• Әхбаратлар еқими
  • 08 Мамыр, 2024

Қазақстанда уруш ветеранлириға һөрмәт бөләкчә

Әмгәк вә аһалини иҗтимаий қоғдаш министрлигиниң мәлуматлири бойичә, Қазақстанда һазир 148 уруш ветерани бар. Уларға Улуқ Ғалибийәтниң 79 жиллиғи һарписида 1,5 миллион тәңгә көләмидә бирқетимлиқ ярдәм пули берилди. 
Тәкитләш лазимки, Қазақстанда башқа әлләр билән селиштурғанда Ғалибийәт күнигә берилидиған бирқетимлиқ иҗтимаий төләмниң көләми әң көп болуп һесаплиниду, йәни 3,8 миң АҚШ доллариға тәң болмақта. Мәсилән, Таҗикстанда 24 ветеран бар екән, уларға берилидиған төләм көләми 2,2 миң долларни, Өзбәкстанда болса 1,5 миң долларни тәшкил қилған. Беларусьта 1,1 миң ветеранниң һәрқайсисиға 1,2 миң доллар, Әзәрбәйҗан билән Қирғизстанда 1,1 миң доллар көләмидә ярдәм пули берилиду. Әнди Россиядә болса, бу мәхсәтләргә берилидиған мәбләғ әң төвән екән. У йәрдә 12,5 миң ветеранға 107 доллар көләмидә төләм тайинланған. 
 

748 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы