• Әхбаратлар еқими
  • 08 Мамыр, 2024

Дөләт рәһбири мукапатларни тапшурди

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев дөләт мукапатлири, алий һәрбий вә мәхсус атақлар, класслиқ дәриҗә тапшуруш мәрасимиға қатнашти.
 Дөләт рәһбири – Қазақстан Һәрбий күчлириниң Алий Баш қомандани Қасым-Жомарт Тоқаев жиғин қатнашқучилирини Вәтән һимайичилири күни вә Ғалибийәт мәйрими билән тәбрикләп, мошу икки мәйрәмниң җәңгиварлиқ әнъәниләрниң уйғунлуғини көрситидиған, батур әҗдатлиримизниң җәңгивар йолини яш әвлат давамлаштуруватқанлиғини қәйт қилди.
— Бүгүнки күндә җәңгивар армиямиз – елимиздики турақлиқ вә течлиқниң күчлүк қалқини. Күчлүк армиямиз течлиқ билән паравән һаятни һимайә қиливатиду. Улар һәрқандақ пәйттә хасийәтлик Вәтинимизни һимайә қилишқа тәйяр туриду. Әрлик пәқәт мәйдандила әмәлгә ашурулмайду. Әрликкә течлиқ һаяттиму орун бар. Бийил биз ахирқи 80 жилдики әң чоң тәбиий апәткә дуч кәлдуқ. Елимизгә кәлгән хәтәр пәйтидә җәңчилиримиз алдинқи сәптә көрүнди. Миллий гвардия, Ички ишлар министрлиги, Миллий бехәтәрлик комитети, Пәвқуладдә вәзийәтләр министрлиги вә Дөләт күзити хизмитиниң шәхсий тәркиви қәсәмядқа садиқ болушниң үлгисини намайиш қилди. Су кәлкүнигә қарши туруш үчүн 9 миңдин ошуқ һәрбий әмгәк қилди. Миңдин ошуқ техника йәткүзүлди. Ховуп пәйтидә хәлқимизниң есил қәдрийәтлири ениқ көрүнди. Мошу йәрдә Шималий Қазақстан вилайитидә апәткә қарши күрәшкән 300 җәңчиниң әмгигини алаһидә тәкитләп өткүм келиду. Улар кечә-күндүз тосмилар селип, шәһәрни судин сақлап қелишқа тиришти. Йәрлик аһали бу җәңчиләргә миннәтдарлиғини изһар қилип, һөрмәт билән узатти. Мана, хәлиқ билән армияниң мустәһкәм бирлиги дегинимиз мошу. Мошундақ мисаллар көп, — деди Президент.
 Қасым-Жомарт Тоқаев Ғалибийәт күнини йеқинлаштурған ветеранлар билән арқа сәп әмгәкчилиригә һәрдайим һөрмәт көрситилидиғанлиғини ейтти. Уларға мәйрәм һарписида һәр жили қошумчә ярдәм пули берилидиғанлиғини, бийил униң дәриҗиси 3 миллион тәңгигичә өскәнлигини қәйт қилди. Шуниң билән биллә өзиниң тәшәббуси билән бийилдин башлап «Айбын» ордениниң үч дәриҗиси даңлиқ батурлиримиз – Сағадат Нурмағамбетовниң, Бауржан Момышулыниң вә Рақымжан Қошқарбаевниң исимлири билән атилидиғанлиғини тәкитләп, милләт пәрзәнтлириниң җасарити вә батурлуғи бүгүнки вә келәчәк әвлат үчүн үлгә-нәмунә болидиғанлиғиға диққәт бөлди.
 Дөләт рәһбириниң ейтишичә, геосәясий турақсизлиқ күчийиватқан һазирқидәк шараитта күчлүк вә һәммигә тәйяр армияниң әһмийити ашиду.
— Бизниң һәрбийләр БДТ даирисидики һәрхил течлиқпәрвәр операцияләргә қатнишип, өзлириниң кәспий маһаритини вә жуқури дәриҗидики җәңгивар мәшиқлирини көрситиватиду. Йеқинда Қазақстан Голан чоққилиридики миссиясини мустәқил орунлаш бойичә БДТ мандитиға егә болди. Ахирқи жилларда дуния әллириниң һәрбий күчи рейтингида орнимиз хелила дәриҗидә яхшиланди. Бу армиямизниң тәйярлиғиниң жуқури екәнлигини вә уйғунлиқта һәрикәт қилалайдиғанлиғини көрситиду. Қазақстан дунияға өзини течлиқсөйәр әл сүпитидә тонутти. Биз барлиқ дөләтләр билән достлуқ мунасивәт орнаттуқ. Һәрқандақ тоқунушни конструктив диалог арқилиқ һәл қилиш керәк, дәп һесаплаймиз. Күчлүк армия һәрхил ховупларға тәйяр болуши лазим. Күчлүк армия – мәмликәт тириги, — деди Президент. 
 Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстанниң җәңгивар армияси кәспий турғудин күчлүк һәм заманға лайиқ болуши үчүн Һәрбий Күчлиримизни буниңдин кейинму күчәйтиш ишлири давамлишидиғанлиғини қәйт қилди. 
— Мана йеқинда елимиздә йеңи авиация базиси ечилди. Бу – миллий мудапиә системисиниң иқтидари ашти, дегәнликни билдүриду. Биз армияниң абройини ашурушқа алаһидә әһмийәт беримиз. Вәтәнни һимайә қилиш – һәммимизгә ортақ пәриз. Буни, болупму яш әвлат чоңқур чүшиниши шәрт. Мәмликәт яш җәңчиләрни һәртәрәплимә қоллаватиду. Уларға мәхсус билим грантлири берилишкә башлиди. Несийәни өтәш муддитини кейингә қалдурди. Әнди армиядә хизмәт қиливетип, ениқ мутәхәссислик елишқа болиду. «Жигиткә яришидиған қолидики нәйзиси» дәп атақлиқ Бухар жырау батурлуқ билән җасарәтни алаһидә тәшвиқ қилған. Һәқиқәтәнму, армия – дөләтниң наһайити муһим рәмзи. Мән җәңчилиримизниң җәңгивар роһи жуқури болғанлиғи билән пәхирлинимән, — деди Дөләт рәһбири. 
 Тәнтәнилик жиғинда Қасым-Жомарт Тоқаев Вәтән һимайичилириниң елимиздики өмлүк билән течлиқни сақлашқа зор төһпә қошуп келиватқанлиғини тәкитләп, офицерларға һәрбий вә мәхсус атақлар, класслиқ дәриҗиләр тапшурди. 
Униңдин ташқири, Президент һәрбий вә хизмәттики борчини әмәлгә ашурушта көрсәткән әрлиги вә җасарити, елимизниң миллий бехәтәрлиги билән мудапиә қабилийитини тәминләшкә, қанун вә һоқуқ тәртивини күчәйтишкә қошқан үлүши үчүн бир топ гражданларни дөләт мукапатлири билән тәғдирлиди. 
 

1135 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы