• Әхбаратлар еқими
  • 08 Мамыр, 2024

Бағчидики достлуқ мәйрими

Йеқинда Йеңишәр йезисидики «Нәсіп» ясли-балилар бағчисида 1-баһар – Қазақстан хәлқиниң бирлиги күнигә мунасивәтлик «Береке – бірлікте, ырыс – ынтымақта» мавзусида наһийәлик семинар өтти. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

 «Нәсіп» ясли-балилар бағчиси 2018-жили язда тиҗарәтчи Назира Смағулованиң шәхсий мәблиғи һесавиға ечилди. Дәсләп бу йәргә 75 бала қобул қилинған. Кейинки жиллири қошумчә топлар ечилип, тәрбийиләнгүчиләрниң сани өсти. Һазир бу йәрдә 125 оғул-қизлар тәрбийә еливатиду.
Семинарни «Нәсіп» ясли-балилар бағчисиниң рәһбири Алтын Әзимбаева ечип, тәҗрибә алмаштуруш мәхситидә өтүватқан чарә-тәдбирниң балилар бойиға бирлик, иттипақлиқ, өз елини сөйүш һәм қоғдаш чүшәнчилирини сиңдүрүштики әһмийитигә тохталса, «Үміт» ясли-балилар бағчисиниң рәһбири Гүлбану Ахметова наһийәлик маарип бөлүминиң тәбригини йәткүзүп, семинар иштракчилириға утуқ тилиди. Кейин Җамбул вилайитидин кәлгән «Айналайын» балилар вә өсмүрләр мәркизиниң мудири Айгүл Разақова миллий қәдрийәтләргә асаслинип түзүлгән балиларниң ойлаш қабилийитини риваҗландуридиған лайиһиси билән тонуштурди.
Семинар «Ұлттар достығы» фестивалиға улашти. Униңда Йеңишәр йеза округиниң баш хадими Райгүл Бабықбаева вә башқилар ясли-балилар бағчисиниң коллективи билән җәмийәтлик ишларниң активистлири вә ата-аниларға яш әвлат тәрбийисидики изгү ишлири үчүн миннәтдарлиғини билдүрди. Андин тәрбийичиләр Самал Қурманғабылова, Айгүл Ильясова, Санийәм Һосманова вә Наргиза Яқупова рәһбәрлигидики топларниң балилири қазақ, өзбәк, рус вә уйғур милләтлирини тонуштурди. Семинарниң кейинки қисимлири тәрбийичиләр вә балилар тәрипидин тәйярланған музыкилиқ концерт, ата-аниларниң ярдими билән һазирланған миллий кийим-кечәк, таамлар вә турмушта пайдилинилидиған буюмлар көргәзмилири билән тонушушқа беғишланди.

Алмута вилайити,
Әмгәкчиқазақ наһийәси

26 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы