• Һечким вә һечнәрсә унтулмайду
  • 08 Мамыр, 2024

«Сипайә генерал»

«Елимизниң жилнамисида исимлири алтун һәрипләр билән йезилған батурлиримиз аз әмәс. Мән хәлқимизниң мошундақ үч даңлиқ пәрзәндигә алаһидә тохталғум келиду. Мәйданға взвод командири сүпитидә атланған Сағадат Нурмағамбетов урушни Берлин әтрапида батальон командири болуп аяқлаштурди. Дәһшәтлик урушниң барлиқ азап-оқубәтлирини көргән у Мустәқил Қазақстанниң дәсләпки Мудапиә министри болди. Қоманданлиқ қабилийити билән исми ривайәткә айланған йәнә бир шәхс – Бауржан Момышулы. У мәйдандики әң қийин җәңләргә қатнашти, батальон, полк, дивизия башқурди. Униң қоршавдин чиқиш услуби кейин уруш сәньитигә «Момышулы спирали» дегән нам билән киргүзүлди. Рақымжан Қошқарбаевниң өчмәс әрлиги бүгүнки таңдиму һечбир талаш пәйда қилмайду. У – дәсләпкиләрдин болуп Рейхстагқа туғ тиккән батур». 

(Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң Миллий қурултайда сөзлигән сөзидин)

 

Бийил аңлиқ һаятини елиниң бехәтәрлиги билән мудапиә саһасини мустәһкәмләшкә беғишлиған дөләт вә җәмийәт әрбаби, Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани, Қазақстанниң Хәлиқ қәһримани, Армия генерали, Қазақстан Җумһурийитиниң тунҗа Мудапиә министри Сағадат Нурмағамбетовниң туғулғиниға — 100 жил.

Шәмшидин АЮПОВ,
«Uiğur avazi»

 Бу күнләрдә милләт пәхриниң тәвәллудиға даир бирқанчә тилға аларлиқ чарә-тәдбирләр, һәрбий-тарихий конференцияләр өтмәктә. Йеқинда әйнә шундақ әмәлий әнҗуман Алмута шәһиридики «Қазақстан офицерлар иттипақи» җәмийәтлик бирләшмиси тәрипидин уюштурулди. Мәзкүр чарә-тәдбиргә Хәлиқ Қәһриманини көргән һәрбий әрбаплар билән генерал-майорлар вә Бауыржан Момышулы намидики 131-мәктәп-лицейиниң оқуғучилири қатнашти. Конференцияниң башлиниши алдида Армия генералиниң һаяти билән җәңгиварлиқ йоли әкис етилгән һөҗҗәтлик фильм көрситилди. Конференциядә сөз новитини алған генераллар билән офицерлар ҚҖ биринчи Мудапиә министриға башқа мәмликәтләрниңму һәрбий мәһкимә рәһбәрлири зор һөрмәт билдүргәнлигини тилға алди. Шундақла натиқлар Хәлиқ Қәһриманиниң өмүр китавиниң сәһипилириниму қисмән варақлап өтти.
Сағадат Қожахметулы Нурмағамбетов 1924-жили 25-баһар күни Ақмола вилайитиниң Қосым йезисида дунияға кәлгән. Һәрбий һаяти 1942-жили башланған. Шу жили һәрбий хизмәткә чақиртилип, Түркмәнстандики училищеда билим алған. Оқушини муваппәқийәтлик тамамлиғандин кейин, 1943-жили үмүт ейида җәң мәйданиға атлиниду. 1-Беларусь, Шималий Кавказ, Украина, Молдавия, Польша, Германия мәйданлирида бирқанчә шиддәтлик җәңләргә иштрак қилиду. Пулемет взводини, ротини, 5-мунтәзим армияниң атқучилар батальонини башқурған. Гитлер канцеляриясигә һуҗум қилишқа қатнашқан. 1945-жили Польша йеридә дүшмән мудапиәсини бузуп өтүш җәңлиридә көрсәткән әрлиги үчүн майор Сағадат Нурмағамбетовқа Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани атиғи берилди.
РӘҚӘМЛӘР СӨЗЛӘЙДУ
Шиддәтлик җәңләрдә у башқурған пулемет ротиси икки күн ичидә 120 фашист билән 12 пулемет орунлашқан орунни тар-мар қилди.
Сағадат батур башқурған рота Польшиниң Пилица дәриясидин өтүп, 35 дүшмән сипаһини өлтүрүп, 6 пулемет орунлашқан йәрни уҗуқтурди.
Сағадат Нурмағамбетовқа 21 йешида Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани атиғи берилди.
Җәңгивар җәңчи 1945-жили Берлинда 100 дин ошуқ Гитлер әскирини тиз пүктүрүп, 9 фашист мудапиәсини бузуп,1560 дүшмән әскирини әсиргә чүшәрди.
Сағадат Нурмағамбетов уруштин кейинки жиллири һәрбий саһада бирнәччә җавапкәр лавазимлиқ хизмәтләргә тайинлинип,елигә адил хизмәт қилди.1946-жили Һәрбий академияни,1981-жили Баш штаб академиясини тамамлиди.1950—1989-жиллири Гражданлиқ мудапиә штабиниң башлиғи,Мәркизий Азия һәрбий округи әскәрлири башлиғиниң орунбасари, Җәнубий һәрбий топи(Венгрия) башлиғиниң биринчи орунбасари,1990-жилдин Қазақстан Җумһурийити уруш, әмгәк вә қураллиқ күчләр ветеранлири Кеңишиниң рәиси,1991-1992-жиллири Қазақ ССР Дөләт мудапиә комитетиниң рәиси,1992—1995-жиллири ҚҖ Мудапиә министри,Армия генерали. 1996-жили ҚҖ Президентиниң мәслиһәтчиси,СССР,Россия,Украина вә башқиму дөләтләрниң орденлири билән тәғдирләнгән.1994-жили 23-баһарда Дөләт рәһбириниң Пәрмани билән Армия генерали Сағадат Қожахметулы Нурмағамбетовқа «Халық Қаһарманы» атиғи билән №1 «Алтын жулдыз» тәнтәнилик түрдә тапшурулди. 
 Хәлиқ батури,даңлиқ қомандан Бауыржан Момышулы «Қан билән йезилған китап» намлиқ әмгигидә: «Уруш—хәлиқниң мәрданилиғи билән бәрдашлиғини синайдиған чоң емтиһан»-дәп язған еди. Әйнә шу синақтин сүрүнмәй өткән Сағадат Нурмағамбетов иккинчи дуния урушиниң қанлиқ мәйдан даласида қәһриманлиқниң һәқиқий үлгисини көрситишни билди. Хәлиқ Қәһримани һәққидә чүширилгән «Миндет! Абырой! Ерлик!» намлиқ һөҗҗәтлик фильмда униң бесип өткән җәңгиварлиқ йоли тоғрилиқ пикир билдүргәнләр «қазақтин йетилип чиққан даңлиқ қомандан Бауыржан Момышулы Сағадат Нурмағамбетовни «сипайә генерал» дәтти»- дәп, әскә алған екән. 
Сипайә генерал уруштин кейин һәрбий саһаниң системисини рәтләп, һәрбий оқуш орунлирини йеңилап, йетүк мутәхәссисләрни тәйярлашта бар күч-ғәйрити билән билимини сәрип қилған улуқ шәхс.Көрнәклик дөләт вә җәмийәт әрбаби 2013-жили 90 йешида мәңгүгә көз жумди. 
Хәйрият, айлар,жиллар өтиду. Бирақ Сағадат Нурмағамбетов охшаш өз миллитиниң ғемида яшиған әл сөйгән әзимәтләрниң ярқин симаси миннәтдар әвлади қәлбидә әбәдил-әбәт сақланғуси. 

133 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы