• Әхбаратлар еқими
  • 25 Сәуір, 2024

Қийинчилиқни бирлишип йеңимиз

Сешәнбә күни ҚҖ Мудапиә министри Руслан Жақсылықов һазир су кәлкүнигә қарши күрәш чарилиригә қатнишиватқан һәрбийләр билән телекөрүк өткүзди. Униңға Ғәрбий Қазақстан, Атырав, Ақтөбә вә Шималий Қазақстан вилайәтлиридә аһалилиқ пунктлар вә инфрақурулум объектлирини су кәлкүнидин һимайә қилиш ишлириға җәлип қилинған һәрбийләр, сержантлар вә офицерлар қатнашти.
 Мәлумки, бүгүнки таңда су кәлкүнигә қарши чариләргә Һәрбий күчләрниң «Оңтүстік», «Астана», «Шығыс», «Батыс» регионлуқ қоманданлиқ һәрбий қисимлири, десантлиқ-һуҗум әскәрлири, регионлуқ мудапиә бригадилири, һәрбий инженерлар қатнашти. Телекөрүк давамида Мудапиә министри һәрбийләргә мураҗиәт елан қилди.
 Җисманий вә мәнивий ирадини һаҗәт қилидиған мошундақ қийин әһвалға дәсләпки қетим дуч кәлгән һәрбийләргә министрниң мураҗиити муһим болди.
— Бийил елимизниң нурғун регионлири тәбиий апәттин зәрдап чәкти. Дәсләпки күндин башлап һәрбий күчләр топи пәвқуладдә әһвалниң ақивәтлирини йоқитишқа қатнишиватиду. Чариләргә учқучлар, инженерлар, саперлар, дохтурлар вә башқиму мутәхәссисләр җәлип қилинған. Әсирләр давамида қазақ хәлқиниң бешиға ховуп пәйда болғанда бирликниң арқисида һәрқандақ қийинчилиқни йәңгән. Һазир, тарихий сәвәпләргә бола, Қазақстанда йүздин ошуқ милләт вәкиллири һаят кәчүрүватиду, әмгәк қиливатиду. Қазақстанлиқларниң қийин пәйттә бир-бирини қоллиши бизгә һәрдайим күч-қувәт берип, әтигә болған ишәнчимизни ойғитиду, Қоюлған вәзипиләрни орунлаш пәйтидә шәхсий җасаритиңларни намайиш қиливатқиниңлар үчүн миннәтдарлиқ изһар қилимән, — деди генерал-полковник Руслан Жақсылықов.
 Телекөрүк давамида Мудапиә министри җәңчиләрниң ата-анилириға тәшәккүр ейтти. 

730 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы