• Әхбаратлар еқими
  • 08 Мамыр, 2024

«Қазақстанни һимайә қилиш – һәрбир гражданниң муқәддәс борчи вә вәзиписи»

 Биз һәр жили 7-баһарда Вәтән һимайичилири күни мәйримини һәм бир күн өтүпла Улуқ Ғалибийәт күнини нишанлаймиз. Бу мәйрәмләр қазақстанлиқларниң өз вәтинини һимайә қилған, вәтининиң мустәқиллиги үчүн күрәшкән әҗдатлиримизниң әрлигинии вә җасаритини намайиш қилиду. Бу пәқәт урушқа иштрак қилған җәңгивар әҗдатларниңлла әмәс, шундақла арқа сәп әмгәкчилириниң, уларниң аилә әзалириниң қәһриманлиғиниң испати.
 Икки мәйрәм гражданлиримиз үчүн, болупму яш әвлат үчүн муһим әхлақ-мәнивий әһмийәткә егә. Чүнки яшлиримиз әҗдатлириниң Вәтәнни һимайә қилғанда көрсәткән җасаритини билиши лазим һәм уларни үлгә тутуши керәк.
 Бу мәйрәмләр, шундақла һоқуқ-гражданлиқ әһмийәткә егә һәм муқәддәс чүшәнчиләргә асасланған. Сәвәви, Вәтәнни һимайә қилиш һәрбир гражданниң конституциялик борчи болуп һесаплиниду. Конституцияниң 36- бабида «Қазақстан Җумһурийитини һимайә қилиш униң гражданлириниң муқәддәс борчи вә вәзиписи» дәп йезилған. 
 Бизниң Вәтинимиз – Қазақстан Җумһурийити кәң байтақ Улуқ далаға орунлашқан, дунияда мустәқил, тәрәққий етиватқан дөләт сүпитидә етирап қилиниду. Амма һазир қелиплашқан хәлиқара әһвал, сиртқи вә ички ховуплар елимизниң турақлиқ тәрәққий етишигә хәтәр-синақларни пәйда қилмақта. Бу пәқәт һәрбий тоқунушларға мунасивәтлик әмәс, шундақла ихтисадий, иҗтимаий, тәбиий, техногенлиқ хәтәрләргиму бағлиқ пәйда болуватиду. 
 Әлвәттә, Қазақстанниң территориялик пүтүнлүгиниң, мустәқиллигиниң капалити елимизниң барлиқ Һәрбий күчлири. Қазақстанлиқ җәңчиләрниң һазирқи яш әвлади өз Вәтининиң һәқиқий вәтәнпәрвәрлири. Улар Қазақстан армияси сепидә мунасип хизмәт қиливатиду һәм һәрбий борчниң вәзиписини яхши чүшиниду. Өзлиригә қандақ әхлақ-мәнивий, һоқуқ-гражданлиқ вә башқиму җавапкәрликләрни яхши һис қилиду. 
 Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Алий Баш қомандан сүпитидә Қазақстан армиясиниң тәрәққий әткүзүшкә, модернизацияләш ишиға алаһидә көңүл бөлүватиду. 
 Һәрбий хизмәт дөләт хизмитиниң алаһидә бир түри сүпитидә алаһидә һоқуқлар вә вәзипиләргә, статусқа һәм имтиязларға егә. Һазир Қазақстан армиясидә һәрбий хизмәтни өтәш үчүн һаҗәт болған барлиқ шараитлар яритилған. Заманға лайиқ һәрбий казармилар, яхши кийим-кечәк, һәрбий техника, иҗтимаий статусиниң жуқурилиғи һәрбийләрниң мәртивисини ашуриду.
 Қазақстан Миллий гвардияси Ички ишлар министрлиги бүрпүтүн системисиға кириду. Миллий гвардияниң вәзиписи – җәмийәтниң вә дөләтниң бехәтәрлигини тәминләштин, гражданларниң әркинлиги билән һоқуқлирини җинайәт вә башқиму ховуплардин һимайә қилиштин ибарәт. Умумән, дөләтниң бехәтәрлигини тәминләшниң бирпүтүн системисиниң аҗралмас қисми болуп һесаплиниду. 
 Миллий гвардияниң һәрбий қисимлири һәр күни 20 шәһәрдә җәмийәтлик тәртипни тәминләш үчүн патруль хизмитигә киришиду, әһмийәтлик дөләт объектлирини, түзәш мәһкимилирини күзәт қилиш, сот олтиришлириниң бехәтәрлиги, қамаққа елинған шәхсләрни йәткүзүш бойичә җәңгивар новәтчиликкә чүшиду. Миллий гвардияниң һәрбийлири өз хизмәтлирини атқурған пәйтидә һакимийәтниң вәкили болуп һесаплиниду һәм дөләтниң һимайисидә болиду.
 2022-жили Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Миллий гвардияни сан вә сүпәт җәһәттин күчәйтиш вәзиписини қойди. Маддий-техникилиқ вәзипиләрни атқурушниң йеңи шәкиллирини тәйярлаш мәсилилиридин ташқири, һәрбий кадрларни тәйярлаш, уларниң кәспий вә әхлақ сүпәтлиригә алаһидә диққәт бөлүнмәктә. 
 Вәтәнгә хизмәт қилишниң ярқин үлгилири Улуқ Вәтән урушиниң ветеранлири дәп ейтишқа болиду. Елимиздә мошу күнгә қәдәр 176 ветеран һаят екән. Шундақла Авғанстанда һәрбий борчини өтигән бәйнәлмиләл-җәңчиләр, таҗик-авған чегарисиниң һимайичилири, чернобыльчи-җәңчиләр, һоқуқ қоғдаш органлириниң хадимлири, өрт өчәргүчиләр, һәм Вәтини, хәлқи, адәмләрни қутулдуруш үчүн қәһриманлиқ көрсәткәнләрниң һәммиси яш әвлатқа үлгә болидиғини ениқ. 
 Пурсәттин пайдилинип, мән барлиқ қазақстанлиқларни бу улуқ мәйрәмләр билән тәбрикләймән. Һәммиңларға течлиқ, бирлик, бәрпакар әмгәк, турақлиқ вә паравәнлик тиләймән. Вәтинимиз Қазақстанни һимайә қилиш һәммимизниң муқәддәс борчи.

 Сәвирдин ИМИРОВ, 
Миллий гвардия қисимлири һәрбий кеңишиниң кативи, 
полковник

787 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы