• Йеңилиқлар
  • 28 Қаңтар, 2013

ИНТЕРНЕТ СӘҺИПИЛИРИДИН

«Гаж-гуж (5-көрситиш)

«THE MESHREP» топи билән

Lazdjan Productіon вә Дилшат Әдһәмовниң йеңилиқлири.  Қиммәтлик достлар! Lazdjan TV канилида «Гаж-Гужниң» Йеңи жилдики дәсләпки көрситишини диққитиңларға һавалә қилимиз. Меһманлиримиз Абдурешит Сабитовтин, Хаңзат Веләмовтин вә Пәрһат Веләмовтин тәркип тапқан йеңи «The Meshrep» топи. Улар Яркәнт усулида әҗайип татлиқ полу тәйярлиди вә бизниң көрситишимиз үчүн өзлириниң йеңи нахшисини орунлиди.

Lazdjan.tv

 

2012-жилниң йәкүни!

Жилниң әң яхши нахшиси

«Мирдики» бизниң җәмийитимиздә «Уйғур онлуғи» хит-парадиниң 2012-жил бойичә йәкүни чиқирилиду. Униңда жилниң әң яхши нахшиси мәлум болиду. Әң яхши нахшилар онлуғиниң тәркивигә өткән жили силәрниң әң көп авазиңларға егә болған нахшилар кириду.

www.parvaz.kz

 

Әссаламу әләйкүм!

Уйғурлар тәрипидин уйғурлар үчүн тәшкил қилинған дәсләпки уйғур тонуштуруш сайтиға хуш кәпсиз! Биз мәзкүр сайтқа киргәнләрниң миннәтлик рәвиштә өз җүптини тепип чиқип кетишигә тиләкдашлиқ билдүримиз. Биз бу учришиш вә тонушуш хизмитини уйғурларниң бир-бири билән мунасивитини асанлаштуруш мәхситидә қурдуқ! Бу йәрдә сиз муһәббитиңизни изһар қилиш, салам йоллаш, кәчүрүм сораш, электрон почтиңиз арқилиқ тонушуш, хәлқимизниң тарихи билән мәдәнийитидин хәвәрдар болуш имканийитигә егә болисиз!

www.uyghur-covchіnarod.ru

 

Суға сизилған рәсимләр

Түркиялик рәссам Сайит Уйғур рәсим сизиш рәхти сүпитидә әң қолайсиз нәрсидин таллавалған. Өзиниң әҗайип рәсимлирини у суға сизиду. Мәзкүр әсәрләр бир нәччә дәқиқила «өмүр сүрсиму», бәхиткә яриша, уларниң қияпити чүширилгән видеоматериалда сақлинип қалиду. Бу мөҗүзиниң сириға кәлсәк, суюқлуққа почақ аилисигә ятидиған гевен өсүмлүгиниң ширниси арилаштурулиду. Шу чағда рәхт, худди тоқулған заттәк мустәһкәм болиду. Шуңлашқиму бояқ һәр яққа йейилип кәтмәй, мәлум вақит тоқумичилиқ мәһсулати охшаш сақлиниду. Мошуниң өзидин тәсвирий сәнъәтниң әҗайип мөҗүзисини көрүшкә болиду. Рәссам пәлкүчтин ташқири бегиз билән тағақтинму пайдилиниду. Нәтиҗидә көз алдиңизда қарап-қарап тоймайдиған нәқишләр намайән болиду.

www.1tv.ru.

   

507 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы