• Әхбаратлар еқими
  • 08 Мамыр, 2024

Миллий гвардия авиабазиси ечилди

Президент – ҚҖ Һәрбий күчлириниң Алий Баш қомандани Қасым-Жомарт Тоқаевниң қатнишиши билән Астана шәһиридики Миллий гвардия авиация базисиниң ечилиш мәрасими өтти.
 Дөләт рәһбири дәсләп жиғинға қатнашқучиларни 7-май — Вәтән һимайичилири күни билән тәбрикләп, бу вәтәнпәрвәрлик һиссиятни ойғитип, җәңгивар роһни көтиридиған мәйрәм екәнлигини қәйт қилди. Шуниң билән биллә Һәрбий күчләр мустәқил елимизниң күчлүк қалқини, течлиқ вә турақлиқлиқниң мустәһкәм һули екәнлигини тәкитләп өтти.
— Авиациялик базиниң ечилиши – Миллий гвардияғила әмәс, пүткүл армия үчүн әһмийәтлик вақиә. Бу база һәрбий күчләрниң иқтидарини ашурушқа имканийәт бериду. Учқучларниң тез һәрикәт қилишиға мүмкинчилик яритиду. Дөләт Һәрбий күчләрни җабдуқлап, һәрбий инфрақурулумни тәрәққий әткүзүш мәсилисигә алаһидә диққәт бөлиду, — деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
 Президент елимизниң айрим регионлирида йүз бәргән су кәлкүнигә қарши күрәштә җәңчиләрниң алдинқи сәптә болуп, қәсәмядқа адил болушниң илғар үлгисини көрсәткәнлигигә тохтилип өтти.
— Бу йәрдә мән һәрбий учқучларниң кәспий турғудин билимлик вә маһир һәрикәтлирини алаһидә тәкитлигүм келиду. Улар зәрдап чәккән регионларға гуманитарлиқ жүк йәткүзди. Гражданларни бехәтәр йәрләргә көчәрди. Мошуниң һәммисини яхши әмәлгә ашурди. Мошундақ қийин пәйттә хәлиқ билән биллә болған җәңчиләргә миннәтдарлиқ изһар қилимән, — деди Президент.
 Дөләт рәһбири һәрбий сәптә өз ишиниң кәспий мутәхәссислири хизмәт қиливатқанлиғини қәйт қилди. Униң ейтишичә, Қазақстанниң һәрбийлири БДТ даирисидә һәрхил хәлиқара миссияләргә қатнишип, течлиқпәрвәр борчини утуқлуқ атқуруп келиватиду. Бийил улар өз вәзипилирини Голан чоққилирида дәсләпки қетим мустәқил атқурмақта. Бу һәрбийләрниң тәйярлиқ дәриҗисиниң жуқури екәнлигини вә елимизниң дуниявий аренидики абройиниң өсүватқанлиғини ениқ көрситиду.
— Хәлқимиз җәңгивар җәңчиләрни һөрмәтлигән. Мән Миллий қурултайниң Атыравда өткән жиғинида Талдиқорған шәһиридә һәрбий авиабазиға Кеңәш иттипақиниң икки дүркүн қәһримани Сергей Луганскийниң намини бериш тоғрилиқ тапшурма бәрдим. Алмутилиқ учқучниң һаяти әвлатқа үлгә болуши лазим. Мошундақ тәшәббуслар миллий армиямизниң абройини ашуриду. Әл үчүн әмәлгә ашурулған қәһриманлиқ һечқачан унтулмайду, — деди Дөләт рәһбири. 
 Президент һәрбийләрниң җәңгивар вә атақлиқ әҗдатларниң йолини аброй билән давамлаштуруватқанлиғини ейтип, уларниң Вәтән алдидики паалийитигә утуқ тилиди. 
 Мәрасим давамида Дөләт рәһбиригә Қураллиқ Һәрбий күчләрниң, башқиму һәрбий тәркипләрниң самолетлири билән вертолетлириниң, җәңгивар вә мәхсус техникиларниң йеңи үлгилири тонуштурулди.
 Шуниң билән биллә Қасым-Жомарт Тоқаев авиабазидики айрим инфрақурулумлуқ объектларни арилап чиқти. Ички ишлар министриниң орунбасари – Миллий гвардияниң Баш қомандани Еркин Ботақанов җәңгивар тапшурмиларни өз дәриҗисидә орунлаш үчүн базида барлиқ имканийәтләр яритилғанлиғини ейтти.
 Шуниңдин кейин Президент һәрбий шәһәрчиниң Шөһрәт залиға келип, Һөрмәтлик меһманлар китавиға имза қойди.
 Авиабазиниң Астана һава кәңлигидә орунлишиши шәхсий тәркип билән техникини һаҗәт йеригә өз вақтида йәткүзүшкә мүмкинчилик бериду. Шундақла һавадин разведка жүргүзүш, зәрдап чәккәнләрни эвакуацияләш пәйтидә Миллий гвардияниң бөлүмчилиригә ярдәм көрситиду. 

1181 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы