• Әхбаратлар еқими
  • 25 Сәуір, 2024

Хәлиқниң муң-муһтаҗини тиңшиди

Йеқинда ҚҖ Президентиниң Мәслиһәтчиси Малик Отарбаев Әмгәкчиқазақ наһийәсидә болуп, дәсләп Челәк, андин Ишиктә регионлириниң әмгәк ветеранлири, дин хизмәткарлири вә яшлар билән учрашти. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

Дәсләп Малик Нуржанулы Челәк өлкишунаслиқ мирасгаһиға йолуқуп, тәвә тарихи билән тонушти. У бу йәрдики буюмларни көздин кәчүрүп, мирасгаһ фондиниң һәртәрәплимә екәнлигини атап өтти. Бирақ уни техиму бейитиш керәклигини қошумчилиди. 
Кейин Президент Мәслиһәтчиси өз вақтида әл тәрәққиятиға биркишилик төһписини қошуп, бүгүнки күнлүктә көпжиллиқ әмгигиниң бәрикитини көрүватқан әмгәк ветеранлири билән учрашти. Тәвәдә болуватқан өзгиришләргә өз көзқариши билән баһасини билдүрүп, шуниң билән биллә йол-йоруқ вә дуасини берип келиватқан мөтивәрләрниң ейтари көп болди, әлвәттә. Сөзсизки, улар көтәргән барлиқ мәсилиләр тәвә тәрәққияти вә әвлат келәчиги үчүн муһим. Бәзибир йезиларда иҗтимаий әһмийәткә егә беналар бой көтәрсә, йезилиқ йәрләрдә иш орунлири ечилса вә һаказилиған соаллар бойичә сөз қатти. Җүмлидин, уларниң ейтишичә, Қарийота йеза округида мәктәп вә амбулатория интайин конирап кәткән. Шуңлашқиму йеңи беналарни селиш һаҗәт. Өз новитидә, Малик Отарбаев регионниң җәмийәтлик ишлириға паал арилишип, яшларға үлгә-ибрәт болуватқан ақсақалларға сәмимий миннәтдарлиғини билдүрди. Шундақла у Дөләт рәһбириниң үнүмлүк реформилири вә Миллий қурултайдики идеялири вә тәшәббуслири һәм уларниң җәмийәткә оң тәсирини йәткүзүватқанлиғи һәққидә ейтип өтти.
Кейинки новәттә Президент Мәслиһәтчиси Челәк йеза округиниң мәркизий китапханисида дин хизмәткарлири билән көрүшти. Ушбу учришишни наһийә һакими Талғат Байедилов жүргүзди. Учришиш давамида яш әвлат бойида роһаний вә адәмгәрчилик хисләтлирини тәрбийиләш һәққидә ейтилди. 
Малик Отарбаевниң Челәктики ахирқи учришиши Челәк политехникилиқ колледжида өтти. У яшларға вәтәнпәрвәрлик, миллий қәдрийәтләр вә тәрбийә, келәчәккә дурус мәхсәт қоюш, тәрбийәвий әһмийәткә егә китапларни өзигә дост тутушниң пайдиси вә башқиму мәсилиләр әтрапида чүшәнчиләр бәрди. Өз новитидә, яшларму көңлидики соаллирини қоюп, тегишлик җаваплирини алди. 
ҚҖ Президентиниң Мәслиһәтчиси Малик Отарбаевниң Әмгәкчиқазақ наһийәсигә болған сәпири әтиси Ишиктә шәһиридики Райымбек батыр намидики оттура мәктәптә давамлашти. Бу күни у әмгәк ветеранлири, дин хизмәткарлири вә җәмийәтлик ишларниң активистлири билән учрашти. Униңға наһийә һакими Талған Байедилов риясәтчилик қилди. 
– Мән бүгүн силәргә Президентимиз Қасым-Жомарт Кемелулы Тоқаевниң ялқунлуқ салимини елип кәлдим. Әлвәттә, һазир йезилар мәсилилирини тегишлик орунларға йәткүзүш қийин әмәс. Бирақ өзәңлар билән үзму-үз көрүшүп, үнлириңларни өз қулиғимиз билән аңлиғанға немә йәтсун, – деди Малик Отарбаев жиғинға кәлгәнләргә миннәтдарлиғини билдүрүп.
Андин сөз новити учришиш иштракчилириға берилди.
– Әмгәкчиқазақта 2800 һөрмәтлик дәм елиш йешидики паалийәтчан сәпдашлиримиз бар. Улар наһийә, округ һакимлириға узун жиллар давамида топлиған тәҗрибиси, әқил-парасити билән йол-йоруқ көрситип, яшларни тәрбийиләштә, Йеңи Қазақстан җәмийитини қурушта ярдәм беришкә һәрдайим тәйяр. Бир хәлиқ болуп, бирлигимизни техиму тәрәққий қилсақ, биздә һәммә нәрсә өз дәриҗисидә болиду, завод вә фабрикиларму селиниду, – деди Әмгәкчиқазақ наһийәлик Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Тлеулес Узақов наһийәдики җәмийәтлик ишларниң паалийити билән тонуштуруп. 
Алмута вилайәтлик җәмийәтлик кеңәшниң вәкили Асыл Байтулақов наһийәдики туризм саһасини җанландуруш йөнилишидики лайиһисини тонуштуруп, дөләт тәрипидин уни қоллап-қувәтләшни илтимас қилди. Наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ялқунҗан Садиқов спортниң аммибап йәкму-йәк түриниң проблемилири, диндики бәзибир еқимларниң яшлар тәрбийисигә йәткүзүватқан сәлбий тәсиригә тохтилип, Дөләт рәһбәрлигиниң уларни һәл қилишқа нәзәр ағдурушнини сориди. Әмгәк ветерани Серик Спатаев саламәтликни сақлаш саһасидики қийинчилиқлар һәққидә сөз қозғиса, Ерғали Байбөриев ветеринария хадимлириниң тапчиллиғи келәчәктә мал өстүрүштә чоң проблемиларға дуч келиш мүмкин екәнлигини йәткүзди. Рустам Бурнашев йолларни җөндәштики тендер мәсилиси бойичә пикирлирини оттура қойди. Малик Отарбаев уларниң барлиғини қоюн дәптиригә түгәл йезип, бәзибирлирини һәл қилишни наһийә рәһбәрлигигә тапшурса, бәзибирлирини жуқурида йешишкә өз ярдимини көрситишкә вәдә бәрди.

Әмгәкчиқазақ наһийәси,
Алмута вилайити
 

716 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы