• Йеңилиқлар
  • 23 Қараша, 2012

Арман! Әмгәк! Ишәнчә!

Астанада «Жас Отан» Яшлар қанитиниң ІІ қурултийи болуп өтти

Пайтәхттә «Нур Отан» Хәлиқ-демократик партияси «Жас Отан» Яшлар қанитиниң иккинчи қурултийи өткүзүлүп, униңға тоққуз миңдин ошуқ қиз-жигит қатнашти. 2020-жилғичә бәлгүләнгән «Жастар — Отанға!» Стратегиясиниң қобул қилиниши форумниң асасий йәкүни болди. Форумниң «Арман! Әмгәк! Ишәнчә!» умумий шиари яш әвлатниң умумий кәйпиятини әкис әттүрди. Улар қурултайниң баш қатнашқучиси — Қазақстан Президенти, «Нур Отан» Хәлиқ-демократик партиясиниң Рәиси Нурсултан Назарбаевни давамлиқ алқишлар билән қарши алди. Президент чоң һаятқа қәдәм ташлаватқанларға алаһидә диққәт бөлүватқанлиғини йәнә бир қетим тәкитлиди. У яшларниң һазирқи әһвали вә келәчигигә ғәмхорлуқ қилишниң һәр дайим Қазақстан сәяситиниң асасий мәзмун-маһийити болуп келиватқанлиғини қәйт қилди. — Мән һәр қачан новаторлуқ идеяләрни қоллап-қувәтләп кәлгән вә буниңдин кейинму қоллап-қувәтләймән. Силәрниң күч-ғәйритиңлар мәмликәткә, хәлқимизгә керәк. Бийил мән Һөкүмәткә яшлар сәяситини күчәйтиш бойичә ениқ тапшурмиларни бәрдим. Яшлар билән мунтәзим рәвиштә иш елип бериш үчүн Билим вә пән министрлигидә комитет һәм барлиқ вилайәтләрдә башқармилар қурулди, — дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. — Мән һәр бир регионда яшлар ишлири бойичә кеңәшләрни шәхсән һакимларниң башқурушиниң керәклиги тоғрилиқ көрсәтмә бәрдим. Евразия Миллий университети асасида илмий-тәтқиқат мәркизи қурулди. У яшларниң һәр хил проблемилирини үгиниши вә дөләтниң тегишлик чариләрни көрүши үчүн уларни өз вақтида ениқлиши керәк. Президент шундақла «Әрзән турушлуқ өй — 2020» программиси даирисидә һәр жили яш аилиләргә үч миң пәтир аҗритиш тапшурулғанлиғини тәкитлиди. Яшлар үчүн турушлуқ өй мәсилисила әмәс, бәлки ишқа орунлишиш мәсилисиму муһим. Пәқәт бийилла дөләт 95 миң жигит вә қизниң ишқа орунлишишиға ярдәм қилди. Бирақ мошуниң биләнла иш түгимиди. Нурсултан Назарбаев қурултайда Һөкүмәткә яшларни ишқа орунлаштуруш программисини ишләп чиқишни тапшурди. Йеңи программа Қазақстанниң һәрқандақ чоң карханисиниң, болупму дөләт программисиға қатнишиватқан карханиларниң яшларни оқутуш һәм ишқа орунлаштуруш үчүн квотиларға егә болуш имканийитини көздә тутуши керәк. Дөләт рәһбири мундақ мәлуматларни кәлтүрди: 2012-жили 161 миң яш қазақстанлиқ мәктәпни тамамлиди, уларниң 40 миңдин ошуғи кәспий колледжларға, 93 миңи алий оқуш орунларға оқушқа чүшти. 28 миң яш йә колледжларға, йә университетларға чүшмиди, йәни техникилиқ яки кәспий билимсиз әмгәк базириға барди. —   Буниңда мәсилә биздә иш орунлириниң йоқлуғида әмәс, биздә квалификациялик мутәхәссисләр йоқ, ишчилар йетишмәйду, инженерлар, техниклар йетишмәйду, пайтәхттә қурулушчилар йетишмәйду. Әң муһими — кәсип егиләш керәк, дөләт мана мошу мәсилидә ярдәм қилиши лазим, — дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев. — Жиллар өтүп һәммисигә лавазим егиләш қийин болиду, кәсипсиз яхши ишқа, яхши иш һәққигә үмүт қилиш мүмкин әмәс. Мән Һөкүмәт алдиға оттура мәктәпни тамамлиған һәр бир қазақстанлиқниң мутәхәссислик егилишигә имканийәт яритилиши керәк, дегән вәзипини қоюватимән. Ихтисатқа оттура звенодики техникилиқ хадимларму, слесарьларму, механикларму, һайдиғучиларму, кәпшәлигүчиләрму, ашпәзләрму вә башқа кәсип егилириму керәк. Президент дөләт программисиға қатнашқучи һәрқандақ чоң кархана яшларни оқутуш вә ишқа орунлаштуруш бойичә квотиға егә болуши керәклигини тәкитлиди. Униң сөзичә, Һөкүмәт, шундақла йезиларниң, наһийәләрниң, вилайәтләр вә шәһәрләрниң һакимлири учумкарлар билән ишлиши вә уларни тоғра йолға нишан қилиши керәк. Шундақла мәмликәт Президенти «Иш билән тәминләш — 2020» программиси даирисидә «Яшларниң әмгәк биржисини» вуҗутқа кәлтүрүшни тапшурди. —   Мән һәр бир яш қазақстанлиқниң «Диплом билән йезиға!», «Яшлар сәясити», «Жасыл Ел» охшаш программиларға қатнишишқа электронлуқ буйрутма бериши вә мәмликәткә қандақ мутәхәссисликләрниң зөрүр екәнлигини билиши үчүн «Яшларниң әмгәк биржиси» бирпүтүн веб-порталини вуҗутқа кәлтүрүшни тәклип қилимән, — деди у. Һөкүмәткә шундақла яш тиҗарәтчиләрни қоллап-қувәтләш үчүн «Тиҗарәтниң йол хәритиси — 2020» программисиға өзгиришләрни киргүзүш тапшурулди. Шундақла Нурсултан Назарбаев Қазақстанниң барлиқ ширкәтлирини билим беришниң дуальлиқ системисиға қатнишишқа чақирди. Бу система һазирниң өзидә бир қатар миллий ширкәтләр билән карханиларда ишләватиду. Дуальлиқ система яшларниң вақтиниң 70 — 80 пайизини беваситә ишләп чиқиришта өткүзүп, пәқәт 20 — 30 пайизинила колледжда оқуш үчүн сәрип қилинидиғанлиғини көздә тутиду. Буниңда оқутуш ишләп чиқиришниң ениқ тәләплиригә толуқ дәриҗидә йеқинлаштурулған. —   Мәктәпләрниң оқуғучилири ишләп чиқиришта практикантлар болуп һесаплиниду, уларға иш һәққи бәлгүлиниду, улар оқуйду. Яшларниң у йәрдә қелиши шәрт әмәс, егилигән кәсип билән һәрқандақ җайда ишләшкә болиду, — дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. Шундақла Қазақстан Президенти яшларға әрәп кийимлирини киймәслик мәслиһитини бәрди. —   Биз — мусулманлар, бирақ исламда түрлүк еқимлар моҗут. Шуңлашқиму силәр, «жасотанчилар», мошу еқимларға киргән яшларни яман йолдин сақлишиңлар керәк. Уларни тәрбийилишиңлар керәк. Биз — мусулман дәп ейтқанда, хәлқимизни оттура әсиргә тартмаймиз. Биз мусулманларниң келәчиги тоғрилиқ ойлаймиз. Қазақстанлиқлар исламда сүнни мәзһибигә етиқат қилиду вә динға ишәнгүчиләр башқа мәмликәтләрниң мусулманлириға әмәл қилмаслиғи, җүмлидин әрәп кийимлирини киймәслиги керәк, — деди у. Дөләт рәһбириниң сөзини яшлар наһайити диққәтчанлиқ билән тиңшиди, Президентниң идеялирини қоллайдиғанлиғини вә келишидиғанлиғини алқишлири арқилиқ ипадилиди. Делегатларниң тәкитлишичә, қурултай бу — пәқәт «жасотанлиқлар» үчүнла әмәс, бәлки барлиқ қазақстанлиқ яшлар үчүн муһим вақиә, чүнки у мәмликитимиздә яшлар сәяситиниң тәрәққий етишигә йеңичә күч-қувәт бәхш етиду. Қурултайда сөзгә чиққан «Жас Отан» Яшлар қанитиниң иҗраий кативи Нурлан Сыдықов Милләт Лидериниң форумға қатнашқанлиғи Нурсултан Назарбаевниң қазақстанлиқларниң яш әвладиға ишинидиғанлиғиниң вә уларға дөләтни тәрәққий әткүзүш ишини ишинип тапшурушқа тәйяр екәнлигиниң бәлгүси болуп һесаплинидиғанлиғини етирап қилди. —   Чоң әмгәк сүръити алдида Сизниң ақ тилигиңиз күч-қувәт вә илһам бәхш етиду, қәлбимиздә үмүт учқунлирини пәйда қилиду, — деди у мәмликәт Президентиға мураҗиәт қилип. Нурлан Сыдықов мәмликәтниң барлиқ регионлирида «Жас Отан» Стратегиясиниң муһакимә қилинғанлиғини тәкитлиди. —   «Жас Отан» Яшлар қанити — бу миңлиған мәсләкдашлар, уларниң һәммиси арман қилишни, ишләшни билиду вә өз күчигә ишиниду. Иккинчи қурултай — бу Дөләт рәһбири алдидики, пүткүл мәмликәт алдидики емтиһан. Стратегияни биз яздуқ вә у йеңи вәзипиләр билән йеңи мәхсәтләрни оттуриға қоюватқан вақит тәливи түпәйли йезилди, — дәп тәкитлиди у. Шималий Қазақстан вилайитидин кәлгән делегат, Шахов оттура мәктивиниң биология пәниниң муәллими, «Диплом билән йезиға!» программисиниң қатнашқучиси Әлия Широжеева мәмликәт Президентиға өз оқуғучилириниң иллиқ салимини йәткүзди. —   Мән мәмликитимиздә «Диплом билән йезиға!» охшаш лайиһиләрниң тәрәққий етиватқанлиғидин пәхирлинимән. Бу яшлар үчүн әң утуқлуқ вә надир программиларниң бири. Мошу программа түпәйли йезиларни муәллимләр вә дохтурлар билән тәминләш мәсилиси анчила кәскин турмайватиду. Бийил мутәхәссисликләр тизими кәңәйтилди, бу болса, мәзкүр лайиһиниң тәрәққий етиватқанлиғиниң испати. Бүгүн биз йезида ишләватқан яш мутәхәссисларла әмәс, бәлки Дөләт рәһбири идеясиниң тәрғибатчилири, биз, яшларниң, күч-ғәйритини яхши ишларға тартишқа тиришиватимиз. Бизниң һәммимизни бир мәхсәт — мәмликитимизни гүлләндүрүш мәхсити бирләштүрүватиду, — деди у. «Арселор Митталл Темиртау» акционерлиқ җәмийитиниң менеджери Ольга Долженко әмгәк сулалисиға вакаләтлик қилиду, у һазир өз вақтида мәмликәт Президенти ишлигән заводта ишләватиду. —   Мән мошу карханида ишләватқинимдин пәхирлинимән, мениң ишим, мунасип иш һәққим, инақ коллективим бар. Шуңлашқиму мән келәчәккә ишәнч билән қараймән, — деди у. Қурултай делегати, «Локомотив» — «Алматинское локомотивное эксплуатационное депо» акционерлиқ җәмийити шөбиси кадрлар бөлүминиң башлиғи Гүлнара Көпбаева яшларниң мәмликәт Президенти — Милләт Лидери Нурсултан Назарбаевниң сөзлиридин наһайити илһамланғанлиғини тәкитлиди. — Дөләтниң яшлар проблемилириға алаһидә диққәт бөлүватқанлиғи хошал қилиду. Биз Қазақстан яшлири келәчигиниң парлақ екәнлигини чүшинимиз. Шундақла һәммә нәрсә өз қолимизда. Әгәр биз өз ишимизға җавапкәрлик билән яндишип, өзимизни әмгәк участкилиримизда көрситидиған болсақ, бу йеқинлиримизни маддий паравәнликкә апиридиған йол болиду, — деди у. Қурултайда студент яшларниң намидин Назарбаев Университетиниң студенти Нурсултан Томпиев сөзгә чиқти. —   Һөрмәтлик Нурсултан Әбиш оғли, Сизниң бийил университетимизда оқуған лекцияңиз биз үчүн илһам мәнбәси болди вә мән Сизниң һәр бир сөзүңизни чин жүригим билән қобул қилдим, — дәп мураҗиәт қилди Президентқа студент. — Биз Сизниң яш әвлатниң билим елиш мәсилилиригә нәқәдәр чоңқур яндишиватқанлиғиңиздин, йөнилишләр билән вәзипиләрни нәқәдәр ениқ вә жирақни көзлигән һалда қоюватқанлиғиңиздин пәхирлинимиз. Мән һәр дайим лекцияни қайта қарап чиққинимда, униңдики пикир-мулаһизиләрдин озуқ алимән. Қурултай делегатлири 2020-жилғичә бәлгүләнгән «Жастар — Отанға» Стратегиясини қобул қилди. Стратегиядә сүпәтлик билим, әмгәк яшларниң иҗтимаий көнүкүшиниң асасий амили, мәдәний тәрәққият вә бирлик, яш тиҗарәтчиләрни шәкилләндүрүш, илим-пәнни тәрәққий әткүзүш, пидаийлар һәрикити охшаш он бир асасий йөнилиш бәлгүләнди. Униңдин ташқири, һөҗҗәттә «Нур Отан» Хәлиқ-демократик партиясиниң 2020-жилғичә бәлгүләнгән Программисида вә униң «Қазақстан. Мәхсәтләр — 2017. Миллий иш-һәрикәт плани» сайлам алдидики платформисида баян қилинған әвзәлликләр өз ипадисини тапти. Шуңлашқа барлиқ делегатларниң мәзкүр һөҗҗәтни қобул қилиш үчүн йәкдиллиқ билән аваз бериши, уларниң стратегия Қазақстан Җумһурийитидики яшлар һәрикитиниң тәрәққиятида йеңи басқучниң башлинишини нишанлайдиғанлиғини тәкитлиши тәсадипи әмәс. Бу, өз новитидә, Қазақстан яшлирини җипсилаштуридиған муһим амил болуп һесаплиниду.  

616 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы