• Замандаш
  • 15 Ақпан, 2013

ЯХШИЛИҚ ЙӘРДӘ ҚАЛМАЙДУ

 «Қуръан Кәримниң» «Фуссиләт» сүрисидики 33-айәттә: «Аллаға (йәни Алланиң тәвһидигә вә итаитигә) дәвәт қилған, яхши әмәлләрни қилған вә «Мән һәқиқәтән мусулманлардинмән» дегән кишидинму яхши сөзлүк адәм барму?» дәп йезилған. Бу сөзләр мәзкүр мақалиниң қәһримани Дилмурат Кузиевтәк адәмләргә қаритилип ейтилған болса керәк. Дилмурат Кузиевниң һаятида бу пикримизгә асас болғидәк мисаллар нурғун. Мән бу мақалида Дилмурат Кузиевниң тәрҗимиһали билән әмгәк йолиға тохтилишни мәхсәт қилмидим. Сәвәви униң «БеНТ» акционерлиқ җәмийитиниң президенти сүпитидә узақ жиллардин буян әмәлгә ашуруп келиватқан ишлири, йәткән утуқлири һәққидә аммивий әхбарат васитилиридә көп йорутулди вә буниңдин кейинму йорутулидиғанлиғи талашсиз. Мениң мәхситим — адәмләр арисида бир-биригә яхшилиқ қилиш, меһир-шәпқәтлик болуш охшаш инсаний пәзиләтләр йоқаватқан бүгүнки заманда Дилмурат Кузиевтәк оғланниң миллий мәдәнийитимизгә бепәрва қаримай, келәчәк әвлатқа үлгә болғидәк яхши ишларни қиливатқанлиғиға тохтилиштин ибарәт. Мәрт-мәрданилиқ вә яхши әмәл. Бу иккисини бир-биридин айрип қараш мүмкин әмәс. Чүнки мәрт-мәрданә адәмниң қолидин яхшилиқ қилиш келиду. Ихтисадий боһран җүлмәрәткән, адәмләр маддий байлиқниң бәдилигә мәнивий байлиғидин айрилишқа башлиған өткән әсирниң ахирқи он жилини бир пәскә көз алдимизға кәлтүрәйли. Хәлиқниң бесим көпчилиги турмуш-тирикчиликниң қайғусида қалған шу дәвирдә Дилмурат Кузиевниң қазақстанлиқ уйғурларниң арисида дәсләпкиләрдин болуп меценатлиқ йолни таллавалғанлиғи һаятий һәқиқәт. Д.Кузиев меценатлиқниң илим-пән, сәнъәт вә мәдәнийәтни қанити астиға елиши керәклигини яхши чүшәнсиму, бу йолдики дәсләпки қәдимини мечит селиштин башлиди. Шу чағда бәзибир адәмләрниң «Кузиев мечит салғичә, мәктәп салса болматтиму», дегән гәплири һәммимизниң қулиғиға йәтсиму, вижданимизни, дилимизни Алла йолида паклимай туруп, яхшилиққа қол суналмайдиғанлиғимиз тоғрилиқ чоңқур ойлап кәтмигән едуқ. Бүгүн Дилмурат Кузиевниң Ислам дининиң әвлатлиримизни  әдәп-әхлақлиққа тәрбийиләштә муһим әһмийәткә егә екәнлигини нәзәрдә тутқанлиғиға қайил болуватимиз. Әлвәттә, униң меценатлиқ йолини Аллаға дәвәт қилиштин башлишиға аилидики тәрбийиниң, бир өмүр Алланиң қули болуп, Ислам динини тәрғип қилип өткән ата-аниси Пирмуһәммәт вә  Шәрәпәтхан һаҗимларниң тәсири чоң. Шуңлашқа улар оғлиниң тутқан бу йолини биринчиләрдин болуп қоллап-қувәтләп, роһий мәдәт бәргән еди. У атиси Пирмуһәммәт һаҗимниң мечит селиш йолида  қанчилик қийинчиликларға дуч кәлсиму, тутқан йолидин қайтмай,  мечит қурулуши түгигичә жутдашлири билән тәң ишләп, өзигә қол-қанат болғанлиғини пат-пат әсләйду. Дилмурат өзиниң утуқ чоққилиридин көрүнүп, хәлқиниң һөрмитигә бөләнгәнлигигә, Алла йолида меңип Султанқорған, Йеңишәр, Көктал, Челәк қатарлиқ жутларда мечит беналириниң қәд көтиришигә, мусулманларниң муқәддәс китави «Қуръан Кәримниң» кирилл йезиғида уйғур тилида Москвада нәшир қилинишиға, житим балилар өйлиригә давамлиқ ярдәм беришигә сәвәпчи болған ата-анисиниң дуалириниң шапаити дәп чүшиниду вә шундақлиғиға чоқум ишиниду. Яхшилиқ — кәң абстракт мәнаға егә чүшәнчә. Меһир-шәпқәт, яхшилиқ таш жүрәкни еритиду, соғ қәлбни исситиду. Яхшилиқ қилиш, меһир-шәп­қәтлик болуш көрүнгәнла адәмниң қолидин келивәрмәйду. Наһайити нурғун дунияға егә болуп турупму, адәмләрни яхши көрүп, уларға ярдәм қилишқа, мәбләғ бөлүшкә қадир болалмайватқанлар нурғун. Чүнки һәммә дөләтмән адәмләр меценатлиқни мәдәнийәтниң бир көрүнүши дәп чүшинип, баһалаватқини йоқ. Өзидә заманивий меценатқа хас хисләтләр муҗәссәмләнгән адәмләрла әдәбиятниң, сәнъәтниң тәрәқ­қиятиға зор үлүш қошуватқан талантлиқ адәмләргә жүрәк әмри, қәлб хаһиши билән яхшилиқ қилишқа қабил. Чүнки ундақ адәмләр бу бәш күнлүк аләмдә өзи билән өзила болуп яшашқа, пәқәт өзи һәққидила ойлашқа болмайдиғанлиғини яхши чүшиниду. «Меценат» ибарисиниң йеқимлиқлиғиму, қудритиму әйнә шуниңда... Бир пәскә йәнә қайта қуруш дәвригә чекинәйли... Ихтисадий-иҗтимаий қийинчилиқлар овҗ алған. Хәлқимизниң бебаһа ғәзниси — сәнъитимизниң алтун бөшүги, миллий мәдәнийитимизниң очиғи — театримизниң ишиги тамашибинлар үчүн йепилған. Иҗаткарлар, сәнъәт­карлар чүшкүнлүктә. Театр бенасини реконструкция қилишқа мәбләғ йоқ. Мошундақ бир еғир пәйтләрдә уйғур сәнъитини җан-дили билән сөйидиған инсанлар — Уйғур театриниң сабиқ мудири Мурат Әхмәдиев билән «БеНТ» акционерлиқ җәмийитиниң президенти Дилмурат Кузиевниң мунасивитиниң қоюқлашқанлиғи тәсадипи әмәс. Һәр иккиси Алмута шәһиридики 101-мәктәптә оқуған болсиму, уларниң йеқин тонушлуғи, Уйғур театри бенасиниң қурулуши билән беваситә мунасивәтлик болди. «Һәқиқий дост башқа күн чүшкәндә синилиду» дегинидәк, Мурат Әхмәдиевниң театр бенасини җөндәшкә мәбләғни нәдин тепишни ойлап, беши  қетиватқанда, Дилмурат Кузиев меценат сүпитидә бу қурулушқа нурғун ахча бериш билән биллә, бар күч-ғәйритини, атәш қәлбини атиди. Мундақ мәртлик пәқәт һәқиқий достларниң қолидин келиду. У Мурат Әхмәдиев билән биллә уйғур җамаәтчилигини жиғип, театр бенасини җөндәш үчүн мәбләғ топлаш акциясини уюштурди. Бу қурулушниң әшундақ хәлиқ қурулушиға айлинишиға көп җәһәттин Дилмурат Кузиев охшаш шәхсләрниң шу чағларда тамашибинлар билән, хәлиқ билән болған учришишларда ейтқан ялқунлуқ нутуқлири сәвәп болди. Уйғур театри бенасини реконструкция қилишқа пүткүл хәлиқниң, шу җүмлидин миллий сәнъитимизниң тәрәққиятиға бепәрва қаримайдиған Әхмәтҗан Шардинов, Абдуллам Һошуров, Владимир Тохтасунов, Асимҗан Злавдинов, Муратбек Насиров, Магелан Шәрипов, Қәһриман Иминов охшаш көплигән әзимәтләрниң күч чиқарғанлиғини һәммимиз яхши билимиз. Дилмурат Кузиев ишиниң нурғунлиғиға қаримай, қурулуш ишлири аяқлашқичә театр рәһбәрлиги билән қурулушниң бешида болуп, тамашибин залидики орундуқларғичә өз мәблиғи һесавиға елип бәрди. Мана шу күндин башлап һәқиқий меценатлиқ паалийәт бир қетимлиқ акцияләр билән түгимәйдиғанлиғини, у турақлиқ вә давамлиқ рәвиштә жүр­гүзүл­­гәндила, миллий мәдәнийитимиздә өзиниң әһмийәтликлигини тәстиқләйдиғанлиғини чүшәнгән Дилмурат Кузиев Уйғур театриға, сәнъитимизгә қол-қанат болушни өзиниң һаят тәризигә айландурған болса, Уйғур театриниң мәмурийити, өз новитидә, фоеға Дилмурат Кузиевниң исим-шәрипи йезилған тахтини илди. Дилмурат Кузиевниң Уйғур театрини, миллий сәнъитимизни бөләкчә  қәдирләп, бүгүнгичә  қоллап-қувәтләп келиватқанлиғини ата-анисидин алған тәрбийисидин айрип қараш мүмкин әмәс. Униңдики миллий сәнъәткә болған иштияқ меһриван анисиниң кечилири кирпик қақмай бөшүгини тәвитип ейтқан әлләй нахшисидин башлинип, пүткүл вуҗудиға сиңип кәткән болса керәк. У ата-аниси Пирмуһәммәт вә Шәрәпәтхан һаҗимларниңму, көплигән қериндашлиримиз охшаш, тәғдирниң тәқәзаси билән қәлбигә йеқин, меһри иссиқ әзиз жутлиридин әриксиз айрилип, мискин жүрәклири җудалиқ һәсритидә көйгәндә, Уйғур театриға келип, чоңқур муң билән суғирилған нахша-муқамларни тиңшаш арқилиқ сеғинған дилларни дилларға улап, дәрт-һәсрәтлирини бираз болсиму йеникләткәнлигини  кейин чүшәнди. Бүгүн әшу әзизлириниң орнида Дилмурат Кузиев Уйғур театриниң концертлириға пат-пат келип, нахша-саздин бәһирлинип олтарғанда, көз алдиға бирдә әзиз анисиниң Уйғур театриниң мирасгаһиниң ечилиш мәрасимида өзиниң қешида туруп лента қийиватқан пәйти, бирдә хәлиқ нахшилирини тиңшап, муңлинип олтарған пәйтлири келиду. Әгәр русларда ХІХ әсирниң ахири вә ХХ әсирниң бешини меценатлиқниң «алтун дәври» дәп аташ қелиплашқан болса, биз үчүн ХХІ әсирниң бешида «БеНТ» акционерлиқ җәмийити билән Санаәтчиләр, тиҗарәтчиләр вә йеза егилиги хадимлири җумһурийәтлик ассоциациясиниң президенти Дилмурат Кузиевниң тәшәббуси һәм беваситә уюштуруши билән Қазақстан Уйғур меценатлар клуби тәрипидин «Илһам» мукапитиниң тәсис қилиниши чоң вақиә болди. «Илһамниң» хәлқимиз мәдәнийити тәрәққиятида муһим роль ойнап, үмүт чириғи пилдирлап йениватқан тәшна қәлбләрни роһий гадайлиқтин сақлашқа, талантларни қанаәтләндүрүшкә үлүш қошуп келиватқанлиғини һәммимиз яхши билимиз. Һазир «Илһамни» новәттики қетим өткүзүшкә қизғин тәйярлиқ кетип бармақта. Әлвәттә, бәйгини тулпар алғинидәк, бу жилқи «Илһам» мукапитиму мунасипларға берилидиғанлиғиға ишинимиз. Дилмурат Кузиев өзиниң меценатлиқ паалийитини Алланиң әмри билән орунлиниватқан вәзипә дәп қарайду. Униң меценатлиқ йолида әмәлгә ашуруп келиватқан изгү ишлири тоғрилиқ бир мақалә даирисидә гәп қилиш мүмкин болмисиму, даналарниң «Яхшиниң яхшилиғини ейт, қәдри ашсун», дегән сөзлирини унтумаслиғимиз керәк. Яхшилиқ һәққидә бүйүк шаир, һели мәрһум Савутҗан Мәмәтқулов: «Яхшилиқ, дәйдекән,                  қеримас әсла, Һаят испат қилған —      йоқ мунда хата...», —  дәп язғинидәк, мәрт инсан Дилмурат Кузиевниң миллий сәнъитимиз тәрәққияти йолидики яхшилиқлири уни дайим иззәт-һөрмәткә, қәдир-қиммәткә бөлимәктә. Шаир ейтқандәк, бийил 60-баһарини нишанлайдиған Дилмурат Кузиевниң адәмләргә қиливатқан беминнәт яхшилиқлири уни дайим яшартиду. Чүнки яхшилиқ һеч қачан йәрдә қалмайду. Муһитҗан ҺЕЗИМОВ, «Құрмет» ордениниң саһиби, «Илһам» мукапитиниң лауреати.    

941 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы