• Әхбаратлар еқими
  • 25 Сәуір, 2024

Су кетип, ярдәм келиватиду

Һазир елимизниң тәбиий апәттин зәрдап чекиватқан регионлирида су кәлкүнигә қарши күрәш чарилири давамлишиватиду. 

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

Аммивий әхбарат васитилири вә иҗтимаий торлар арқилиқ келиватқан мәлуматларға көз жүгәртсәк, апәт йүз бәргән регионларда қутулдурғучилар, йәрлик аһали пидакаранә әмгиги билән су кәлкүнигә тақабил турмақта. Бу регионларға елимизниң һәрхил җайлиридин келиватқан пидаийларниң әмгиги алаһидә. Рәсмий мәлуматлар бойичә, су кәлкүни билән күрәшкә паал қатнишиватқан пидаийларниң сани 43 миңдин ешип кәтти. Уларниң күчи билән 6 640 тонниға йеқин гуманитарлиқ ярдәм топланди, униң 4 048 тонниси регионларға йәткүзүлүп, зәрдап чәккән адәмләргә тарқитилди. Пидаийлар хәлиқни эвакуацияләшкә, ярдәм топлаш вә тарқитиш, тосмиларни бәкитишкә, шундақла иссиқ тамақ билән тәминләшкә қатнишиватиду. Мәсилән, Ақтөбә вилайитидә пидаийларниң паалийити түпәйли 308 тонна озуқ-түлүк, 85 тонна һаҗәт нәрсиләр, 223 килограмм дора-дәрмәкләр эвакуация пунктлириға йәткүзүлди. 10 миңға йеқин қутулдурғучи вә эвакуация қилинғанлар үчүн иссиқ тамақ уюштурулди. Атырав вилайитидә болса, пидаийлар штаби оператив режимда ишләватиду. Бу йәрдә 13 миңдин ошуқ пидаий җәлип қилинди. Гуманитарлиқ ярдәм топлаш пунктлирида 1 390 тонна товар топланди. Атыравда тосмиларни күчәйтиш үчүн 107 пункт ишқа қошулди, тосмиларни қуруш ишлири тәвлүк бойи давамлашмақта. Ғәрбий Қазақстан вилайитидә қутулдуруш ишлириға 8000 пидаий қатнашти. Ярдәм топлаш пунктлирида 415 тонна гуманитарлиқ ярдәм топланди. Қостанай вилайитидә 3 500дин ошуқ пидаий турғунларни эвакуацияләш ишиға қатнашти. Һазир бу регионларға елимизниң башқа җайлиридин қутулдурғучилар келиватиду. Сешәнбә күни Түркстан вә Қизилорда вилайәтлири Пәвқуладдә вәзийәтләр департаментлириниң қутулдурғучилири Ақжайық наһийәси Бударино, Коловертное, Жаңабулақ йезилири әтрапидин Жайық дәриясидин тешип чиқип кәткән суда қалған 137 илқини, шуниң ичидә 3 қулунни чиқирип, егилиригә тапшурди.
 Пәвқуладдә вәзийәтләр министрлиги хәвәр қилғинидәк, тәбиий апәт йүз бәргән регионларда 5 миңдин ошуқ турушлуқ өй, 16 миңдин ошуқ дача, 1 миң һойла территорияси, 91 бена су астида қалған. 10 вилайәттә йәрлик дәриҗидики 41 пәвқуладдә вәзийәт елан қилинди. Һазир Абай вә Павлодар вилайәтлириниң 3 наһийәсидә пәвқуладдә вәзийәт режими тохтитилди. Су кәлкүнини ақивәтлирини йоқитиш ишлири башланғандин кейин тәхминән 11,6 кубометр ериған қарниң сүйи шорутулди, 5 миллиондин ошуқ мишкап қум йейилди. Су басқан җайлардин 119 миңдин ошуқ адәм эвакуация қилинди, уларниң 44 миңдин ошуғи балилар. Қутулдуруш ишлириға 32 миңдин ошуқ адәм, 5 миңға йеқин техника, 310 су транспорти, 13 вертолет җәлип қилинди. Ахирқи келип чүшкән әхбаратлар бойичә, 24 миң 496 адәм өз өйлиригә қайтип кәлди. Көрүп турғинимиздәк, һазир тәбиий апәт йүз бәргән җайларда әһвал пәйдин-пәй турақлинишқа башлиди. 
 Тәкитләш лазимки, су кәлкүнидин зәрдап чәккәнләргә кәлтүрүлгән чиқимларни төләш өткән һәптидә башланди. Һазир 11 миңға йеқин аилә 100 айлиқ һесап көрсәткүч көләмидә (369 200 тәңгә) алди. Шундақла қошумчә 150 айлиқ һесап көрсәткүчкичә көләмдә ярдәм пули төлиниду. Бу тәхминән 553 800 тәңгә. Бу мәбләққә турғунлар мәиший техника васитилирини, мебель сетивалса болиду. 
 Әпсуслинарлиқ йери, мошундақ қийин әһвалда сахта әхбарат тарқитип хәлиқни һәләйкүмгә селиватқанларму йоқ әмәс. Мәсилән, иҗтимаий торларда «Алмутида яққан күчлүк ямғурдин кейин Ақсай чатқилидики су тосмиси бузулуп, шәһәрниң йеримини еқитип кетидекән. Әгәр Медевдики су тосмиси кардин чиқса, һәммини жиғип Қапчиғай су қоймисиғичә апридекән, пәқәт Гүлдала йезиси сақ қалғидәк» дегән хәвәрләр тарқиди. Мошундақ хәвәрләр аһалини бираз әндишигә салғиниму раст. Амма, әмәлият көрсәткинидәк, Алмутида бу мәсилә толуғи билән дөләт органлириниң назаритидә, барлиқ иншаәтләр штатлиқ кәштә бойичә ишлимәктә. Шундақла зәрдап чәккәнләргә ярдәм топлашни банә қилип, хәлиқтин ахча жиққан мәккарларму пәйда болған. Шуңлашқа дөләт органлириниң вәкиллири гражданларни пәқәт рәсмий әхбаратларға ишинишкә чақирмақта һәм әйнә шундақ җәмийәтни һәләйкүмгә салидиған, сахта әхбаратларни тарқатқанлар қанун бойичә җазалинидиғанлиғини тәкитлимәктә. 
 Тәкитләш лазимки, мәбләғ мониторинги агентлиғи елимиздә гидротехникилиқ иншаәтләрни селишқа бөлүнгән мәбләғниң хәшлинишини тәкшүрүшни башлиди. Мәзкүр агентлиқниң рәиси Дмитрий Малахов бюджеттин бөлүнгән мәбләғниң нәгә кәткәнлигини сүпәтлик тәкшүрүш вә баһалаш һаҗәт екәнлигини ейтти. Дөләт бюджетидин Президентниң тапшурмиси бойичә Һөкүмәткә, кваздөләтлик ширкәтләргә, тиҗарәтчиләр вә җәмийәтлик фондларға 140 миллиард тәңгә бөлүнди. Д.Малахов су кәлкүниниң ақивәтлирини йоқитиш үчүн бөлүнгән мәбләғни ениқ мәхсәт үчүн пайдилиниш һәм зәрдап чәккән барлиқ гражданларға ениқ ярдәм көрситиш чарилирини тәминләшни тапшурди. Мониторинг органлири Алмута шәһиридә, Қизилорда вә Улытав вилайәтлиридә мәбләғни оғрилаш бәлгүлири бойичә төрт иш қозғиди. 5 адәм гуман пәйда қилғучи ретидә етирап қилинди. Кәлтүрүлгән чиқимниң умумий баһаси 1 миллиард тәңгидин ешип кәткән. 
Агентлиқ, шундақла, баһаларниң өсүшигә йол бәрмәсликкә алаһидә диққәт бөлидиған болиду. Униң үчүн озуқ-түлүк, дора-дәрмәк, ичимлик су вә башқиму һаҗәт нәрсиләр баһалириға мониторинг жүргүзүлиду.

723 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы