• Әхбаратлар еқими
  • 08 Мамыр, 2024

Достлуқ мәйрими

1-баһар күни Алмутидики Абай мәйданида Қазақстан хәлқи бирлиги күни мәйримигә беғишланған тәнтәнилик чарә-тәдбирләр өтти. Мәзкүр тәнтәнә елимизниң айрим регионлирида йүз бәргән су кәлкүнигә қарши күрәшкә паал қатнашқан пидаийларни, җәмийәт активистлирини, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң вәкиллирини мукапатлаш билән башланди. Шәһәр һакими Ерболат Досаев гуманитарлиқ ярдәм топлаш вә йәткүзүш ишлирини уюштурған, маддий ярдәм бәргән ҚХА меценатлириға, су кәлкүни йүз бәргән регионларда қутулдуруш ишлириға беваситә қатнашқан Алмутиниң коммунал вә башқиму хизмәт хадимлириға миннәтдарлиқ изһар қилди.

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

 Алмута шәһири һакиминиң Тәшәккүрнамиси билән ҚХАниң шәһәрдики «Жомарт жан» гуманитарлиқ ярдәм топлаш бойичә мәркизиниң рәһбири ҖУЭМ рәиси, ҚХА Кеңишиниң әзаси Долқунтай Абдухелил, Алмута шәһәрлик штабниң рәһбири, ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриев мукапатланди.
— Қазақстан хәлқи бирлиги мәйрими пүткүл қазақстанлиқларни бириктүридиған мәйрәм. Биз әйнә шу бирлигимизни тәбиий апәт йүз бәргән регионларға ярдәм топлаш пәйтидә йәнә бир қетим намайиш қилдуқ. Бу ишқа йәттә яштин йәтмиш яшқичә болған сахавәтлик инсанлар қатнашти десәм, хаталашмаймән. Гуманитарлиқ ярдәмниң дәсләпки партиясини Атырав вилайитигә йәткүзүп бәрдуқ. Мана бүгүн Петропавл шәһиригә 25 тонна гуманитарлиқ ярдәм әвәттуқ. Пурсәттин пайдилинип, мән барлиқ қазақстанлиқларни достлуқ мәйрими билән тәбрикләп, хәйрихаһлиқ ишқа паал қатнашқан һәммә инсанларға миннәтдарлиқ изһар қилиимән, — дәйду Долқунтай Абдухелил.
 Бу күни Абай мәйданида Қазақстан хәлиқлириниң бай мәдәнийитини, сәнъитини, тарихини көрситидиған көргәзмә уюштурулди. Мәйрәмгә кәлгәнләр һәрхил милләт вәкиллириниң миллий кийим-кечәклири, саз әсваплири, қолһүнәрвәнчилик буюмлири билән тонушти. Шундақла миллий таамлар фестивалида қазақ, уйғур, рус, өзбәк немис, корей, грузин вә башқиму милләтләрниң таамлиридин дәм тартти. 
***
Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Uiğur avazi»

1-баһар – Қазақстан хәлқиниң бирлиги күни Талдиқорған шәһиридә су кәлкүнидин зәрдап чәккән вилайәтләр турғунлирини қоллап-қувәтләш мәхситидә «Біз біргеміз!» акцияси болуп өтти. Униңға көпмилләтлик вилайәт турғунлири билән бирқатарда уйғур хәлқиниң вәкиллириму иштрак қилди. Җүмлидин Жетису валайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси Турғанҗан Зайитов рәһбәрлигидә Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң әзалири қатнашти.


Бир чаңирақ астида баш қошқан қазақ, рус, туңган, татар, уйғур, өзбәк, немис, корей, поляк вә башқиму милләт вәкиллири миллий урпи-адәт, рәсим-қаидилирини намайиш қилди. Бу күни, болупму уйғур таамлири, қолһүнәрвәнчилиги нәмунилири көргәзмисигә қизиққучилар көп болди. Жетису вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи әзалири су кәлкүнидин зәрдап чәккәнләргә һисдашлиғини билдүрүп, қол учини бәрди. 
Тәкитләш керәкки, Жетису вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, Панфилов наһийәлик мәслиһәтниң депутати Турғанҗан Зайитов бу акциягә уйғур миллити вәкиллири билән қуруқ қол кәлмиди. Турғанҗан Зордуноғли су кәлкүнидин зәрдап чәккәнләргә ярдәм көрситиш мәхситидә 300 миң тәңгә ианә қилса, Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи вә униң йенидики жигитбашлири билән ханим-қизлар 200 миң тәңгилик озуқ-түлүкләрни елип кәлди. Көпмилләтлик вилайәт хәлқи кәлгүсидиму иссиқ кийим-кечәк, озуқ-түлүкләрни әвитип, ярдәм көрситишкә тәйяр екәнлигини тәкитләшти. 
    
Жетысу вилайити,
Талдиқорған шәһири

***
1-баһар – Қазақстан хәлқиниң бирлиги күнини Панфилов наһийәсиниң хәлқиму өз дәриҗисидә нишанлап өтти. 
– Елимиздики әң иллиқ вә парлақ мәйрәм – Қазақстан хәлқиниң бирлиги күни. Йүз оттуздин ошуқ милләт билән еләт вәкиллири иҗил-инақ яшаватқан мәмликитимиздики милләтләрара разимәнлик вә достлуқ  мәйрими. Яркәнт – әзәлдин достлуқниң макани. Йәттисуниң йәр җәннити һесапланған тәвәдә 38 милләт өзара чүшәнчидә яшап, әмгәк қиливатиду. Яркәнтликләрниң достлуқни һәрдайим қәдирләйдиғанлиғи тарихтин яхши мәлум. Мана шу бирлигимизни сақлап, әвлаттин-әвлатқа қалдуруш – һәрқайсимизниң муқәддәс борчимиз. Көпмилләтлик тәвә турғунлири, асасән, йеза егилигини тәрәққий әткүзүп, елимизниң ихтисади билән мәдәнийитиниң тәрәққиятиға мунасип төһписини қошмақта. Шундақла уйғур, туңган, славян этномәдәнийәт мәркәзлири қурулуп, 30 жилдин ошуқ вақит паалийәт елип бериватқанлиғи  мустәқиллигимизниң шарапити. Биз әшу достлуқни туғ қилип яшап, әмгәк қилип, елимизниң келәчиги болған өсмүрләрни қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик роһида тәрбийиләймиз. Биз, яркәнтликләр,  елимиздики пәвқуладдә вәзийәттә күчимизниң бирликтә екәнлигини намайиш қилалидуқ, – деди тәвә хәлқини тәбриклигән Панфилов наһийәсиниң һакими Марат Сағымбек.
Наһийә һакими мәйрәмгә мунасивәтлик бир топ җамаәтчилик вәкиллирини, пидаийларни  Пәхрий ярлиқлар билән мукапатлиди.  
 Мәйрәмлик чарә-тәдбирдә наһийә аһалиси һәрхил милләтләрниң  нахша-күй, сазлирини  тиңшап, шох уссуллирини тамашә қилди.

Жетысу вилайити, 
Панфилов наһийәси
 

26 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы