• Һечким вә һечнәрсә унтулмайду
  • 08 Мамыр, 2024

Тракторчи ана

Улуқ Ғалибийәт мәйрими һарписида биз арқа сәпниң қәһримани, Яркәнт шәһириниң турғуни Туранбүви Бақиева билән сөһбәтләштуқ. 97 яшқа киргән ана тимән, тетик, хатириси сағлам турупту.  У әл бешиға чүшкән еғир жилларни  әсләп мундақ дәйду:

 Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Uiğur avazi»

– Ата-анам тәвәдики «Елтай» дәп аталған дәсләпки егиликни бәрпа қилғанларниң бири болди. Һели есимда, у жиллири колхозда дәсләп пахта териш қолға елинди. Шу вақитта анам илғарлардин болуп, «Стахановчи» аталған екән. У 1936-жили Москвада өткән колхозчилар қурултийиға қатнишип,  Сталин вә  Калинин билән көрүшкән  ялғуз  уйғур аяли  болди. Анамға  Москвада патифон соға қилинипту. У есил буюмини хелә заманларғичә пайдиланди. Кәчқурунлуқлири, иштин кейин холум-хошна вә жутдашлар патифон арқилиқ нахшилар тиңшап, һадуқ чиқирип, арам елишатти. Улуқ Вәтән  уруши башланғанда униң үни тохтиди, – дәп җим-җит болуп қалди ана. Шиддәтлик жиллар есиға кәлди, әтималим. Нәмләшкән көзлирини сүртүп, еғир «уһ» тартти.
Икки  чоң  оғли  урушқа атланғанда Туранбүвиниң аниси қизи вә икки оғлини бағриға бесип қалди. Қиз у чағда үчинчи синипта оқувататти. Шу-шу  болдию, у мәктәп босуғисини  йенип көрмиди. Чүнки «Һәммә Вәтән үчүн! Һәммә Ғалибийәт үчүн!» шиари билән етизлиққа чиқип кәтти.
– 1943 – әң еғир жил болди. Колхозда буғдай тәрдуқ. Ишинәмсиз, һәтта 14-15 яшлиқ оғулларниму  җәң мәйданлириға елип кәтти. Пүтүнсүрүк бир колхозда төрт әр киши билән момай, җуган-қиз вә балиларла қалдуқ. Ишниң еғирлиғиға қаримай, анилиримиз «һардуқ» дегәнни билмәтти. Бир өйгә жиғилип, җәңчиләр үчүн дәп пайпақ, пәләй тоқуйду. Биз, балилар, жип егиримиз. Техника дегән йоқниң орнида. Егиликтә бари-йоқи 3 трактор болидиған. Дәсләп ешәк һарву билән ашлиқ тошуп, ишлидуқ. Һели ядимда, Гуденко, Шадрин дегән инженер-механиклар  болса,  Абдулла Гайитов, Муқа Шинтаев, Бәкрим Бақиев, Һезим «чатақ» (көпчилик уни шундақ ататти, нәсиби есимда йоқ) трактор һайдайдиған. Биз, ишқа ярамлиқ  бәш-алтә қизни улар бир жил бойи трактор моторини парчилаш, уни жуюш вә жиғиштуруш охшаш ишларға үгәтти. Андин кейинла трактор рулиға олтарғузди. Дәсләп уларға ярдәмчи болдуқ. Һә, иккинчи жил дегәндә «Универсал» тракторини һайдидуқ. Биз көргәнни  нәврә-чәвриләр көрмисун. Чүнки  балилиғимизда балиларчә ойнап-күлүшни билмидуқ. Яшлиғимизму қайғу-һәсрәт билән өтти. Мән бүгүнки әвлатларға «Силәр теч заманниң бәхитлик балилири! Шуңа  оқуп, билим елиңлар, тиришиңлар, туғулуп өскән йериңларниң тәрәққияти үчүн өз һәссәңларни қошуңлар. Чүнки келәчәк силәрниң қолуңларда» дәймән. Һәм әвлатлиримиз һечқачан милтиқниң үнини аңлимисекән, дәп тиләймән. Әң муһими, өсүп келиватқан әвлатни һүнәргә үгитиш керәк. Һүнәрлик киши йәрдә қалмайду. Әсли биз деханниң нәсли. Беғимизда алма, шаптула, үзүм өстүрүп, етизлиққа  көмүқонақ териш у асасий кәспимиз, – дәйду ана.
Туранбүви аниниң арқа сәптики җасарәтлик әмгиги мунасип баһалинип, у «Улуқ Вәтән уруши жиллиридики әстаидил әмгиги үчүн» вә Ғалибийәтниң  60, 70, 75 жиллиқ тәвәллудлуқ медальлири билән тәғдирләнди. У һәр жили Ғалибийәт  мәйрими күни медальлирини мәйдисигә есип, әвлатлириға шу жиллардин һекайиләп бериду. Биз аниниң  әслимилирини аңлап, тәсирләндуқ. 
Сөһбитимиз аяқлашмай өйгә гезит-журналларни көтәргән почтичи қиз кирип кәлди. У  қолидикиләрни  аниға сунди. Ана болса, көзәйнәкму соримай, тез уларни варақлашқа киришти. Униңға қарап, һәвәсимиз техиму ашти. 

Турсунмәһәмәт МӘШҮРОВ чүшәргән сүрәт 

Жетысу вилайити, 
Панфилов наһийәси
 

26 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы