• Әхбаратлар еқими
  • 08 Мамыр, 2024

Шаирә билән учрашти

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев җәмийитимиздә, асасән яш әвлат арисида китап оқуш мәдәнийитини қелиплаштуруш һәққидә бийил өткән Миллий Қурултайдики нутқида алаһидә тәкитлигән еди. Бирнәччә күн илгири Мәдәнийәт вә әхбарат министри Аида Балаева Қурултайдики Президент тапшурмиси бойичә «Ауыл кітапханаларына 100 кітап» акциясиниң башланғанлиғини елан қилип, барлиқ җанкөйәрләрни бу тәшәббусни қоллап-қувәтләшкә чақирди. Китапқа болған муһәббәтни аммивий рәвиштә ойғитиш үчүн шу мәнивий дуния яритиватқан язғучи-шаирлар билән учришишларниңму муһим роль ойнайдиғанлиғи мәлум. Йеқинда шундақ чарә-тәдбирдә мәктәп оқуғучилири дәрисликләрдә әсәрлирини оқуп жүргән әдипләр билән үзму-үз көрүшүп, қолидики китапларға уларниң қолтамғисини елишқа алдириди. 

Азнат ТАЛИПОВ,
«Uiğur avazi»

Йеқинда әйнә шундақ учришиш Қазақстан Язғучилар иттипақи йенидики Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси, Хәлиқара «Алаш» әдәбий мукапитиниң саһиби Патигүл Мәхсәтова билән Түгмән йезисида болуп өтти. 
Мерванәм Һетахунова билән Нурбанәм Һошурова йетәкчилигидики оқуғучилар әдәбиятқа болған қизғинлиғини билим дәргаһиниң босуғисидила намайиш қилип үлгәрди. Әнди тәсвирий сәнъәт билән рәсим сизишқа иштияқи бар Зульфира Талипованиң шагиртлири шаирә қәлимидин пүтүлгән ойларни мой қәләм күчи билән рәсимләр арқилиқ ипадиләшкә тиришипту. Мәктәп фойесида «Қедимдин маһир хәлқим» топлимидики миллий таамларниң һәммисини дегидәк оқуғучилар қолида көрүп, ата-анилириниңму бүгүнки паалийәттин чәттә қалмиғанлиғини пәрәз қилиштуқ. 
Мәзкүр мәрасимниң тәшәббускари һәм асасий уюштурғучиси уйғур тили вә әдәбияти пәниниң муәллими Хәйринсахан Иминова риясәтчилигидә башланған тәнтәнидә меһманлар әдипниң һаят йоли вә иҗадийити билән тонушти.
Шаирәниң қәлимигә мәнсүп шеирлири мәктәп оқуғучилири тәрипидин алаһидә тәвриниш билән ипадилик ейтилди, нахшилириму орунланди. Сөз новитини алған Алмутидин кәлгән меһманлар: пешқәдәм шаирлар, Қазақстанниң Пәхрий язғучиси Абдуғопур Қутлуқ, Хәлиқара «Алаш» әдәбий мукапитиниң саһиби Җәмшит Розахунов һәм «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң рәиси, шаир Вильям Молотов, «Азия бүгүн» гезитиниң хадими Румиләм Җәрипова вә мәзкүр қурлар муәллипи шаирә һәққидә изгү тиләклирини изһар қилип, әдәбиятни сөйидиған, зиялисини қәдирләшни билидиған йеза хәлқигә миннәтдарлиғини билдүрди. Андин мәктәп мудириниң оқуш ишлири бойичә орунбасари Надийәм Велахунова, шаирәниң һәдиси Тамара Мәхсәтова, йезидики китапханиниң хадими, шаирә Жазира Бақаева, хошна Ават йезисидин кәлгән устаз Рошәнгүл Салиева мәрасим қәһриманини тәбрикләп, бүгүнкидәк чарә-тәдбирләр яш әвлатниң китап оқушқа болған қизиқишини ашуридиғанлиғини тәкитләшти. Түгмән йезисидики Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Сонур Җелилов, жигитбеши Қәмирдин Сетиев жутдашлар намидин жутиниң пәхригә айланған шаирәгә тон япти.

29 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы