк сода-санаәт палатиси уюштурған бизнес-форумға қатнашти. 
 Мәлумки, түркийтиллиқ сода-санаәт палатилириниң иттипақи 2019-жили тәшкил қилинди вә мошу әлләр арисидики һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүш үчүн нәтиҗидар мәйданға айланди. 
 

718 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы